Албанийидә яшаватқан уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт


2007.08.30

Rushen-alban-200.jpg
Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси рошән аббас ханим албанийиниң тирана шәһиридә яшаватқан уйғур яшлири билән. Photo courtesy of UAA / Rushan Abbas

Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси рошән аббас ханим, 2002 ‏- йили 22 нәпәр уйғур яш гуәнтанамо түрмисигә дәсләп елип келингән басқучтин башлап һазирға қәдәр тәрҗиманлиқ ишлири билән шуғулланмақта. У болупму , йеқинқи бир йилдин буян гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң вә албанийигә орунлашқан 5 нәпәр уйғур яшниң адвокатлири билән йеқиндин һәмкарлишип, һәр тәрәплимә ишлирини асанлаштуруш үчүн хизмәт ишлимәктә.

Рошән аббас ханим йеқинда албанийиниң тирана шәһиридә яшаватқан уйғур яшлириниң йениға берип , уларниң һазирқи әһвали вә буниңдин кейинки турмушиниң яхши орунлаштурулуши һәққидә уйғурларниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниң мәхсус хетини елип албанийиниң мунасивәтлик орунлиридики хадимлар билән учрашқан.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн , рошән ханим вә албанийидики уйғурларниң вәкили абабәкри әпәнди билән телефун сөһбити елип бардуқ.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтә елип барған зиярәт сөһбитини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.