Демократларниң америка палатасида көп санлиқни игилиши гуантанамодики мәһбусларниң тәқдиригә қандақ тәсир көрситиду?


2006.11.15

Президент буш һөкүмити тәрипидин америка дөләт мәҗлисигә сунулуп, дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчи әзаларниң қоллиши билән қобул қилинған террор гумандарлирини сотлаш үчүн алаһидә һәрбий сот қуруш қануни 17‏- өктәбир күни президент буш тәрипидин имзалинип йолға қоюлған иди. Америка дөләт мәҗлсидики демократлар һәмдә америка вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу қанунни америка асасий қануниға шундақла хәлқара җәнвә келишимигә хилап дәп көрсәткән.

Бу қанун гуантанамода тутуп турулуватқан мәһбусларни җүмлидин бу түрмидә тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур мәһбусни, немә үчүн тутуп турулуватқанлиқини билиш, һөкүмәт даирилирини әрз қилиш, өзини ақлаш үчүн адвокат тутуш, аилиси билән алақә қилиш қатарлиқ һоқуқлиридин мәһрум қилип, һөкүмәткә уларни халиғанчә тутуп туруш салаһийити бәргән.

7‏- Ноябир күни америкида елип берилған дөләт мәҗлиси сайлимида демократларниң ғәлибә қилип, америка дөләт мәҗлисиниң һәр икки палатасида күп санлиқини игилиши, гуантанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан 440 мәһбусниң адвокатлириниң мәзкур қанунни өзгәртиш үчүн һәрикәткә өтүшигә сәвәб болди.

Адвокатлар, гуантанамода тутуп турулуватқан мәһбусларни немә үчүн тутуп турулуватқанлиқини ениқлаш үчүн адвокат тутуш вә аилиси билән алақә қуруш һоқуқлириға игә қилиш үчүн, президент буш тәрипидин йолға қоюлған қанунини өзгәртиш мәқсидидә җиддий паалийә елип бармақта. Улар америка дөләт мәҗлисиниң демократ әзалири билән көрүшүп, мәзкур қанунни өзгәртишни дөләт мәҗлисиниң күн тәртипигә киргүзүш үчүн демократ әзаларни қайил қилишқа тиришмақта.

Америкидики уйғур қануншунас вә гуантанамодики мәһбуслар мәсилсини йеқиндин көзитип келиватқан нури түркәл, президент буш тәрипидин йолға қоюлған қанунни өзгәртиш тоғрисида елип бериливатқан паалийәтләр үстидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.