Көзәткүчиләр исмаил әмәтниң гуәнтанамодики уйғурлар һәққидики сөзлиригә инкас қайтурди
2006.05.18
Гуәнтанамодин қоюп берилгән 5 уйғур яшниң албанийигә берип орунлишиш вәқәсидин кейин, соғақ мунасивәтләр дәвридә әң йеқин сотсиялистик иттипақдашлар болған, лекин әнвәр хоҗа дәвридин кейин унтулушқа башлиған хитай - албанийә мунасивти қайта әскә елинишкә башлиди.
Пакитсиз әйибләш
Хитай һөкүмити албанийигә қаратқан дипломатик бесимини албанийә парламентидики өктичи күчләр вә солқанат албанийә мәтбуатлирини һәрикәтләндүрүш биләнла қалмай, хитай ташқи ишлар министирлики, албанийидики хитай әлчиханиси вә хитай хәлқ қурултийидики юқири дәриҗилик уйғур әмәлдарлирини һәрикәткә кәлтүрди. Хитай хәлқ қурултийиниң муавин мудири исмайил әмәт албанийидики уйғурлар һәққидә чәтәл мухбирлириға бәргән баянатида, америкини йәр шари тероризимға қарши күрәшкә тосқунлуқ қилмақта, дәп әйиблигән.
Исмайил әмәт, 2001 вә 2002 - йиллири афғанистанда есиргә елинған бу кишиләрни террорлуқ гуруһиниң әзалири, дәп атиған. У, албанийини бивастә тәнқид қилмиған болсиму, лекин америкини " мениңчә америка тероризимға қарши күрәштә қош өлчәм қолланмақта, буни қобул қилалмаймиз," дәйду. Исмайил әмәтниң әскәртишичә, "улар афғанистанда талибан вә әл - қаидиниң тәлим тәрбийисини алған қанун бойичә бир тәрәп қилинишкә тегишлик җаһил терорчилар." Лекин бу кишиләрниң терорчи икәнликини испатлайдиған пакит бар - йоқлиқини сориған мухбирларға бәргән җавабида,"уларниң афғанистанға барғанлиқиниң өзи йетәрлик," дәп тәкитлигән исмайил әмәт, "америкилиқлар уларни афғанистанда әсиргә алди вә улар террорчи тәшкилат үчүн хизмәт қилған," дәйду.
Исмайил әмәт һазирғичә гуәнтанамодики уйғур тутқунлар тоғрисида баянат елан қилған хитай дөләт апаратидики тунҗи юқири дәриҗилик уйғур әмәлдар болуп һесаблиниду. Түркийә һаҗитәпә университитиниң ярдәмчи профессори әркин әкрәмниң әскәртишичә, хитай даирилириниң исмаил әмәтни оттуриға чиқиришидики мәқсити хәлқара җәмийәтни бу кишиләрниң террорчи икәнликигә ишәндүрүштур.
Албанийә хитайниң тәлипини рәт қилған
Бу намрат дөләткә апирип қоюлған кишиләр өз җамаити, ортақ тили, аилисидин мәһрум қалди. Улар бу йәрдә йәр шаридики әң қудрәтлик диктатор дөләтниң хирисиға дуч кәлмәктә.
Исмайил әмәт мухбирларға уйғур мусапирларни террорчи, дәп әйипләшниң алдида хитай ташқи ишлар министирлики америка билән албанийини тәнқидлигән вә хитайниң албанийидики баш әлчиси тйән чаңчүн, албанийә ташқи ишлар министири бесник мустафач билән көрүшүп, уйғур мусапирларни қайтуруп беришни рәсмий тәләп қилған иди. Албанийә һөкүмити хитайниң уйғур мусапирларни өткүзүвелиш тәлипигә һазирғичә ашкарә инкас қайтурмиған болсиму, лекин албанийә әдлийә министирлики уйғур мусапирларниң адвукатиға бу кишиләрниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини вә хитай даирилириниң уларни өткүзүвелиш тәлипи рәт қилинғанлиқини билдүргән.
Бәш уйғурниң адвокати: уйғурлар хәтәр алдида
Вәзийәттин хәвәрдар әрбапларниң әскәртишичә, албанийиниң америкида турушлуқ әлчиханисидики исмини ашкарилашни халимайдиған дипломатлар, уйғур мусапирларниң хитайға қайтурулуш әндишисидин хатирҗәм болушни вә һазирқи боран - чапқунниң өткүнчи вәзийәт икәнликини билдүргән. Лекин бу 5 уйғур мусапирниң адвокати сәйбин веллит, бу кишиләр хитайға қайтурулмиған тәқдирдиму, лекин уларниң албанийидики келәчикидин әнсиримәктә. У, америкида чиқидиған "бостон глоб" гезитигә бәргән баянатида, "уларниң албанийидә турушиға йол қоюлған тәқдирдиму, лекин уларниң келәчики йәнила қараңғу," дәйду.
Тирана һөкүмити албанийә парламентидики өктичи гуруһларниң бу кишиләрни хитайға өткүзүп бериш һәққидики бесимиға дуч кәлмәктә. Әркин әкрәмниң тәкитлишичә, бу мәсилә хитай билән албанийә оттурисида узун мәзгилгичә давам қилиши мумкин.
Албанийә пайтәхти тирана әтрапидики бир йиғивелиш лагирида бир тәрәп қилинишни күтүп туриватқан вә һазирғичә албанийә һөкүмитидин өзлириниң салаһийити тоғрисида қанаәтлинәрлик җаваб алалмиған мусапирлар, германийигә кетишни үмид қилишмақта.
Албанийә мәтбуатлирида
Албанийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, улар албанийидики бир йәрлик телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда германийигә берип олтурақлишиш вә бу дөләттики уйғур җамаәтчилики билән җәм болуш арзуси барлиқини тәкитлигән.
Сәйшәнбә күни америка колумбийә алаһидә районидики федерал оттура сот мәһкимисигә йоллиған илтимасида, бу 5 нәпәр уйғурниң албанийә мусапирлар лагиридики турмуш шараитиниң мүшкүллики һәққидә тохталған сәйбин веллит, " бу намрат дөләткә апирип қоюлған кишиләр өз җамаити, ортақ тили, аилисидин мәһрум қалди. Улар бу йәрдә йәр шаридики әң қудрәтлик диктатор дөләтниң хирисиға дуч кәлмәктә," дәйду.
Хитай һөкүмити 11 - сентәбир вәқәсидин кейин шәрқий түркистан күчлирини уйғур аптоном районида йеқинқи 10 нәччә йилдин бери йүз бәргән бир қатар зораванлиқларға җавапкар, дәп елан қилди. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқи бу һәқтики хәвиридә дипломатлар вә мутәхәссисләрниң бу зораванлиқларни шәхси ихтилаплар кәлтүрүп чиқарған өч елиш һәрикити, дәп қараватқанлиқини тәкитлигән. Лекин хитай ташқи ишлар министирлики, "шәрқий түркистан хәлқара тероризимниң бир қисими," дәп көрсәтмәктә.
Әркин әкрәмниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити шәрқий түркистан аталғуси билән шәрқий түркистан тәшкилатлирини мәқсәтлик һалда бир нәрсә қилип көрситиватиду.
Ихтилаплиқ баянат
Бу айниң 12 - күни елан қилған гуәнтанамо һәққидики баянатида," бир қанчә йилдин бери шинҗаңда террорлуқ вәқәлири йүз бәрмиди," дәп тәкитлигән исмаил әмәт, бу җәрянда " терорчиларниң пүтүн пилани мәғлуп қилинди," дәп җакарлиған болсиму, лекин ваң лечүән, 14 - април күни райондики җ х органлириниң мәсуллириға ачқан йиғинда "биз дуч келиватқан бөлгүнчиликкә қарши күрәш вәзийити йәнила наһайити өткүр," дәп агаһландурүшни унтумиди.
Уйғур аптоном раюни хитай бойичә сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериливатқан бирдин - бир район. Хитай һөкүмити һазирғичә районда қанчилик кишиниң қолға елинғанлиқини яки өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини елан қилип бақмиди. Исмайил әмәтниң әскәртишичә, һөкүмәт " әгәшкүчиләр"ни " милләтләр иттипақлиқи вә иҗтимаи муқумлуқ тәрбийиси" елиш үчүн әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға йолланған, " тәшкилатчилар" ни қанун бойичә қәти бир тәрәп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исмайил әмәт америкиниң уйғур тутқунларни хитайға қайтуруп бәрмигәнликини тәнқид қилди
- Гуәнтанамодики йәнә бир түркүм тутқунларниң тизимлики елан қилинди
- Гуәнтанамодин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған уйғурлар билән сөһбәт(3)
- Гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгән адил абликимниң ачиси кәвсәр ханим билән сөһбәт
- Гуәнтанамодин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған уйғурлар билән сөһбәт(2)
- Бәш уйғурниң гуәнтанамодин қоюп берилгәнликигә болған инкаслар
- Гуәнтанамодин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған уйғурлар билән сөһбәт(1)
- Гуәнтанамодики уйғурларниң адвокати билән сөһбәт
- Германийә һөкүмити вә гуәнтанамодики уйғурлар
- Хитай гуәнтанамодики уйғурларни қайтурувелиш тәлипидин һазирғичә ваз кәчмиди