Гуантанамо һәрбий түрмиси америкиниң хәлқарадики образиға сәлбий тәсир йәткүзүватиду
2007.06.27
Йеқиндин бери, кубадики гуантанамо һәрбий түрмисини тақаш тоғрисида америка вә ғәрб мәтбуатида нурғунлиған мақалә вә мулаһизиләр елан қилиниватқан болуп, 27- июн күни америкида чиқидиған вашингтон почтиси гезитидә елан қилинған мулаһизидә, президент буш һөкүмитиниң кәч болсиму, гуантанамоһәрбий түрмисини тақашни җиддий ойлишиватқанлиқи тәкитләнгән.
Террорчилиқ гумандарлири үчүн қурулған гуантанамо һәрбий түрмисиниң америка үчүн бир паҗиә елип кәлгәнлики вә бу түрмини қәтий тақаш керәклики билдүрүлгән мулаһизидә мундақ дейилгән " : америка ташқи ишлар минстири кандилиза райс вә мудапиә минстири робрт гетс президент җорҗ бушдин гүәнтанамодики мәһбусларни америкиға йөткишини тәләп қилған.
Әгәр президент буш тез һәрикәт қилип гуантанамо түрмисини тақимиса, бу түрминиң америка дөләт мәҗлиси яки америкиниң келәрки президенти тәрипидин тақилидиғанлиқи ениқ. Әгәр президент буш тез һәрикәт қилиса, у гүәнтанамодәк бир мирас қалдуруп кәтмәйду. Болмиса у киләчәктә чәтәл террор гумандарлири тутуп турулидиған вә сорақ қилинидиған даимий бир базиниң қурулушиға ярдәм бәргән президент болуп хатирилиниду".
Гуантанамо түрмисини тақаш, америка үчүн пайдилиқ
Гуантанамо түрмисини тақаш, америкиниң дүшмәнлирини, америкини қарилаш үчүн әң көп ишлитиватқан муһим бир қоралдин мәһрум қалдурудиғанлиқи тәкитләнгән мулаһизидә йәнә мундақ дейилгән " әлвәттә гуантанамо түрмисини тақаш билән пүтүн мәсилиләр бир тәрәп болуп кәтмәйду.
Гуантанамо һәрбий түрмисини тақаш, бу түрмидә тутуп турулуватқан йүзлигән мәһбусни өз дөләтлиригә қайтуруш яки америкидики түрмиләргә йөткәш нурғунлиған һоқуқи мәсилиләрни оттуриға чиқириду. Мәһбуслар адвокат тутуш, америка сотлириға әзр сунуш һоқуқини қайтидин қолға кәлтүриду. Шуниң үчүн гуантанамо түрмисини тақаш билән бирликтә чәтәллик террор гумандарлирини тутуп туруш вә сораққа тартиш қатарлиқ мәсилиләрдә йеңи қанунлар чиқиш керәк".
Америка президенти бушниң өткән йили чәтәллик террор гумандарлирини тутуп туруш вә уларни сораққа тартиш усуллири һәққидә бир қанун чиқириш мәсилисидә америка дөләт мәҗлиси билән келишәлмигәнлики әскәртилгән мулаһизидә, президент бушниң йәнила бу мәсилидә дөләт мәҗлиси билән ортақ бир қарарға келәләйдиғанлиқи тәкитләнгән.
Вашингтон почтиси гезитидики мулаһизә
Вашингтон почтиси гезитидә елан қилинған мулаһизидә йәнә мундақ дейилгән ": президент буш дөләт мәҗлиси билән келишиш үчүн бу мәсилигә қаратқан позитийисини юмшитиши керәк."
"Гуантанамо һәрбий түрмисини тақайдиғанлиқини җакарлап, террор гумандарлирини сотлайдиған алаһидә һәрбий сотни өзгәртиши керәк. Болупму дүшмән җәңчиси дәп бәлгиләнгән террор гумандарлириға адаләтлик сотлиниш пурсити бериши керәк. Уларға адвокат тутуш вә сотқа шаһит чақириш вә сотта уларға қарши сунулған дәлил-испатларға қарши чиқиш үчүн рухсәт бериши керәк. Шундақла уларға берилгән һөкүмгә наразилиқ билдүрүп юқири сотқа әрз сунуш пурсити бериши керәк."
"Буниңға қарши президент буш, америка дөләт мәҗлисидин, өзигә әлқаидә тәшкилатиниң рәһбәрлири қатарлиқ бәзи террор гумандарлирини сотлимай тутуп туруш салаһийити беришини тәләп қилалайду. Бу арқилиқ у келәчәктики америка президентилириға террор гумандарлириниң мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн қануний асас яритип берәләйду." (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Абдукерим абдувәли 16 йилдин бери хитай түрмисидә ятмақта
- Албанийидики уйғурлар үмидсизлик ичидә яшимақта
- Қирғизистанда өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш мәслиси оттуриға қоюлди
- Қазақистан тутқун қиливатқан уйғур паалийәтчилири көпәймәктә
- Америкидики христан вә мусулман диний җамаәтләр албанийидики уйғурларға ярдәм қилишқа башлиди (1)
- Шиветсийә дөләтлик радиосида, албанийидә панаһлиқ берилгән бәш нәпәр уйғур тоғрисида тәпсили хәвәр
- Вәтәндин йеңи чиққан бир уйғурниң кәчүрмишлири
- Доктор новакниң доклатини уйғурлар испатлимақта
- Норвигийә кишилик һоқуқ тәкшүрүш өмики үрүмчини зиярәт қилди
- Тамсиз түрмә (2)
- Тамсиз түрмә (1)
- Б д т хитайда тән җазаси мәсилиси бойичә елип барған тәкшүрүш доклатини елан қилди