Америка алий сот мәһкимиси уйғур тутқунларниң әрзини рәт қилди


2006.04.17
Willett_Sabin.jpg
Гуантанамодики бирқанчә уйғурниң адвокати Sabin Willett. Өзи тәминлигән

Буниңдин 4 йил илгири америка қошунлири тәрипидин хата тутулуп қалған вә һазирғичә кубаниң гуантанамо арилидики тутқунлар лагирида тутуп турулуватқан икки нәпәр уйғур тутқунниң, америка алий сот мәһкимисигә йоллиған әрзнамиси дүшәнбә күни мәзкур сот мәһкимиси тәрипидин рәт қилинди. Алий сот мәһкимиси бу дилони рәсмий күнтәртипкә киргүзүп қайта көрүп чиқишни рәт қилған.

Лагирдики уйғур тутқунлар адил абликим вә абабәкри қасимларниң дилоси буш һөкүмити билән америка сот мәһкимилирини иккилиниш әһвалиға чүшүрүп қойған болуп, бу америкида асасий қанун талаш - тартишини кәлтүрүп чиқарған иди.

Қанунсиз тутуп турулған

Америкиниң вашингтон районидики бир федерал сот мәһкимиси 2005- йили 12 - айда бу иккәйләнни гуантанамода давамлиқ тутуп турушниң қанунсиз икәнлики, лекин федерал сот мәһкимисиниң уларни қоюп беришкә буйруқ чүшүрәлмәйдиғанлиқини һөкүм қилған. Адил абликим вә абабәкри қасимниң адвокатлири уларниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришмақта иди. Адвокатлар , федерал сот мәһкимисиниң һөкүмидин кейин, иккәйләнниң дилосини али сот мәһкимисиниң қайтидин көрүп чиқишиға сунуп, "бу кишиләрниң аз дегәндә 3 йилдин бери қанунсиз тутуп турулуватқанлиқини" илгири сүргән.

Лекин буш һөкүмити тутқунларни хитайға қайтурса тән җазасиға учрайдиғанлиқини яки өлүм җазаси берилмәсликигә капаләтлик қилғили болмайдиғанлиқини әскәртип, уларни 3 - бир дөләткә орунлаштурғичә қоюп беришкә қарши турди вә алий сот мәһкимисидин бу дилони көрүп чиқишни рәт қиливетишни тәләп қилди.

Давамлиқ күтүшкә тоғра келиду

Америка әдлийә министирлиқиниң адвокати паул клемент, алий сотниң сотчилириға, бу дилода һөкүмәтниң уйғур тутқунларни "мувапиқ бир дөләткә орунлаштуруш үчүн елип бериватқан дипломатик тиришчанлиқини" күтүшкә тоғра келиду, дәп тәкитлигән. Америка алий сот мәһкимисиниң баянатчиси дүшәнбә күни радиомиз мухбириға адил абликим вә абабәкри қасимлар йоллиған "әрзинаминиң рәт қилинғанлиқини," лекин әрзинаминиң рәт қилиниш сәвәбигә" баһа бәрмәйдиғанлиқини" билдүрди.

Лекин америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл алий сотниң һөкүми бу дилоға чоң тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. ) Нури түркәл( буниңдин бир йил илгири америка һәрбий даирилири абабәкри қасим вә адил абликимларни 2001 - йили 12 - айда пакистанда әсир алғандин бери тунҗи қетим " дүшмән җәңчиси әмәс " дәп елан қилған вә бу кишиләрниң америкиға " тәһдит" һесабланмайдиғанлиқини җакарлап, уларни " хата җай вә хата йәрдә туруп қалған кишиләр " дәп атиған иди. Америка ташқий ишлар министирлиқиниң әскәртишичә, улар уйғур тутқунларни орунлаштуридиған 3- бир дөләт тепишқа тиришиватқан болсиму, лекин һазирғичә уларни қобул қилишни халайдиған бирәр дөләт чиқмиди.

Америка гуантанамодики уйғурларни орунлаштуруш үчүн теришмақта

adil-hekim-guantanamo.jpg
Гуантанамота тутуп туруливатқан уйғурларниң бири - адил һеким. Йеқинда америкилик адвокат сабин вилләт әпәнди абабәкри қасим вә адил һекимниң адвокатлиқини үстигә елип, уларниң балдуррақ түрмидин чиқиши үчүн һәрикәт қилмақта.Рәсимни адилниң адвокати сабин вилләт әпәнди тәминлигән.

Президент буш пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтавни ақ сарайда күтүвалиду. Терррорчилиқ вә кишилик һоқуқ мәсилиси икки дөләт рәһбириниң һәр қетимқи учришишида тилға елинидиған әнәнивий темилар болуп қалди.

Германийидә чиқидиған "дуня" гезитиниң өткән һәптидики хәвиридә ашкарилишичә, 5 - айда америкини зиярәт қилидиған германийә баш министири ангела маркел, буш һөкүмитиниң гуантанамодики уйғурларни ғәрб дунясида уйғурлар әң көп мәркәзләшкән германийигә ороунлаштуруш һәққидики бесимиға дуч кәлмәктә икән.

Алий сотниң мәзкур дило һәққидики қарари көзәткүчиләр тәрипидин америка әдлийә тарихида илгири көрүлүп бақмиған өзгичә әһвал, дәп қаралмақта. Адил абликим вә абәкри қасимларниң адвокати вашингтон районидики федерал сот мәһкимисиниң өткән йили 12 - айда чиқарған қараридин кейин, алий сот мәһкимиси билән биргә вашингтон районидики оттура сот мәһкимисигә тәңла әрз сунған.

Нурй түркәл: алий сотниң қарари тосалғу болмайду

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәлниң әскәртишичә, бу дило америка президентиниң һоқуқ даириси қәйәрдин қәйәргичә болуши керәк, дәйдиған зор мәсилигә мунасивәтлик тема болуп қалған.

Қануни тәртип бойичә федерал оттура сот мәһкимиси дилони көрүп чиқиштин бурун, мәзкур дилони көздин кәчүрүш алий дот мәһкимиси тәрипидин рәт қилинди. Федерал оттура сот мәһкимиси 5 - айниң 8 - күни адил абликим вә абабәкри қасимларниң әрзинамиси бойичә сот ачиду. Нури түркәлниң тәкитлишичә, алий сот мәһкимисиниң дүшәнбә күнки қарари тутқунларниң оттура сот мәһкимисидин чиқидиған қарарға қайил болмиса, алий сот мәһкимисигә әрз сунушиға тосалғу болмайду.

Адил абликим вә абабәкри қасимлар нөвәттә гуантанамодики бир қәдәр әркин һәрикәт қилишқа йол қоюлидиған "америка кәсләнчүки" исимлик лагирда тутуп турулмақта.

Алий сот арлашқандила қанунниң әслидики ролиниң бурмилинип кетиштин сақлиғили болиду

Америка әдлийә министирлиқиниң адвокати паул клементниң әскәртишичә, тутқунлар бу лагирда теливизор көрәләйду, музика аңлиялайду, китап оқуялайду вә путбол, валибол вә тик-так топ қатарлиқ тәнтәрбийә түрлирини ойнаш пурситигә игә. Лекин тутқунларниң адвокатлири гуантанамода өзини өлтүрүвелишқа урунидиғанларниң көпийиватқанлиқини вә бу кишиләрниң ялғузчилиққа тәрк етилгәнликини билдүрмәктә. Алий сот мәһкимисигә йоллиған әрзнамисида гуантанамони "тик ярниң бойида" дәп тәкитлигән адвокат сәйбин веллит, "бу дилоға пәқәт алий сот арлашқандила қанунниң әслидики ролини һазирқи җиддий вәзийәттә бурмилинип кетиштин сақлиғили болиду" дәйду.

Һазир гуантанамода тутуп турулуватқан чәтәлликләрниң сани тәхминән 500 әтрапида болуп, адил абликим вә абабәкри қасимларниң дилосиға берилидиған һөкүм башқилар үчүн өлгә болуп қелиши мүмкин, дәп қаралмақта иди. Америка алий сот мәһкимиси икки йил илгири гуантанамодики тутқунларниң америка сот мәһкимилиригә әрз қилиш һоқуқи барлиқини тониған. Адил абликим вә абабәкри қасимниң америка алаһидә һәрбий сот коллигийисигә бәргән ипадисидә көрситилишичә, улар афғанистанниң тора бора районида хитай һөкүмитигә қарши туруш техникилирини үгәнгәндин кейин, америка бомбардиманидин қечип пакистанға барғанда әсиргә елинған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.