Америка һөкүмити гуәнтанамо мәсилисини бир тәрәп қилиш позитсийиисини өзгәртти


2006.07.12
CUBA-US-ATTACKS-ENDURING-23.jpg
Бу рәсим 2002-йил 18-январ күни дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған болуп, афғанистандин тутуп келингәнләр гуантанамоға тутуп турулмақта. AFP

Америка алий соти йеқинда, президент буш тәрипидин террор гумандарлирини сотлаш үчүн қурулған һәрбий сотни қанунсиз дәп җакарлап, президент бушниң бундақ сот қуруш салаһийити йоқ икәнлики тоғрисида һөкүм чиқирип, мәзкур қарарида йәнә, гуәнтанамодики мәһбусларға җәнвә келишиминиң рамкиси ичидә муамилә қилиши керәкликини тәкитлигән иди.

Бу арида ақ сарайниң баянатчиси тоний сино: "америка алий сотиниң йеқинда президент бушниң гуәнтанамодики мәһбусларни сотлаш үчүн қурған һәрбий соти тоғрисида чиқарған қарари, америка мудапиә министирлиқиниң бу җәһәттики сияситини өзгәртип, йеңи бир сиясәт бәлгилишигә сәвәб болди" деди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ғәрб дөләтлири вә америкидики демократик партийә рәһбәрлири, америка алий сотиниң бу қарарини қизғин қарши елип, алий сотниң бу қарари америкиниң хәлқарада кишилик һоқуқ вә демократийә мәсилисидә хунуклишишкә башлиған образини қайтидин ақлиди дәп көрсәтти.

юқириқи қарашлардин кейин, америка мудапиә министирлиқи бир уқтуруш чүшүрүп, гуәнтанамодики мәһбуслар вә дуняниң һәр қайси җайлирида америка һәрбий қисимлири тәрипидин тутуп туриливатқан мәһбусларға җәнвә келишими бойичә муамилә қилинидиғанлиқини билдүрди.

Америка һөкүмити һазирғичә, гуәнтанамо вә башқа америка һәрбий түрмилиридә тутуп туриливатқан мәһбусларни уруш әсирлири дәп етирап қилмиған иди. Мудапиә министирлиқиниң бу йеңи уқтуруши америка һөкүмитиниң бу мәсилидики позитсийисиниң өзгиридиғанлиқини көрсәтмәктә.

Гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп туриливатқан уйғур мәһбуслиридин 5 и дүшмән күчлири һесабланмай, әркинликкә қоюп берилгән иди. Әмма, мәзкур һәрбий түрмидә давамлиқ тутуп туриливатқан 17 нәпәр уйғур мәһбусниң тәқдири, йәнила уйғурлар нөвәттә әң муһим дәп қараватқан назук мәсилләрниң бири һесаблиниду.

Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәиси, адвокат нури түркәл әпәндини зиярәт қилип, бу һәқтә мәлумат игилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.