Адвокатлар гуәнтанамода тутуп туриливатқан уйғурларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилмақта
2006.12.05
Бүгүн, 5 - декабир күни "вашингтон пост гезити" ниң язғучиси җош вайт әпәндиниң "адвокатлар гуәнтанамода тутуп туруливатқан уйғурларни қоюп беришни тәләп қилмақта" сәрләвһилик мақалиси елан қилинди.
"Вашингтон пост гезити" дә елан қилинған бу мақалидә баян қилинишичә, сабин виллет, сусән бәкир қатарлиқ адвокатлар "америкиниң гуәнтанамо һәрби түрмисидә 5 йилдин буян тутуп туриливатқан уйғурлар қоюп берилиши керәк" дәп сотқа тәләп қойған. Бу адвокатлар "бу бир қисим уйғурланиң гуәнтанамода тутуп турулуши хитай билән америка оттурисидики сиясий келишимниң бирқисми, уларниң пәқәт "талибанларниң мәшиқ лагирлириға барған" дегәндин өзгә америкиға тәһдит салған конкрет җинайити йоқ, шуңлашқа улар қоюп берилиши керәк" дәп чиң турмақта.
Мақалида баян қилинишичә йәнә, гуәнтанамода тутуп туруливатқан уйғурлар өзлириму "биз талибанлар билән иттипақ түзмигән, әмәлийәттә биз америкиға һесдашлиқ қилғучилар" дәп турмақта, дейилгән.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз вәли америкида қанун кәспидә оқуған, гуантанамодики уйғурларниң адвокатлири билән йеқиндин һәмкарлашқан адвокат нурй түркәл әпәндини зиярәт қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Демократларниң америка палатасида көп санлиқни игилиши гуантанамодики мәһбусларниң тәқдиригә қандақ тәсир көрситиду?
- Албанийидики уйғурларни зиярәт қилип кәлгән зулпийә ханим билән сөһбәт
- Абабәкри қасим: адаләткә вә америка түзүлмисигә һөрмәт қилиң
- Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилси сот мәһкимисидә
- Җурҗ буш чәтәлләрдә йошурун түрмилириниң барлиқини етирап қилди