Гуантанамодики уйғурлар канада мәтбуатлирида
2007.10.10
Гуантанамо турмисида тутуп турулуватқан уйғурлар мәсилиси хәлқара җәмийәтниң җиддий диққитини қозғиған мәсилиләрниң бири шундақла бу канадалиқлар үчүнму натонуш мәсилә әмәс . Алдинқи йилниң башлири америка һөкүмитиниң бу уйғурларни канадаға орунлаштуруш үчүн канада даирилири билән сөһбәт өткүзүватқанлиқи мәтбуатлар арқилиқ оттуриға чиққан болуп , кәчүрүм тәшкилати канада бөлүми бу уйғурларниң канада тәрәптин қобул қилиниши үчүн, өзлириниң паалийәт елип бериватқанлиқини билдүргәниди. Лекин икки айниң алдида америка һөкүмитиниң бу тәлипиниң канада даирилири тәрипидин рәт қилинғанлиқи канада мәтбуатлири арқилиқ оттуриға чиқти.
Йеқинда канаданиң кбк радиосиниң мухбири антонй гәрмаин америкиниң бостондики бинғам адвокатлиқ орниниң хадими , гуантанамодики уйғурларниң адвокатлиридин бири болған җасон пиннәйни зиярәт қилип, бу уйғурланиң гүәнтанамоға қандақ келип қалғанлиқи, уларниң нөвәттики салаһийити вә һаяти һәққидә мәлумат алди. Биз бу программини бу зиярәт асасида тәйярлидуқ. Адвокат җасон пиннәйниң баян қилишиға қариғанда, америка афғанистан вә пакистанда қолға чүшкән бу уйғурларни дүшмән җәңчилири дәп қарап,гуантанамо турмисиға елип барған болсиму, лекин кейин тәкшүрүшләр нәтиҗисидә бу уйғурларниң америкиниң дүшмини әмәс,бәлки хитай һөкүмитиниң дүшмини икәнлики оттуриға чиққан.
Уйғурлар хата вақит вә хата орунда қолға елинған
Адвокат җасон пиннәй уйғурларниң гуантанамода пәйда болуш сәвәблирини тонуштуруп: гуантанамодики турмида нөвәттә 17 нәпәр уйғур тутуп турулмақта . Мениң адвокатлиқ орнум 9 нәпәр уйғурға мәсул. Уларниң һәммиси әйни вақитта хитай һөкүмитиниң сиясий зулумлириға учриған уйғурлардур. Буларниң көплири түркийигә берип ишләшниң йолини қилиш үчүн, 1999-йили вә 2000-йилларниң ахирлири афғанистанға кәлгәниди.
Улар афғанистанда түркийиниң визисини күтүп ятқанда, 11 - сентәбир вәқәси партлиди. Улар туруватқан йезиму бомбардиман қилинди. Шуниң билән улар тағларға қачти вә ашлиқ вә йемәкликтин қисилған бу уйғурлар тағу- ташларни һалқип пакистанға қечип барди. Пакистанда уларни пакистанлиқ мусулманлар мәсчиткә елип барди вә уларниң пулға ярайдиғанлиқини көрүп йетип, яхши таамлар билән меһман қилди. Кечини мәсчиттә түнигән бу уйғурлар әтиси пакистанлиқлар тәрипидин адәм бешиға 5000 доллардин америка әскәрлиригә сетилди. Башқа уйғурларниң тәқдириму буниңға охшап кетиду. Буниң билән уйғурлар гуантанамода пәйда болди,дәйду.
Бу уйғурлар америкини өзлириниң дости, дәп қарайду
Адвокат гуантанамода турулуватқан уйғурларниң һаятиниң башқа тутқунлардин пәрқлиқ икәнликини,уларниң һәргизму америкиниң дүшмини әмәс,әмәлийәттә хитайниң дүшмини икәнликини тәкитләп: "әгәр гүәнтанамоға кирсиңиз бу йәрдики уйғурларниң өзгичә һаятини көрисиз . Бу йәрдики уйғурларниң һәммиси көз қараш җәһәттә америка билән бирдәкликкә игә. Улар америкиға чоқуниду , хитай коммунист һакимийитигә қарши күрәшлиригә америкидин ярдәм күтиду," дәйду.
Адвокат җасон пиннәй бу уйғурларниң хата йәр вә хата вақитта тутулғанлиқи, уларниң һәргизму җинайәтчи яки террорчи әмәсликини тәкитләп: "нәччә йилниң алдидила, биз бу уйғурларниң террорчи яки дүшмән җәңчиси әмәсликини, уларниң дәрһал қоюветилиши керәкликини билдүргәнидуқ, лекин улар гуантанамода йәнила тутуп турулмақта," дәйду.
Уйғурларниң соти йәнила давам қилмақта
Адвокат җасон пиннәйни гуантанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң нөвәттики қануни салаһийити һәққидә тохтилип:" бу йәрдики уйғурлар рәсмий қоюп берилиш салаһийитигә игә. Лекин уларниң қоюп берилиши үчүн, һөкүмәт йетәрлик бихәтәрлик земинини һазирлиғини йоқ. Бир йилдин бери һөкүмәт даирилири бу уйғурларни қобул қилидиған дөләт чиқмиғанлиқи үчүнла, уларниң давамлиқ тутуп турулуватқанлиқини тәкитләп келиватиду. Мениңчә бу тоғра әмәс. Улар сотқа чиқирилиши керәк, әмәлийәттә сот техи улар һәққидики ахирқи қарарни бәрмиди. Биз илгирики сотниң улар һәққидики сәлбий қарарини өзгәртишини тәләп қиливатимиз," дәйду.
Америкиниң қарари уйғурларниң тәқдиригә иҗабий тәсир көрсәтти
Америка дөләт мәҗлиси алдинқи йили, қанунға түзитиш киргүзүп, һәрбий сотта пәқәт қанунсиз дүшмән җәңчилириниңла сотлинидиғанлиқини билдүргәниди. Америка алй сот мәһкимиси бу йилниң июн ейида, һәрқандақ адвокат вә пуқралар һоқуқини һимайә қилғучиларниң гуантанамо түрмисидә тәкшүрүш елип беришиға йол қойидиғанлиқини елан қилғаниди.
Адвокат җасон пиннәй бу қарарларниң бу йәрдики 17 нәпәр уйғурниң һаятиға тәсир көрсәткәнликини тилға елип: "бу интайин чоң бир ғәлибә . Буниң билән алий сотниң сот тәртипидә түптин өзгириш болди. Мисалға алсам, илгирики сот мән мәсул болған әли исимлик уйғурниң дүшмән җәңчиси икәнликигә һөкүм қилғаниди. Бу йил 4- айда алий сот мәһкимиси, илгирики һөкүмни бикар қилип, униң дүшмән җәңчиси әмәсликигә һөкүм чиқарди. Һөкүмәтму униң дүшмән җәңчиси әмәсликини етирап қилди" дәйду.
17 Нәпәр уйғурниң гуантанамодики узунға созулған турмә һаяти қачан ахирлишиду, бу суалға җаваб тепиш йәнила қийин.
Бу адвокатни зиярәт қилған, уйғур районида зиярәттә болған, кбк радиосиниң мухбири антонй гәрмаин болса, нөвәттә уйғурларда америкиға чоқунуш кәйпиятиниң күчлук икәнликини,әгәр 17 нәпәр уйғур гуантанамода давамлиқ тутуп туруливәрсә, уйғурлардики америкиға болған бу хил кәйпиятниң суслишишқа қарап маңидиғанлиқини әскәртиду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай канада мунасивәтлиридә бейҗиң олимпики
- Албанийидики бәш нәпәр уйғур әрәб телевизорида
- 40 Йилдин артуқ хитай түрмисигә елинған қазақ язғучиси қазғумарниң армани
- Хитай талибанларни һәрби қорал-ярақ билән тәминлимәктә
- Хитай йәнила дуня буйичә өлүм җазасини әң көп йүргүзидиған дөләт
- Америка гуантанамони тақашта нурғун қийинчилиқларға дүч кәлмәктә
- Һүсәйин җелил 18 айдин кейин тунҗи қетим аниси билән көрүшти
- Бир уйғур яшниң хитай түрмисидики азаб оқубәтлик сәргүзәштиси (2)
- Бир уйғур яшниң хитай түрмисидики азаб оқубәтлик сәргүзәштиси (1)
- Хитай көчмәнлири канадада сиясий партийә қурди
- Албанийидә яшаватқан уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт
- яң җйәнли: демократийә җуңгода тосувалғили болмайдиған еқим болуп қалди