Гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвокатлири алий сот мәһкимисигә әрз суниду


2006.01.18
adil-hekim-guantanamo.jpg
Гуантанамота тутуп туруливатқан уйғурларниң бири - адил һеким. Йеқинда америкилик адвокат сабин вилләт әпәнди абабәкри қасим вә адил һекимниң адвокатлиқини үстигә елип, уларниң балдуррақ түрмидин чиқиши үчүн һәрикәт қилмақта.Рәсимни адилниң адвокати сабин вилләт әпәнди тәминлигән.

Кубаниң гуантанамо арилидики америка һәрбий базисида тутуп туруливатқан уйғур тутқунларни қоюп бериш тәлипи америка федерал сот мәһкимиси тәрипидин өткән йили 12 - айда "һоқуқи йәтмәслик" сәвәби билән рәт қилинғандин кейин, тутқунларниң адвокатлири дилоға америка федерал алий сот мәһкимисиниң арилишишини тәләп қилди.

Алий сотқичә әрз

Адвокатлар, пәқәт алий сот мәһкимисиниңла асасий қанун кризисигә мунасивәтлик мәзкур дило үстидин һөкүм чиқиралайдиғанлиқини билдүрмәктә. Ақлиғучи адвокатлар федерал сот мәһкимисиниң һөкүмигә қайил болмай, дилони қайта көрүп чиқишни тәләп қилип сәйшәнбә күни федерал алий сот мәһкимисигә рәсмий әрз сунған.

Америка федерал районлуқ сот мәһкимиси сотчиси җеймис робертсон өткән йили 12- айда чиқарған тутқунлар тоғрисидики қарарида, буш һөкүмитиниң уйғур тутқунларни давамлиқ гуантанамода тутуп турушини қанунсиз, дәп елан қилған. Шуниң билән биргә сот мәһкимисиниң америка президентиға тутқунларни қоюп бериш һәққидә буйруқ чүшүрүш һоқуқи йәтмәйдиғанлиқини билдүргән.

"Вашингтон почта гезити" ниң сәйшәнбә күнки хәвиридә тәкитлишичә, адвокатлар сотчи робертсонниң юқириқи һөкүмини ағдуруш йоллирини издимәктә. Уйғур тутқунларни ақлиғучи адвокатларниң бири сәйбин виллет, " вашингтон почта гезити" гә бәргән баянатида " бу һөкүм бәш йилдин бери түрмидә йетиватқан бу гунаһсиз кишиләр биләнла мунасивәтлик мәсилә әмәс" дәйду.

Хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитиниң баш катипи алим сейтофниң әскәртишичә, бу дило америкида асасий қанун кризисини кәлтүрүп чиқармақта.

Ақланған тутқунлар

Вашингтон почта гезити", "ақлиғучи адвокатлар федерал сот мәһкимиси президентниң қанунға давамлиқ хилаплиқ қилишини тосаш һоқуқимиз йоқ, дәп һөкүм чиқарғандин кейин, алий сот мәһкимиси вә америка җамаәтчилики бу мәсилигә арилишип, қанундики бу бошлуқни толдуруши керәк" дәп қарайдиғанлиқини язди.

Уйғур тутқунлар дилоси, қанунға уйғун яки уйғун әмәслики 2004 - йилдин бери сүрүштүрүлүшкә башлиған гуантанамодики тутқунларға мунасивәтлик 200 дәк дилониң бир қисими. Америка даирилири бу йәрдики уйғурларниң хата соланғанлиқини байқиғандин кейин, 2004 - йили уларни "дүшмән җәңчиси әмәс" дәп елан қилған.

Бигунаһ кишиләрниң муддәтсиз тутуп турулуши шундақла һөкүмәтниң асасий қанунда бәлгиләнгән һоқуқлардин чоң имтиязға игә болувелиши.... Булар қобул қилғили болидиған һадисиләр әмәс.

Федерал районлуқ сот мәһкимисидики сотчи робертсон, өткән йили 22 - декабирда язған сот һөкүмнамисиниң изаһатида, бу йәрдики уйғур тутқунлар хитайға қайтурулса җазалиниши мумкин, дәйду. Робертсон, улар башқа уйғурларға охшашла америкидин сиясий панаһлиқ елишни халайду, дәп язған. Униң тәкитлишичә, тутқунларниң панаһлиқини пәқәт америка президентила тәстиқлашқа һоқуқлуқкән. Бирақ у, буш һөкүмити бу тәклипкә шиддәт билән қарши чиқмақта, дәйду.

Америка ташқи ишлар министирлиқи гуантанамодики уйғур тутқунларни башқа дөләтләргә орунлаштуруш тиришчанлиқидин һазирғичә нәтиҗә алалмиди. Мәзкур дилоға алий сот мәһкимисиниң һөкүм чиқиришини тәләп қилиш һәр иккила тәрәп үчүн адәттики бир дило һесабланмайду. Алим сейтоф, "алий сотниң уйғур тутқунлар тоғрисидики һөкүми америка тарихидики йеңи бир мәсилә болуп қалиду" деди.

Қобул қилғили болмайдиған һадисә

Ақлиғучи адвокатларниң қаришичә, сотчи робертсонниң чиқарған һөкүми "президент дуняниң һәр қандақ йеридики бир кишини қолға алалайдиған вә солайдиған чәксиз һоқуққа игилиқини испатлиған." Ақлиғучи адвокатларниң алий сот мәһкимисигә язған әрзнамисида, "бигунаһ кишиләрниң муддәтсиз тутуп турулуши шундақла һөкүмәтниң асасий қанунда бәлгиләнгән һоқуқлардин чоң имтиязға игә болувелиши.... Булар қобул қилғили болидиған һадисиләр әмәс" дәйду .

"Вашингтон почта гезити" ниң әскәртишичә, америка әдлийә министирлиқи уйғур тутқунларниң дилоси алий сот мәһкимисигә йолланғанлиқиға баһа беришни рәт қилған. Әдлийә министирлиқи илгири һөкүмәтниң һәрикитини ақлап, уруш мәзгилидә тутқунларни давамлиқ тутуп турушниң зөрүрликини тәкитлигән иди.

Абабәкри қасим вә адил абликим қатарлиқ шәхсләрниң дилоси америка асасий қанун кризисидики талаш - тартишниң мәркизини игилиди. Улар 2001 - йилиниң ахирлири яки 2002 - йилниң башлири пакистанда қолға елинғандин кейин, исламабад даирилири тәрипидин америкиға өткүзүп берилгән. Америка уларниң һәр бири үчүн пакистанға 5000 доллардин тапан һәққи төлигән икән. Бирақ америка һәрбий сот коллигийиси уларни 2004 - йили баһарда дүшмән җәңчиси әмәс дәп ақлап, қоюп берилиши керәк, дәп елан қилған.

Алим сейтофниң әскәртишичә, америка алий сот мәһкимисиниң абабәкри қасим вә адил абликимлар һәққидә чиқиридиған һөкүми, америка һөкүмити тәрипидин дүшмән җәңчиси әмәс, дәп ақланған гуантанамодики башқа уйғурларниң дилосиға тәсир көрситидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.