Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилси сот мәһкимисидә
2006.09.11
Америка һөкүмити 5- май күни гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан адил вә абабәкри қатарлиқ бәш уйғур мәһбусни америка федерал оттура соти уларниң мәсилисини көрүшидин икки күн бурун қоюп берип, уларни алабанийигә орунлаштурди. Америка оттура соти 8- май күни федерал сотиниң адил вә абабәкири һәққидә чиқарған һөкүмини көрүшмәкчи иди.
Америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтуруш тоғрисидики тәләплирини рәт қилған болсиму, әмма адил вә абабәкри қатарлиқ президент буш тәрипидин қурулған һәрбий сот мәһкимиси тәрипидин "дүшмән җәңчиси" әмәс, дәп елан қилинған һәмдә америка федерал соти тәрипидин гунаһсиз дәп һөкүм чиқирилған бәш нәпәр уйғур мәһбусқа қайси дөләткә орунлаштурулидиғанлиқи тоғрисида алдин һечқандақ хәвәр бәрмигән. Улар қоллири бағлақлиқ һалда айропиланға олтурғузулғандин кейин, андин албанийигә кетиватқанлиқидин хәвәр тапқан.
Адвокатларниң қарашлири
Уйғур мәһбусларниң адвокатлири, президент буш һөкүмитиниң, гуәнтанамода тутуп турулған бәш уйғур мәһбусни, туюқсиз қоюп берип, албанийигә орунлаштурғанлиқини тәнқид қилмақта. Бәзи адвокатлар һөкүмәтниң оттура сотниң һөкүмәтни еғир бир әһвалда қойидиған қарар чиқирип қилишидин қорқуп, уйғур мәһбусларни дәрһал қоюп бәргәнликини билдүрмәктә. Бәзи адвокатлар болса, һөкүмәтниң 4 йилдин көп гуәнтанамо түрмисидә бигунаһ тутуп турулған, гунаһсизлиқи һәм һөкүмәт тәрипидин қурулған һәрбий сот һәмдә америка федерал соти тәрипидин ениқланған уйғур мәһбусларға төләм төләштин шундақла уларниң мәсилисиниң гуәнтанамода тутуп турулуватқан йүзлигән мәһбусниң адвокатлири тәрипидин үлгә қилинишидин чөчүп, уларни дәрһал албанийигә әвәтишни қарар қилғанлиқини оттуриға қоймақта.
Сот мәһкимисидики талаш – тартиш
Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң адвокатлири, һөкүмәтниң уларниму мәзкур бәш уйғур мәһбусқа охшаш өзлиридин хәвәрсиз үчүнчи бир дөләткә әвәтиветишиниң алдини елиш үчүн, һөкүмәтниң гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларни үчүнчи бир дөләткә әвәтиштин бурун чоқум уларни бу қарардин алдин хәвәрләндүрүшини һәмдә сотниң уларниң мәсилисини тездин көрүп чиқишини тәләп қилип тәптиш мәһкимисигә әрз сунған иди.
Тәптиш мәһкимиси бүгүн вашингтонда мушу мәсилини көрүшти. Бүгүн әтигән саәт онда башлиған сот мәһкимисидә, аввал һөкүмәтниң адвокати, президент буш һөкүмитиниң гуәнтанамодики мәһбусларни түрмидә тутуп туруш үчүн қануний җәһәттин салаһийити барлиқини тәкитләп, һөкүмәтниң уйғур мәһбусларни алдин хәвәрләндүрмәй үчүнчи бир дөләткә орунлаштуруш қарарини ақлиди. У һөкүмәтниң бу һәрикити арқилиқ мәһбусларни уларниң һаяти хәвп астидики өз дөләтлиригә қайтурмай, үчүнчи бир дөләткә орунлаштуруш вәдисигә әмәл қилғанлиқини билдүрди.
Лекин, гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң адвокатлири, уйғур мәһбусларниң нәччә йилдин бери гунаһсиз тутуп турулуватқанлиқини, уларниң қоюп берилиши керәкликини, әгәр һөкүмәт уларни үчүнчи бир дөләткә әвәтишни қарар қилса, қайси дөләткә әвәтидиғанлиқидин уларни алдин хәвәрдар қилиши керәкликини билдүрди.
Һәр икки тәрәпниң сөзлирини аңлиған баш сотчи, бу мәсилидә һөкүм чиқиришни бир күн кейингә кечиктүрди.
Уйғурларниң адвокати себин вәлитниң қарашлири
Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң адвокати себин вәлит, бүгүнки сот мәһкимисниң нәтиҗиси вә әһмийити үстидә тохтилип мундақ деди:
"Бир сот мәһкимисидин қандақ һөкүм чиқидиғанлиқини сот җәрянида соралған суаллардин мөлчәрлигили болиду. Бүгүнки бу сот мәһкимиси икки мәсилини мәқсәт қилған. Биринчиси, биз федерал сот гуәнтанамода һелиму тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң мәсилисини тездин көрүп бир тәрәп қилишини халаймиз. Һөкүмәт болса буни кечиктүрүшни халайду. Бу мәсилә сотта айдиңлишиду. Иккинчи мәсилә болса, һөкүмәтниң мәһбусларни үчинчи бир дөләткә әвәтиштин бурун уларни бу қарардин алдин хәвәрдар қилиши мәсилиси иди. Мениңчә, сотчилар биринчи мәсилидә бизгә қарширақ мәйданда турди. Иккинчи мәсилидә көп соаллар соралған болсиму, оттуриға қоюлған дәлилләр рәт қилинмиди. Әмди қандақ һөкүм чиқидиғанлиқини күтүшимиз керәк".
Гүәтнамода тутуп турулуватқан уйғурларға болған һесдашлиқини ипадиләш үчүн бүгүнки сот мәһкимисгә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә вашингтон шәһири әтрапида яшайдиған бир қисим уйғурларму қатнашти. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җурҗ буш чәтәлләрдә йошурун түрмилириниң барлиқини етирап қилди
- Америка һөкүмити гуәнтанамо мәсилисини бир тәрәп қилиш позитсийиисини өзгәртти
- Шветсийидә гуантанамо түрмисиниң тақилишини тәләп қилип намайиш елип берилди
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (1)
- Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт
- Көзәткүчиләр исмаил әмәтниң гуәнтанамодики уйғурлар һәққидики сөзлиригә инкас қайтурди
- Гуәнтанамодики йәнә бир түркүм тутқунларниң тизимлики елан қилинди
- Бәш уйғурниң гуәнтанамодин қоюп берилгәнликигә болған инкаслар
- Гуәнтанамодики уйғурларниң адвокати билән сөһбәт
- Германийә һөкүмити вә гуәнтанамодики уйғурлар
- Хитай гуәнтанамодики уйғурларни қайтурувелиш тәлипидин һазирғичә ваз кәчмиди
- Д у қ гуантанамодики уйғурлар үчүн паалийәт елип бармақта
- Америка алий сот мәһкимиси уйғур тутқунларниң әрзини рәт қилди