Германийә америкиниң гуантанамодики уйғурларни қобул қилиш бесимиға дуч кәлмәктә
2006.04.14

Америка гуантанамодики уйғурларни қобул қилиш тоғрисида германийәгә бесим ишләтмәктә
Германийә баш министири ангела маркел келәр айниң 3 - күни ақ сарайда президент буш билән иран ядро мәсилиси вә оттура шәрқ районида демократийини илгири сүрүш қатарлиқ темиларни өз ичигә алған йәр шари характерлик мәсилиләр бойичә музакирә елип бариду. Германийә мәтбуатлириниң илгири сүрүшичә, қисқиғинә 4 ай ичидә президент буш билән 2 - қетим учришидиған баш министир ангела маркел, кубаниң гүәнтанамо арилидики уйғур тутқунларни геерманийигә қобул қилиш мәсилисидә америка тәрәпниң бесимиға дуч кәлмәктә.
Германийә гуантанамодики уйғурларни қобул қилиши мумкин
Германийидә чиқидиған " дуня " гезити җүмә күнидики санида германийә дипломатлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, баш министир маркелниң 3 - май күни президент буш билән ақ сарайда өткүзидиған сөһбити гүәнтанамо вә гүәнтанамодики уйғур тутқунларни германийигә орунлаштуруш мәсилисигә четилидиғанлиқини билдүрди. " Дуня " гезитиниң әскәртишичә, америка һөкүмити гүәнтанамодики дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин " дүшмән җәңчиси әмәс " дәп ақланған 15 нәпәр уйғур тутқунниң германийигә орунлаштурулушини тәләп қилмақта вә баш министир ангела маркел бу уйғурларни қобул қилиш һәққидики бесимға дуч кәлмәктә. Дуня " гезитиниң әскәртишичә, германийә гүәнтанамода 2002 - йилдин бери тутуп турулуватқан бу уйғурларни йәрләштүрүштики әң мувапиқ җай, дәп қаралған. Чүнки германийиниң баварийә штати уйғур мусапирлириниң йиғилған җайи вә улар бу кишиләрни тезла өз қойниға елип кетиши мүмкин.
Германийә баш министири гуантанамони тақашни ашкара тәләп қилған бирдин-бир явропа рәһбири
Ангела маркел, гүәнтанамодики тутқунлар лагирини тақиветишни ашкара тәләп қилған бирдин - бир явропа рәһбири. У , гуантанамо лагирини мәвҗут болуп турмаслиқи керәк,дәп тәнқидлигән. Ангела маркел, бу йил 13 - яниварда америкини зиярәт қилиштин бир қанчә күн илгири, германийидә чиқидиған " дер шпейгил" гезитиниң зияритини қобул қилип, " гүәнтанамоға охшаш қелиптики түрмиләр узун муддәткичә мәвҗут болуп турмаслиқи керәк. Биз бу йәрдики мәһбусларни бир тәрәп қилишниң охшимиған йоллирини тепишимиз лазим " дигән иди. Иран вә гүәнтанамо мәсилиси ангела маркелниң президент буш билән өткүзгән шу қетимқи сөһбитидики муһим темилардин болуп қалған болсиму, лекин германийә баш министириниң гүәнтанамони тақаш тәклипи америкиниң рәт қилишиға учриди. Америка ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси мәккормак әйни чағда, " бу лагир җәмийәтни , қоюп берилсә америкиға қарши урушидиған бу хәтәрлик кишиләрдин қоғдаш ролини ойнайду " дәп тәкитлигән.

Гуантанамодики уйғурларни үчинчи бир дөләткә орунлаштуруш мәсилисидә кишини илһамландуридиған илгириләшләр бар
Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәлниң икки күн илгири гүәнтанамоға қарап йолға чиқиш алдида әскәртишичә, мәзкур лагирдики уйғур тутқунларни 3 - бир дөләткә орунлаштуруш мәсилисидә кишини илһамландуридиған бәзи илгириләш йүз бәрмәктә. Лекин у сөзидә, кишини илһамландуридиған бу илгириләшниң қайси дөләт билән мунасивәтлик икәнликини тилға алмиди. Германийә һөкүмити болса бу мәсилигә ашкара позитсийә билдүрүшни халимай кәлди. Германийә һөкүмитиниң баянатчиси җүмә күни берлинда " дуня " гезитиниң гүәнтанамодики уйғур мәсилисигә даир хәвиригә баһа беришни рәт қилған. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, германийә һөкүмитиниң баянатчиси " биз бу хәвәргә баһа берәлмәймиз " дәйду.
Гуантанамодики уйғурларни қобул қилиштики назук мәсилиләр
Һазир гүәнтанамодики " америка кәсләнчүки" лагирида, америка дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин " дүшмән җәңчиси әмәс" вә америкиға тәһдит шәкилләндүрмәйду дәп қаралған 15 нәпәр уйғур тутқуни, өзлириниң 3 - бир дөләткә тәқсим қилинишини күтүп турмақта. Лекин тутқунлар ичидики америкини "шәйтан" дәп қарайдиған диний қариши чекидин ашқан радикал позитсийидики бир қанчә уйғур, һазирғичә юқири бихәтәрлик тәдбирлири астида назарәт қилинидиған лагирда тутуп турулмақта икән. " Германийә һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилиш мәсилисидә америкиниң бесимиға тирәҗимәктә. " Дуня " гезитиниң әскәртишичә, чүнки германийә һөкүмити бу мәсилиниң хитай билән болған мунасивитигә зиян йәткүзүшидин вә уйғурларни қобул қилиш бейҗиң даирилири тәрипидин хитайға қаритилған " дүшмәнлик" һәрикәт, дәп қарилишидин әндишиә қилидикән. Америка дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған гүәнтанамодики тутқунлар сот хатирисидә көрситилишичә, уйғур тутқунлар америка һәрбий сот коллигийисигә афғанистанға һәрбий тәлим - тәрбийә елиш үчүн бериштики мәқсидиниң хитай һөкүмитигә қарши шәрқий түркистан дөлити қуруш икәнликини иқрар қилған. Америка дөләт мудапиә министирлиқи өткән йили бу йәрдики бир қисим уйғүр тутқунларни ақлиғандин кейин, ташқий ишлар министирлиқи уларни орунлаштуридиған 3 - бир дөләт тепишқа киришкән болсиму, лекин һазирғичә уларни қобул қилидиған дөләт чиқмиди.
Гуантанамодики уйғурларни үчинчи дөләткә йөткәштики қийинчилиқлар
Уйғур тутқунларниң адвукати сәйбин веллит, " биз нурғун пул хәҗләп дуняни гүәнтанамониң террорчилар билән тошуп кәткәнликигә ишәндүрмәкчи болдуқ. Әмди дуня бизгә ишәнди вә һечким уларни қобул қилишни халимайватиду " дәйду. Өткән йили 12 - айда америкиниң вашингтон районидики бир федирал сот мәһкимисиниң сотчиси җеймис робертсон, лагирдики абабәкри қасим вә адил абликимларни үзлүксиз тутуп тутуш қанунсиз, дәп һөкүм чиқарған болсиму, лекин уларни қоюп бериш һәққидә америка президентиға буйруқ чүшүрәлмәйдиғанлиқини тәкитлигән. Федирал сот мәһкимисиниң қараридин кейин адил абликим вә абабәкри қасимларниң адвукати сәйбин веллит, америка алий сот мәһкимисигә әрз сунди. Сәйбин веллитниң әскәртишичә, гүәнтанамодики 23 нәпәр уйғур ичидә адил билән абабәкридин сирт, қоюп берилиши мумкин болған аз дегәндә бәш нәпәр уйғур бар. Сәйбин веллит һазир гүәнтанамода тутқунларниң дилосиға ярдәмләшмәктә. Улар бу сәпиридә абабәкри қасимға униң дадисиниң өлүм хәвирини йәткүзмәкчи. Нури түркәлниң әскәртишичә, улар абабәкриниң "америка кәсләнчүки " лагиридики камириға пәтә қилип, хәтмә қуран оқуйдиған бир қарини тепип қойған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуантанамодики уйғурларниң адвокати Sabin Willett әпәнди билән сөһбәт
- Гуантанамодики уйғур тутқунлар тәқдирниң орунлаштурушини әндишә билән күтмәктә
- Америка дөләт мудапиә министирлики гуантанамодики тутқунларниң тизимликини елан қилди
- Гуантанамодики уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә нурй түркәл билән сөһбәт
- Адвукатлар уйғур тутқунларниң америка земиниға қоюп берилишини тәләп қилди
- Гүантанамодики уйғурлар йоллиған әрзни рәт қиливетиш тәләп қилинди
- Йеңи шафақ гезити: гүантанамодики игә - чақисиз уйғурлар
- Гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвокатлири алий сот мәһкимисигә әрз суниду
- Гуантанамодики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә нурй түркәл билән сөһбәт
- Гуантанамодики уйғур тутқунлар ачлиқ елан қилиш сепигә қошулди