Гуантанамодики уйғур тутқунлар тәқдирниң орунлаштурушини әндишә билән күтмәктә


2006.03.08
Willett_Sabin.jpg
Гуантанамодики бирқанчә уйғурниң адвокати Sabin Willett. Өзи тәминлигән.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи өткән җүмә күни елан қилған гуантанамодики тутқунларниң сот хатириси, бу йәрдики уйғур тутқунларниң әһвали тоғрисида һазирғичә сир болуп кәлгән бәзи учурларни ашкарилиди.

Сот хатирисидин мәлум болушичә, гуантанамодики һәрбий сот коллегийисидә тәптиш даирилири тәрипидин "террорчи" дәп әйибләнгән уйғурлар буни рәт қилған.

Гуантанамодики уйғурлар: қәйәргә кетимиз?

Бирләшмә ахбарат агентлиқи, бу йәрдики уйғур тутқунларниң каллисидики әң чоң әндишә, қоюп берилгәндин кейин қәйәргә бериш мәсилисидур, дәйду. Сот хатирисидә көрситилишичә, сот коллегийисидә ипадә бәргән уйғур тутқунларниң бири махмуд, хитайға қайтурулса өлүм җазасиға һөкүм қилинидиғанлиқини билдүргән. У, "мән қайтурулушни халимаймән вә сиясий панаһлиқ берилишини тәләп қилимән " дәйду. Тәптиш даирилири тәрипидин әл - қаидигә әза болуш билән әйибләнгән махмуд бу әйибләшни рәт қилип, һәрбий тәлим тәрбийә елиштики бирдин бир мәқсити мустәқил шәрқий түркистан дөлити қуруш икәнликини илгири сүргән. У, "мән әркин һаят кәчүридиған бир йәргә берип яшашни үмид қилимән, бу мениң чәтәлгә чиқишимдики сәвәбим иди" дәп тәкитлигән. Гуантанамода дөлитигә қайтурулушни халимаслиқ бу йәрдики тутқунлар ичидә уйғурларға хас, кәм учрайдиған әһвалларниң бири болуши мумкин.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи тутқунларниң сот җәрянидики иқрарини ашкарилиған болсиму, әмма уйғурларниң көпчиликиниң исим - фамилиси вә салаһийити ашкариланмиди. Дөләт мудапиә министирлиқи сот хатирисидә бәзи тутқунларниң шәхси учурини ашкарилимиғанлиқини "бу һөҗҗәт елан қилинғандин кейин уларниң зиянкәшликкә учримаслиқи көздә тутулған" дәп чүшәндүрмәктә.

Улар бизни меһман қилип, тутуп бәрди

Гуантанамодики хитайға қайтурулушни халимайдиған уйғурлар ялғуз махмуд билән чәкләнмәйду. Сот хатирисидә көрситилишичә, сот коллегийисидики ипадисидә, "әгәр мән хитайға қайтуруп берилсәм, улар мени қаттиқ қийин - қистаққа алиду " дәп тәкитлигән бир уйғур тутқуни, "улар мени итқа талитиши вә тирнақлиримни суғуруветиши мумкин " дәйду.

adil-hekim-guantanamo.jpg

Сот хатирисидә бу уйғурниң исми вә салаһийити тилға елинмиди. Гуантанамо лагиридики уйғур тутқунларниң ичидә 18 нәпәр киши америка афғанистанға һуҗум қилиштин бурун афғанистанниң тора бора теғидики "уйғур тәлим - тәрбийә лагири" да турған. Улар америкиниң бомбардимани вә шимал иттипақи күчлириниң һуҗуми астида лагирни ташлап пакистанға қечишқа мәҗбур болған икән. Шуниңдин кейин гуруппидикиләрниң лагир башлиқи абләй билән болған алақиси үзүлүп қалғанлиқини тәкитлигән бир уйғур тутқуни, "биз пакистанға барғанда йәрлик пуқралар бизни қериндашларчә күтүвалди вә бизни йимәк - ичмәк һәм гөш билән меһман қилди. Биз уларниң бизни һөкүмәткә тутуп беридиғанлиқини ойлимиған идуқ" дәйду.

Униң әскәртишичә, пакистанлиқлар уларни шу җайдики бир мәсчиткә елип барғандин кейин пакистан даирилиригә тапшуруп бәргән. У, гуантанамодики һәрбий сотчиларға "биз пакистанда түрмигә ташланғандин кейин уларниң һәр биримизни 5000 долларға сатқанлиқини аңлидуқ" дәйду.

Биз америкиниң дүшмини әмәс

Сот хатирисидә көрситилишичә, исми ашкариланмиған бу тутқун сот коллегийисидики ипадисидә америка тәптиш хадимлириниң әйиблишини рәт қилип, "бизниң пәқәт бирла нишанимиз бар, у болсиму хитай һөкүмитигә қарши туруш. Бизниң лагирдин айрилишимиз силәр билән мәсилимиз йоқлиқини көрситиду. Бу бизниң америка һөкүмитигә қарши дүшмән әмәсликимизни ипадилимәктә" дәп тәкитлигән. Бу тутқун, һәрбий коллегийә хадиминиң "сениңчә дуня исламға йүзлиниши керәк, дәп қарамсән ? " дегән суалиға җавап берип, "яқ, ундақ дәп қаримаймән. Кишиләрниң өзи халиған динни таллаш һоқуқи бар. Мениңчә сиз кишиләрни бир динға киришкә яки мениң динимға ишинишкә мәҗбурлисиңиз болмайду," дәйду.

2001-Йили 5 - айда дөлитидин айрилип пакистан арқилиқ шу йили 7 - айда тора борадики уйғурларниң лагириға барған бир тутқун, сот коллегийисигә бәргән ипадисидә мундақ дәйду: алди билән мән дөлитимдин айрилиш сәвәбимни чүшәндүрмәкчи. Бизниң дөлитимиз хитай һөкүмити тәрипидин контрол қилинмақта. Улар бизгә башқичә сиясәт тутиду. Уйғурларни йоқилаң сәвәбләр билән әйибләйду вә җазалайду. Мән буни қобул қилалмидим вә чәтәлгә чиқип кәттим. Дөлитимгә қайтишни халимаймән. Бу мениң пакистанға беришимдики сәвәбимдур".

Бизниң пәқәт бирла нишанимиз бар, у болсиму хитай һөкүмитигә қарши туруш. Бизниң лагирдин айрилишимиз силәр билән мәсилимиз йоқлиқини көрситиду. Бу бизниң америка һөкүмитигә қарши дүшмән әмәсликимизни ипадилимәктә.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң ашкарилишичә, һазирға қәдәр 187 нәпәр тутқун лагирдин қоюп берилди. Шуниң билән биргә 80 нәпәр тутқун сәуди әрәбистан, маракәш, русийә, бәһрәйин вә пакистан қатарлиқ дөләтләргә өткүзүп берилгән.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси фләкс плекско, бу дөләтләргә өткүзүп берилгән тутқунларниң ақивити тоғрисида, "америкиниң башқа дөләт һөкүмәтлиригә мәһбусларни қандақ җазалаш һәққидә пикир бериш һоқуқи йоқ" дәйду. Лекин америка һөкүмити гуантанамодики уйғур тутқунлар хитайға қайтуруп берилсә, уларниң өлүм җазаси яки тән җазасиға учримайдиғанлиқиға капаләтлик қилғили болмайду" дәп көрсәтмәктә. Америка һәрбий даирилири гуантанамодики 300 дин артуқ тутқунниң сот хатирисини елан қилди. Әмма һазирғичә сотланмай тутуп туруливатқан тутқунларниң сани хели бар.

Гуантанамо лагиридики тутқунлар мәсилиси хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң шиддәтлик тәнқид қилиш нишаниға айланған мәсилә болуп қалған иди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати гуантанамони "кулаг тақим араллири" дәп атиған вә лагирни тақашни тәләп қилған болсиму, бирақ америка һөкүмити лагирдики тутқунларни "хәтәрлик унсурлар" дәп қаримақта вә бу һәқтики тәнқидләрни инкар қилип, лагирни тақашни рәт қилди.

Улар хитайға қайтурулса һечким уларни қайта көрәлмәслики мумкин

Сәйбин виллит гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвукати. У, радиомизниң зияритини қобул қилғанда "һәқиқий әһвалниң һөкүмәт тәрәп чүшндүргәнгә қариғанда бир аз мурәккәп" икәнликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди. Униң тәкитлишичә, һөкүмәт даирилири бу қетим мәһбусларниң исимлики вә санини елан қилған болсиму, әмма һөҗҗәтниң индикиси болмиғанлиқтин уни көрүп чиқишқа бирәр һәптә вақит кетиши мумкин. У, бу доклат елан қилинғандин кейин гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурлар һәққидики учуримиз техиму көпәйди" дәйду.

Сәйбин виллит буниң алдида бирләшмә ахбарат агентлиқиға уйғур тутқунларни хитайға қайтурушниң хәтәрлик икәнликини әскәртип, "уларниң юрти хитайда, әмма улар хитайда зинданда ғайип болуп кетиши вә һечким уларни қайта көрәлмәслики мумкин" дәп тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.