Гуәнтанамо оюниниң печкилири


2007.03.15

Boston Globe Гезитидә елан қилинған баш мақалидә, америкниң йеңи мудапиә министири робрт гетсниң, валтәр рид һәрбий давалиниш мәркизидә йүз бәргән йолсизлиқта мәсулийити көрүлгән әрбабларни дәрһал вәзиписидин елип ташлаш арқилиқ, башқичә йол тутидиғанлиқини көрсәткәнлики тәкитлинип мундақ дейилгән:

"Валтәр рид һәрбий давалиниш мәркизидә йүз бәргән вәқәгә охшап кетидиған йәнә бир кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш вәқәси кобадики гвәнтанаму тутуп туруш мәркизидә давамлишиватиду. Робрт гетс кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған бир киши болуш сүпитидә, гвәнтанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур мәһбусни қоюп бериш арқлиқ кишилик һоқуқ мәсилсидә америкиниң дунядики итварини қайтидин тикләш һәрикитини башлиталайду. "

Дөләтләр хитайни хапа қилмаслиқ үчүн уйғурларни қобул қилишни рәт қиливатиду

Америкиниң гуәнтанамо һәрбий базисида тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғурниң бейҗиң һөкүмитиниң бесимидин қачқанлиқи тәкиткәнгән Boston Globe гезитидә елан қилинған баш мақалидә йәнә мундақ дейилгән:

"Америка һәрбий хадимлири мәзкур 17 нәпәр уйғур мәһбусниң һечбириниң америка үчүн бир тәһдит әмәсликини, шуниң үчүнму бу йил сотқа тартилидиған мәһбуслар тезимликигә киргүзүлмигәнликини етирап қилмақта. Дәрвәқә 17 уйғур мәһбусниң 16 си әгәр америка уларни орунлаштуридиған бирәр йәр тапалиған болса, аллиқачан америкидин кетип болидиған мәһбуслар. Лекин сабиқ мудапиә министири доналд рамиз феилдниң гвәнатнамодики тутқунларни ‘рәзилләрниң рәзиллири’ дәп атиғанлиқи вә хитайни хапа қилмаслиқ үчүн, һечқандақ бир дөләт һәтта албанийиму уларни қобул қилишни рәт қиливатиду" .

Америка гуәнтанамодики уйғурларни орунлаштурушқа әң мувапиқ дөләт

Америка һөкүмитиниң гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларни, хитайда җазаға тартилишидин әндишә қилғанлиқи үчүн хитайға қайтуррушни халимайдиғанлиқи тәкитләнгән мақалидә мундақ дейилгән:

"Америкида 2000 ға йеқин бир уйғур җамаити яшаватқанлиқи үчүн, уларни орунлаштуруш үчүн әң мувапиқ дөләт америка. Әмма америка ички бихәтәрлик министирлиқи уйғур мәһбусларниң америкиға орунлаштурулушиға қарши чиқмақта. Әмма мудапиә министири робрт гетис, һәрқандақ қилип, ички бихәтәрлик министирлиқини бир тәрәпкә қайрип қойидиған иш болсиму, бу мәсилигә бир чарә тепиши керәк.

Афғанистанда, афғанистан парламентниң қанун қобул қилип һәтта талибан рәһбәрлирини кәчүрүм қилғанлиқи тәкитлгәнгән мақалидә, әмма америка һөкүмити 2001‏- йилидики урушта қолға чүшкән талибанларниң адди җәңчилирини һелиму гуәнтанаму һәрбий түрмисидә тутуп туриватиду вә гуәнтанамо һәрбий түрмисиниң йеңи қомандани деңиз армийиси генерали һари реис, өткән декабир ейиғичә бир-бири билән учришиш пурсити берилгән гуәнтанамодики уйғурларни, өткән йили түрмидә йүз бәргән бир топилаңдин кейин, йеңи ясалған вә 6‏- лагир дәп аталған түрмигә йөткивәткән. Нөвәттә уйғур мәһбуслар 24 саәтниң 22 саитини ялғузлуқта өткүзмәктә.

Boston Globe Гезитидә елан қилинған баш мақалниң ахирида мундақ дейилгән:

"Демәк гуәнтанамо һелиму америкиниң қанун һакимийити әнәнисидин йирақлашқанлиқиниң хәлқара дики бир символи болуп турмақта. Йеңи мудапиә министири робрт гетисниң гуәнтанамода 100 милйон долларға, бир сот бинаси ясаш пиланини бикар қилип наһайити ақиланә бир иш қилди. У әмди, гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларни қоюп бериш арқилиқ, хәлқимизгә дөлтимиздики өзини өзи йоқитиш еқимини өзгәртидиғанлиқини техиму очоқ ипадилиши керәк. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.