Гуантанамодики уйғурлар хәлқара мәтбуатларда


2005.08.24
adil-hekim-guantanamo.jpg
Гуантанамота тутуп туруливатқан уйғурларниң бири - адил һеким. Йеқинда америкилик адвокат сабин вилләт әпәнди абабәкри қасим вә адил һекимниң адвокатлиқини үстигә елип, уларниң балдуррақ түрмидин чиқиши үчүн һәрикәт қилмақта.Рәсимни адилниң адвокати сабин вилләт әпәнди тәминлигән.

25 - Авғуст вашингтонда гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң қоюп берилиши тоғрисида ечилмақчи болған сот һарписида, америкиниң әң чоң гезитлириниң бири һесабланған "вашингтон почтиси" гезитидә "вәтәнсиз кишиләр" сәрләвһилик бир мақалә елан қилинди. Арқидинла әнглийә б б с хәвәрлириму бу һәқтә мақалә елан қилди.

Америкилиқ атақлиқ сиясий анализчи робин райтис тәрипидин елан қилинған бу мақалидә, гәрчә гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң 15 нәпири 20 ай бурун һәрбий сот тәрипидин дүшмән җәңчиси әмәс дәп ақланған болсиму, әмма һазирғичә гуантанамодики түрмидә тутуп туруливатқанлиқи тәкитләнгән.

Вашингтон почтси гезитиниң баш бетидә елан қилинған мәзкур мақалидә, америка һөкүмитиниң гуантанамодики уйғурларни хитайға қайтурушни рәт қилип, уларни орунлаштуруш үчүн нурғунлиған дөләтләр билән музакирә елип бериватқанлиқи билдүрүлгән. Аптор мақалисидә гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң қандақ қилип афғанистанға берип қалғанлиқи, уларниң афғанистанда туруштики асаслиқ мәқсиди вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәмдә уйғурларниң миллий һәрикитиниң асаслиқ нишани үстидә алаһидә тохталған.

Мақалидә шундақла, гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң қануний вәкилликини өз хираҗити билән үстигә алған америкилиқ даңлиқ адвокат сәйбин вәлит вә униңға ярдәм қиливатқан уйғур һоқуқшунас вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәлниң гуантанамодики уйғурларниң әһвали вә уларниң қоюп берилиши һәққидики тәләплиригә йәр берилгән.

Бу арида бүгүн б б с радио- телевизийә ширкитиму гуантанамодики уйғурлар һәққидә мәхсус бир мақалә елан қилди. Мәзкур мақалидиму гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң 15 нәпириниң америкиға қарши һечқандақ паалийәткә қатнашмиғанлиқиниң ениқланғанлиқи, уларниң пәқәт хитайнила дүшмән дәп қарайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Йеқиндин бири, америка мәтбуатида гуантанамодики уйғурлар мәслисидә нурғунлиған мақалиләр елан қилинмақта. Бу мақалиләрниң һәммисдә дегүдәк, уйғурларниң гуантанамо түрмисидә сәвәбсиз тутуп туруливатқанлиқи тәкитләнмәктә.

Бу айниң башлирида һәптилик өлчәм жорнилида америкилиқ атақлиқ язғучи алин борк тәрипидин елан қилинған мақалидә, америка һөкүмитидин гуантанамодики уйғурларға сиясий панаһлиқ бериши тәләп қилинди.

Гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларниң қануний вәкилликини үстигә алған сәйбин вәлит билән һәмкарлишип ишләватқан қануншунас вә америка уйғур бирләшмисниң рәиси нури түркәл әпәнди. Америка вә яврупа мәтбуатида гуантанамодики уйғурлар мәслисидә елан қилиниватқан хәвәр вә мақалиларниң, уларниң сотиға иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.