Җурҗ буш чәтәлләрдә йошурун түрмилириниң барлиқини етирап қилди
2006.09.07
Америка президенти чаршәнбә күнидики баянатида, америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлләрдики йошурун түрмилиридин гуәнтанамо түрмисигә елип келингән әлқаидә тәшкилати әзалириниң сотқа тартилидиғанлиқини тәкитләп, уларни һәрбий сотта, сотлаш үчүн америка дөләт мәҗлисигә бир қанун лайиһиси сунғанлиқини билдүрди.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, америка алий соти, президент буш тәрипидин гуәнтанамода тутуп турулуватқан террор гумандарлирини сотлаш үчүн қурулған алаһидә һәрбий сотни қанунсиз дәп җакарлап, президентниң бундақ сот қуруш салаһийити йоқ икәнликини билдүргән иди.
Америка дөләт мәҗлисидики демократ партийиси вәкиллири шундақла бәзи нопузлуқ җумһурийәтчиләр президент буш һөкүмити тәрипидин террор гумандарлирини сотлаш мәсилисидә сунулған қанун лайиһисигә қарши чиқмақта чүнки мәзкур қанун лайиһисидә сотқа тартилидиған террор гумандарлириға уларни әйибләш үчүн ишлитилгән пакит-дәлилләр көрситилмәйдикән.
Мутәхәссисләр, президент бушниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә болупму америкиниң явропадики иттипақдашлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлләрдики йошурун түрмилириниң барлиқини етирап қилип, мәзкур түрмиләрдә тутуп турулған халд шәйх муһәммәт, рәмзи бин әлшеб вә әбу зубәйдә қатарлиқ әлқаидә тәшкилати рәһбәрлириниң гуәнтанамодики һәрбий түрмигә елип келингәнликини ашкарилишини, түрлүк тәбирлимәктә.
Бәзи мутәхәссисиләр, президент буш чаршәнбә күни америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлләрдики йошурун түрмилиридә тутуп турулған әлқаидә әзалирини сотқа тартиш үчүн гүәнтанамо түрмисигә йүткигәнликини ашкарилаш вә террор гумандарлирини сотлаш үчүн америка дөләт мәҗлисигә қанун лайиһиси сунуш арқилиқ, бир тәрәптин өзиниң һөкүмитиниң террор гумандарлириниң мәсилисини бир тәрәп қилишта яратқан сәлбий образини яхшилашни һәмдә америкида ноябир ейида дөләт мәҗлиси үчүн елип берилидиған сайлам һарписида һөкүмәтниң террорчилиққа қарши күрәштә ғәлибә қилғанлиқини көрситишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрмәктә.
Бәзи мутәхәссисиләр болса, президент бушниң 11- синтәбир террорлуқ вәқәсиниң пиланлинишида асаслиқ рол ойниған әлқаидә тәшкилатиниң 14 алий дәриҗилик рәһбирини америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлләрдики йошурун түрмилиридин гуәнтанамо түрмисигә йүткәп келиш арқилиқ, гуәнтанамо түрмисиниң тақилиши үчүн елип бериливатқан паалийәтләрни аҗизлаштурғанлиқини билдүрмәктә.
Әмма, америкидики уйғур адвукати нури түркәл, халд шәйх муһәммәт қатарлиқ әлқаидә тәшкилатиниң 14 алий дәриҗилик рәһбириниң гуәнтанамо түрмисигә елип келингәнлики, хәлқара җамаәтниң диққитини техиму көп гуәнтанамоға тартип, бу һәрбий түрмини тақаш тоғрисида мәвҗут бесимни техиму күчәйтиду, дәйду. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити гуәнтанамо мәсилисини бир тәрәп қилиш позитсийиисини өзгәртти
- Шветсийидә гуантанамо түрмисиниң тақилишини тәләп қилип намайиш елип берилди
- Ирақтики ал қаидә тәшкилатиниң йеңи рәһбири әлмуһаҗир ким?
- Бәш мусулманниң сәргүзәштиси (1)
- Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт
- Көзәткүчиләр исмаил әмәтниң гуәнтанамодики уйғурлар һәққидики сөзлиригә инкас қайтурди
- Гуәнтанамодики йәнә бир түркүм тутқунларниң тизимлики елан қилинди
- Бәш уйғурниң гуәнтанамодин қоюп берилгәнликигә болған инкаслар