Гуәнтанамодин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған уйғурлар билән сөһбәт(1)


2006.05.08

Гуәнтанамодики 22 нәпәр уйғурниң ичидә бәши, 5 – май күни албанийигә йетип барди. Америка дөләт мудапиә министирлиқи бүгүн бу 5 нәпәр уйғур һәққидә баянат берип, америка һөкүмитиниң бу уйғурларниң инсаний муамилигә еришиши үчүн әң чоң тиришчанлиқларни көрсәткәнликини билдүрди.

Албанийә ташқи ишлар министирлиқиму һәм бу 5 нәпәр уйғурниң албанийигә сақ-саламәт йетип кәлгәнликини етирап қилип, бу уйғурларниң албанийидә сиясий панаһлиқ тилигәнликини, шуңа уларниң һазир бу һәқтики қануний рәсмийәтләрни давамлаштуриватқанлиқини ейтти.

Гуәнтанамодин қоюп берилип албанийигә барған бу бәш уйғур һәққидә техиму тәпсили мәлуматқа игә болуш үчүн, мухбиримиз қанат улар билән алақилишип, телефон сөһбити елип барди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.