Гуантанамодики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә нурй түркәл билән сөһбәт
2006.01.04
Гуантанамода тутуп туруливатқан уйғур тутқунлар ичидики сидиқ түркистани, әхтәр, әхмәт вә аюп һаҗи мәмәтләр , мәзкур базидики бир қисим мәһбусларниң ачлиқ елан қилиш һәрикитигә иштирак қилмақта.
Америка федерал сот мәһкимиси йеқинда бу төт нәпәр уйғур билән бир лагирда туриватқан адил абликим вә абабәкри қасимлар үстидин һөкүм чиқирип, америка һөкүмитиниң бу икки кишини қанунсиз тутуп туруватқанлиқини елан қилған.
Биз ачлиқ елан қилғанларниң әһвали вә сот мәһкимисиниң адил вә абабәкриләр һәққидики һөкүми тоғрисида америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәлни зиярәт қилдуқ. Нури түркәл өз нөвитидә гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвокати сәйбин виллетниң қанун ярдәмчиси болған вә гуантанамодики уйғурлар билән көп қетим учрашқан.
©
2006 Radio Free Asia