Гуәнтанамодики уйғурларниң адвокати сотқа әрз сунди
2006.12.14

Адвокат сәбин вәлит риясәтчиликидики бәш адвокат тәрипидин гуәнтанамода тутуп турулуватқан һузийфа пәрһат, абдусәбур, абдусәмәт, һаммад, җалал җалалидин, халид әли вә сабир осман қатарлиқ йәттә уйғур мәһбус намидин америка федерал сотиға сунулған әрздә, уйғур мәһбуслар бир-бирдин тонуштурулған болуп, уларниң афғанистанға қандақ берип қалғанлиқи, немә үчүн афғанситанға беришқа мәҗбур болғанлиқи , қандақ қилип гуәнтанамо һәрбий түрмисигә чүшүп қалғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән.
Америка федерал сотиға сунулған әрздә буниңдин сирт йәнә уйғурлар , уларниң тарихи, уларниң қандақ қилип хитай һакимийити астида қалғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити әтраплиқ тонуштурулған.
Гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларға вакалитән адвокат сәбин вәлит риясәтчиликидики адвокатлар тәрипидин америка федерал сотиға сунулған әрздә уйғур мәһбусларниң гунаһсиз икәнлики, төт йилдин бери наһәқ түрмидә тутуп турулуватқанлиқи, бу төт йил җәрянида уларниң һәр түрлүк бесим вә қаттиқ муамилигә дуч кәлгәнлики әтраплиқ чүшәндүрүлүп, уларниң қоюп берилиши тәләп қилинған.
Ирақ урушидин бурунқи ички сода
Адвокатлар тәрипидин сотқа сунулған әрздә, гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң дәрвәқә америка билән хитай оттурисидики сиясий оюнниң қурбани болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилгән:
"2002- Йили авғуст ейиниң ахирилирида ирақтики саддам һөсәйин һакимийити тоғрисидики хәлқара кризис күчәйгән бир пәйттә, икки дөләтниң алий дәриҗилик министирлири бейҗиңни зиярәт қилди. Буларниң бери ирақ ташқи ишлар министири наҗи сабри иди. У хитай һөкүмитидин америкиниң ирақни ишғалиға қарши чиқишини тәләп қилмақта иди. Министирларниң йәнә бири болса америка муавин ташқи ишлар министири ричард армитаҗ иди. У хитай һөкүмитини америкиниң уруш пиланини қоллашқа қайил қилиш үчүн тиришмақта иди.
Хитай дипломатлири устилиқ билән, бу икки министирни бир-биригә қарши ойниди. Лекин ахирида армитаҗ утуп чиқти. Хитай һөкүмити америкиниң уруш пиланиға қарши чиқмайдиғанлиқини билдүрүп, буниң бәдилигә тәйвән вә тиҗарәт мәсилисидә америкиниң хитайға йол қоюшини һәмдә коммунист хитай һакимийитигә қарши чиққан вә сәвәнлик билән америка тәрипидин қолға елинип гуәнтанамо түрмисигә қамалған 22 уйғур сиясий паалийәтчисини террорчи дәп җакарлишини тәләп қилған.
Адвокатлар тәрипидин сотқа сунулған һөҗҗәттә билдүрүлүшичә, у чағдики җиддий вәзийәттә америка һөкүмити үчүн бирқанчә мусапирниң мәнпәәтиниң һөкүмәтниң уруш пилани алдида һечқанчә әһмийити йоқ иди. Шуңа 2002- йили 26- авғуст күни бейҗиңдики бир йеғин залида америка ташқи ишлар муавин министири армитач хитайниң тәлипини қобул қилип, шәрқий түркистан исламий һәрикитини террорчи тәшкилат дәп җакарлиған вә буниңдин бир қанчә һәптә кейин, шәрқий түркистан исламий һәрикити америка тәрипидин террорчи тәшкилатлар тезимликигә киргүзүлгән.. Бу пәқәтла хитай һөкүмитини рази қилиш үчүнла елинған бир қарар иди. Бу қарарниң һәқиқәт билән вә гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбуслар билән һечқандақ мунасивити йоқ иди.
Америка хитай даирилириниң гуантанамода тутуп туруливатқан уйғурларни сорақ қилишиға йол қойған
Бу содилишишта америка ташқи ишлар муавин министири армитач ашкарилимиған йәнә бир мәсилиму бар иди. У болса, америка һөкүмити пәқәт шәрқий түркистан исламий һәрикитини террорчи тәшкилат дәп җакарлаштин сирт йәнә, хитай һөкүмитигә гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларни сорақ қилиши үчүн рухсәт бәргән. Дегәндәк , бу келишимдин бир һәптә кейин, йәни 2002- йили сентәбир ейида хитай сақчилири гуәнтанамо түрмисигә келип уйғур мәһбусларни сораққа тартқан.
Адвокатлар тәрипдин сотқа сунулған әрздә баян қилинишичә, америка һөкүмитиниң шәрқий түркистан исламий һәрикитини террорчи тәшкилат дәп җакарлишидин бир ай кейин, америка президенти җурҗ буш ирақ мәсилиси һәққидә сөһбәтлишиш үчүн хитай дөләт рәиси җаң земинни текисастики дачисида қизғин күтүвалди. Икки рәһбәр сөһбәт башлиған мәзгилдә хитай сақчилири аллиқачан гуәнтанамо һәрбий түрмисидә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң билдүрүшичә, түрлүк қейин-қистақлар билән уйғур мәһбусларни сорақ қилишқа башлиған. Демәк, ирақ мәсилисидики сода гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң тәқдирини өзгәртти. Икки чоң дөләт оттурисидики бу содидин төт йилдин артуқ вақит өтти. Уйғур мәһбуслар һелиму қанунсиз һалда гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулмақта.
Мунасивәтлик мақалилар
- Адвокатлар гуәнтанамода тутуп туриливатқан уйғурларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилмақта
- Демократларниң америка палатасида көп санлиқни игилиши гуантанамодики мәһбусларниң тәқдиригә қандақ тәсир көрситиду?
- Албанийидики уйғурларни зиярәт қилип кәлгән зулпийә ханим билән сөһбәт
- Абабәкри қасим: адаләткә вә америка түзүлмисигә һөрмәт қилиң
- Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилси сот мәһкимисидә
- Җурҗ буш чәтәлләрдә йошурун түрмилириниң барлиқини етирап қилди
- Албанийидики 5 уйғурниң бири абабәкри өзлириниң әһвали һәққидә тохталди
- Америка һөкүмити гуәнтанамо мәсилисини бир тәрәп қилиш позитсийиисини өзгәртти
- Шветсийидә гуантанамо түрмисиниң тақилишини тәләп қилип намайиш елип берилди
- Албанийидики уйғурлар шветсийә мәтбуатида
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (3)
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (2)
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (1)
- Д у қ албанийидики уйғурларни йоқлиди
- Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт