Икки арида қалған гуантанамодики гунаһсиз тутқун


2005.12.15
CUBA-US-ATTACKS-ENDURING-23.jpg
Бу рәсим 2002-йил 18-январ күни дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған болуп, афғанистандин тутуп келингәнләр гуантанамоға тутуп турулмақта. AFP

Садиқ әхмәд түркистани сәуди әрәбистанда туғулуп өскән уйғур муһаҗирлардин иди. У, америка қисимлири тәрипидин 2001 - йилиниң ахирлири азат қилинғичә афғанистанниң қәндиһардики талибанлар түрмисидә тутуп турулувататти. Әйни чағда униң мухбирлар вә америка даирилириға тәкитлишичә, у әлқаидә рәһбири осама бин ладенға сүйқәст қилмақчи, дегән нам билән талибанлар түрмисигә ташланған.

Пәйшәнбә күни " вашингтон почта гезити " садиқ әхмәт түркистани һәққидә мақалә елан қилип, уни " икки арида қалған гуантанамодики гунаһсиз тутқун," дәп атиди.

Орундалмиған вәдә

Вашингтон почта гезитиниң мақалида тәкитлишичә, әхмәт түркистани әлқаидә вә талибанлардин нәпрәтлинидикән. Чүнки у қәндиһардики түрмидә әлқаидә вә талибанларниң тән җазасиға учриған шундақла у америкиға ярдәмчи болуш тәвсийисидә болған.

Әхмәт түркистанниң адвокатиға ашкарилишичә, әйни чағда америка ахбарат даирилири вә б д т вакаләтчилири униңға мусапир болидиған панаһ җай тепип беришкә мақул болуп, мумкин болса пакистандин паналиқ елип беридиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма бу вәдиләр садиқ әхмәт түркистаниниң гуантанамо лагириға солинишидин қутулдуралмиған иди.

"Вашингтон почта гезити" түркистани америка армийисиниң афғанистандики базисиға елип берилғандин кейин, кийим - кечәклири салдурулди, пут қоли бағлинип түрмигә ташланди, дәйду.

У "дүшмән җәңчиси әмәс"

Униң (садиқ әхмәд түркистаниниң) гуантанамодики башқа нурғун мәһбуслардин пәрқи шуки, у уруш мәйданида әсир чүшкән яки террорчи, дегән гуман билән қолға елинған әмәс. У пәқәт афғанистан урушиниң дәсләпки басқучидики қалаймиқанчилиқниң мәһсули.

Җош вайт вә робен райтлар " вашингтон почта гезити" дики мақалисида "у, 2002 - йили январда айрупилан билән гуантанамо лагириға елип берилғандин буян оттурида төт йил вақит өтүп кәтти. Америка даирилири уни бу йилниң башлирида "дүшмән җәңчиси әмәс," дәп ақлиған болсиму, әмма у давамлиқ лагирда тутуп турулмақта," дәп язған.

Униң адвокатиниң тәкитлишичә, америка даирилириниң әхмәт түркистанини қачандин бери "дүшмән җәңчиси әмәс," дәп бекиткәнлики мәлум әмәскән. У йеқинда адвокатиға хәт йезип, 8 йилдин бери из - дерикини алалмиған аилисини сориғач," алтә айниң алдида америка даирилири мениң гунаһсиз икәнликимни уқтурди. Мән дүшмән җәңчиси әмәс икәнмән," дәп тәкитлигән. Америкиниң бешини қатурған мәсилә

Әхмәт түркистани немишкә тутқун қилинди? " вашингтон почта гезити" ниң әскәртишичә, бәзи америка әмәлдарлири вә униң адвокатлири уни хата тутулған яки бәзи әмәлдарлар униң ахбарат қиммити бар, дәп һесаблиған болуши мумкин, дәп қарайдикән. Чүнки у 1998 - йили осама бин ладенни өлтүрүшкә урунған, дәп әйипләнгән иди.

Вашингтон почта гезитиниң әскәртишичә, түркистани гуантанамодики уйғурлар билән охшаш бир мәсилигә дуч кәлмәктә. У, сәуди әрәбистанда туғулған болсиму, әмма әрәбистан граҗдани әмәс. Бу сәвәбләр уни қайси дөләткә қайтуруш мәсилисидә америка даирилириға аваричилиқ туғдурмақта.

" Вашингтон почта гезити" ниң әскәртишичә, америка даирилири униң бөлгүнчилик билән әйиплиниш яки тән җазасиға учрушидин әнсиригәчкә хитайға қайтурушни халимайдикән.

У гуантанамодики тутқунлардин пәрқлиқ бир киши

Вашингтон почта гезити, түркистанини " униң гуантанамодики башқа нурғун мәһбуслардин пәрқи шуки, у уруш мәйданида әсир чүшкән яки террорчи, дегән гуман билән қолға елинған әмәс. У пәқәт афғанистан урушиниң дәсләпки басқучидики қалаймиқанчилиқниң мәһсули," дәйду.

Сайбин веллит әхмәт түркистанини ақлаватқан адвокатларниң бири. У, " вашингтон почтч гезити" ға бәргән баянатида, пакитлар испатлап туруптики у бин ладенниң дүшмини. У бин ладенға сүйқәст қилиш билән соланған, бүгүн биз уни мәһбус сүпитидә тутуп туруватимиз," дәйду.

Гуантанамониң әхмәт түркистани қатарлиқ тутқунлар соланған айрим лагирида, тутқунларға теливизор вә синалғу көрүш рухсити берилгән. У бу йәрдики бәш уйғур билән биргә 9 нәпәр тутқунниң бири.

Дүшмәнләр униң 4 йерим йиллиқ һаятини бәрбат қилди, биз униң һаятидин йәнә төт йилни бәрбат қилдуқ.

Америка ташқи ишлар министирлики аз дегәндә 20 дәк дөләттин гуантанамодики уйғурларға паналиқ беришни тәләп қилған болсиму, әмма һазирғичә иҗабий җавап алалмиған. Америка колумбийә алаһидә район федерал сот мәһкимиси әхмәт түркистани қатарлиқ тутқунларниң дилосини көздин кәчүрмәктә.

У талибанлар тәрипидин сәуди җасуси, дәп сотланди

Әхмәт түркистаниниң адвокатиға ашкарилишичә, у 1997 - йили сәуди әрәбистан даирилири тәрипидин афғанистанға қоғлап чиқирилғандин кейин, афғанистанниң хост районида әлқаидә әзалири тәрипидин қолға елинған. Әхмәт түркистани " афғанистанда сәуди әрәбистан җасуси, дәп сорақ қилиндим вә җисманий қийин қистақлар астида сәуди даирилири тәрипидин бин ладенни өлтүрүшкә әвәтилгәнликимни иқра қилип, 'ялған һикайә' тоқудум," дәйду.

Әхмәт түркистани, әлқаидә әзалири тәрипидин талибанларға өткүзүп берилгәндин кейин, қәндиһардики талибан түрмисидә 4 йил ятқан. Униң адвокатлиридин сузан бейкир мәнниң техи өткән айдила униң билән учрашқан. У, түркистани бин ладенни өлтүрүшкә әвәтилгәнликини рәт қилди, дәйду. Осама бин ладен 1998 - йили әхмәт түркистани вә икки һәмкарлашқучисиниң сәуди даирилири тәрипидин уни өлтүрүшкә әвәтилгәнлики вә сүйқәстниң бәрбат қилинғанлиқини җакарлиған иди.

Вашингтон почта гезити" ниң мухбирлиридин җош вайт вә робин райтларниң мақалисида тәкитлишичә, әхмәт түркистаниниң адвокати сузан бәйкир мәнниң " дүшмәнләр униң 4 йерим йиллиқ һаятини бәрбат қилди, биз униң һаятидин йәнә төт йилни бәрбат қилдуқ," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.