Гүәнтанамодики тутқунларниң әрз қилиш һоқуқи чәкләнди
2007.02.21
Вашингтон колумбийә алаһидә райони федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң алдинқи күни чиқарған һөкүмигә асасланғанда, йошурун террорчи, дәп қолға елинған вә гүәнтанамоға соланған чәтәллик мәһбуслар қолға елинишқа нарази болуп, америка хәлқ сот мәһкимилиригә әрз қилалмайдиған болди. Федирал әрзийәт сот мәһкимисидики 3 нәпәр сотчиниң 2 си, һәрбийләр чәтәллик мәһбусларни қанунсиз тутуп турған тәқдирдиму, америка сот мәһкимилири уларниң әрзини қобул қилалмайдиғанлиқини қарар қилди. Бирләшмә ахбарат агентлиқи болса сот мәһкимисиниң бу һөкүмини президент бушниң тероризимға қарши пиланиниң зор ғәлибиси, дәп көрсәтти.
Лекин көзәткүчиләр, бу һөкүм әрзинамиси америка сот мәһкимилиридә көрүп чиқишини күтүп туруватқан нәччә йүз кишиниң дилосиға тәсир көрситидиғанлиқини, болупму америка дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин " дүшмән җәңчиси әмәс " дәп ақланған гүәнтанамодики уйғур тутқунларға "адаләтлик" болмайдиғанлиқини вә уларниң әһвали техиму қийинлишидиғанлиқини билдүрмәктә.
Нурй түркәл: уйғур тутқунларниң ташқи дуня билән болған алақиси үзүлүп қелиши мумкин
Америкидики бир қанун мулазимәт ширкитиниң ярдәмчи адвокати нури түркәлниң әскәртишичә, гәрчә бу һөкүм гүәнтанамодики әрәб тутқунларниң адвокатлири ачқан даваға асасән чиқирилған болсиму, лекин сотниң һөкүми лагирдики пүтүн мәһбуслар җүмлидин уйғур тутқунлар үчүнму күчкә игә.
Нөвәттә мәркизи америкиниң бостон шәһиридики бинһам - макачин қанун мулазимәт ширкити, ню йорктики асасий қанун һоқуқи мәркизи қатарлиқ органлар гүәнтанамодики уйғур тутқунларниң адвокатлиқини қилмақта иди. Нури түркәл бурун бир мәзгил бинһам - макачин қанун мулазимәт ширкити билән һәмкарлишип гүәнтанамодики уйғурларни ақлаш хизмитигә арилашқан. У, уйғур тутқунларниң буниңдин кейин адвокатлири билән көрүшәлмәйдиғанлиқини вә ташқи дуня билән алақиси үзүлүп қелиш еһтимали барлиқини билдүрмәктә.
Бу һөкүмгә қоллап аваз бәргән әрзийәт сот мәһкимисидики 3 сотчиниң 2 си президент буш вә җумһурийәтчиләр һөкүмити дәвридә тәйинләнгән сотчилар болуп һесаблиниду. Раймонд рандолп, чәтәллик мәһбусларниң америка сот мәһкимилиридә әрз қилалмайдиғанлиқини қоллиған сотчиларниң бири. У, һөкүмнаминиң изаһатиға бәргән чүшәндүрүшидә "оттуридики бу талаш - тартишлар иҗадий болсиму, лекин кишини қайил қиларлиқ дәриҗидә әмәс. Буни қобул қилиш үчүн дөләт мәҗлисиниң пикирини елиш керәк " дәп тәкитлигән.
Мунасивәтлик адвокарлар әрз сунидикән
Америка дөләт мәҗлиси2006 - йили президент бушниң террорчиларни дөләт мудапиә министирлиқи җазалаш тоғрисидики һәрбий комиссийә қанунини тәстиқлиған иди. Мәзкур қанунниң негизи америка хәлқ сот мәһкимилириниң чәтәллик тутқунлар мәсилисигә арилишишини чәкләштур. Гүәнтанамодики тутқунларниң адвокатлири федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң сәйшәнбә күнки һөкүмидин үмидсизләнгәнликини вә америка али сот мәһкимисигә әрз сунидиғанлиқини билдүрмәктә.
Америка асасий қанун һоқуқи мәркизидики веллс дексен, " биз мушундақ һөкүм чиқидиғанлиқини пәрәз қилған. Сотниң һөкүми бизни үмидсизләндүрди. Гәрчә биз сотниң мушундақ һөкүм чиқиридиғанлиқини алдинала қияс қилған болсақму, лекин бунчилик узун вақит кетидиғанлиқини ойлимиған идуқ " дәйду. Веллс диксен, америка али сот мәһкимисигә бу һөкүмни қайта көрүп чиқиш һәққидә қайта әрз сунидиғанлиқини вә кәлгүси 2 һәптә ичидә алий сотқа әрз сунмақчи болуватқанлиқини билдүрди. Дексенниң әскәртишичә, улар алий сотниң әрзинамини қобул қилишини шундақла бу 5 - айда яки мушу йили яз айлириғичә дило үстидин сот ечишини үмид қилидикән. Лекин америка дөләт мәҗлиси 2006 -йили чиқарған һәрбий комиссийә қанунида буш һөкүмитигә "дүшмән җәңчиси" дәп қаралған чәтәлликләрни муддәтсиз тутуп туруш вә мәркизи ахбарат идарисиға тутқунларни сорақ қилғанда чәклик түрдә әсәбий усулларни ишлитиш һоқуқи берилгән иди.
Нури түркәлниң әскәртишичә, гүәнтанамодики уйғурлар пүтүнләй ақлинип болған болсиму, лекин һазирғичә қоюп берилмигән . Шуңа бу кишиләр һәрбий комиссийидә сотлинидиған тутқунлар қатаридики унсурлар әмәс. У, сотниң һөкүми вә гүәнтанамодики уйғурларниң әһвалини "там өрүлсә, бичарини бесипту" дегән мақалға охшатти.
Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурса һаятиға капаләтлик қилғили болмайдиғанлиқини, лекин уларни қобул қилидиған 3 - дөләт чиқмиғанлиқи вә бу сәвәбләр түпәйли уйғурларниң гүәнтанамода һазирғичә тутуп турулуватқанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуәнтанамодики уйғурларниң адвокати сотқа әрз сунди
- Адвокатлар гуәнтанамода тутуп туриливатқан уйғурларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилмақта
- Демократларниң америка палатасида көп санлиқни игилиши гуантанамодики мәһбусларниң тәқдиригә қандақ тәсир көрситиду?
- Албанийидики уйғурларни зиярәт қилип кәлгән зулпийә ханим билән сөһбәт
- Абабәкри қасим: адаләткә вә америка түзүлмисигә һөрмәт қилиң
- Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилси сот мәһкимисидә
- Җурҗ буш чәтәлләрдә йошурун түрмилириниң барлиқини етирап қилди
- Албанийидики 5 уйғурниң бири абабәкри өзлириниң әһвали һәққидә тохталди
- Америка һөкүмити гуәнтанамо мәсилисини бир тәрәп қилиш позитсийиисини өзгәртти
- Шветсийидә гуантанамо түрмисиниң тақилишини тәләп қилип намайиш елип берилди
- Албанийидики уйғурлар шветсийә мәтбуатида
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (3)
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (2)
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (1)
- Д у қ албанийидики уйғурларни йоқлиди