Гуәнтанамодики йәнә бир түркүм тутқунларниң тизимлики елан қилинди


2006.05.16
adil-hekim-guantanamo.jpg
Гуәнтанамодин йеқинда албанийигә орунлаштурулған бәш уйғурниң бири - адил абликим. Рәсимни адилниң адвокати сабин вилләт әпәнди тәминлигән.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи кубаниң гуәнтанамо арилидики йәнә бир түркүм тутқунларниң исимликини елан қилди. Дөләт мудапиә министирлиқи дүшәнбә күни елан қилған 201 нәпәр тутқун, америка даирилири бу йил 19 - април күни елан қилған 558 нәпәр тутқунниң ичидики кишиләр әмәс. Исимлики йеңи елан қилинған тутқунлар илгири америка даирилири тәрипидин қоюп берилгәнләр яки башқа дөләтләргә өткүзүп берилгәнләрни асас қилған. Буниң билән гуәнтанамода тутуп турулған яки һазирғичә тутуп турулуватқан тутқунларниң сани 758 гә көпәйгән болди.

Исимлики 19 - април күни елан қилинған 558 нәпәр тутқун 2004 - йили 6 - айда қурулған америка алаһидә һәрбий сот коллигийисидә сораққа тартилған кишиләрни асас қилған.

Тизимликтә 20 нәччә нәпәр уйғурниң исми бар

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси бриян витман, "сани 200 әтрапидики бу кишиләр алаһидә һәрбий сот коллигийисидә сораққа тартилмиғанларни асас қилиду. Чүнки улар алаһидә һәрбий сот коллигийиси қурулуштин бурун қоюп берилгәнләр яки башқа дөләтләргә йөткәп кетилгәнләр " дәп көрсәтти.

Тизимликтики 758 нәпәр тутқунниң ичидә гуәнтанамодин алдинқи һәптә қоюп берилгәндин кейин албанийәгә орунлаштурулған вә бу дөләттин сиясий панаһлиқ тилигән бәш нәпәр уйғур шундақла һазирғичә гуәнтанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур тутқун билән биллә,аз дегәндә 2 нәпәр қазақистан тәвәликидики уйғур вә бир сәуди тәвәликидики уйғур бар. Уйғур тутқунларниң әң чоңи 41 яштики әркин махмуд, әң кичики 22 яштики һаҗи муһәммәт аюп. Һаҗи муһәммәт аюп албанийигә қоюп берилгән 5 нәпәр уйғур тутқунниң бири. Гәрчә америка һөкүмити 5 уйғурни қоюп бәргән болсиму, лекин қалған 17 нәпәр уйғур тутқуни "дүшмән җәңчилири" дегән салаһийәт бойичә гуәнтанамодики лагирда давамлиқ тутуп турмақта.

17 Нәпәр уйғур дүшмән җәңчиси дәп тутуп турулмақта

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң ғәрбий йерим шар ишлири бойичә баянатчиси командир җ. Д гордонниң әскәртилишичә, гуәнтанамодики қепқалған 17 нәпәр уйғур "дүшмән җәңчиси" сүпитидә тутуп турулуватқан болсиму, лекин бу, уларниң кәлгүсидә 3 - бир дөләткә қоюп берилмәйдиғанлиқидин дерәк бәрмәйдикән.

Командир гордон мухбиримизға "бу йәрдә қепқалған уйғурларниң салаһийити йеқинда дүшмән җәңчиси әмәс, дәп қоюп берилгән уйғурлардин пәрқлиниду. Улар бу катигорийидики кишиләр әмәс. Улар бу йәрдә давамлиқ дүшмән җәңчиси, дегән салаһийәт билән тутуп турулмақта " дәп көрсәтти. Лекин командир гордонниң әскәртишичә, "бу дегәнлик бу йәрдики уйғурларниң 3 - бир дөләткә қоюп берилмәйдиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. Пәқәт дөләт мудапиә министирлиқи уларни қоюп бериш мәсилисидә бир қарарға кәлмигән. У, " биз ишниң тәрәққияти қандақ болидиғанлиқини билмәймиз. Буни күтүшимизгә тоғра келиду " дәйду.

Уйғурларниң адвокати улар дүшмән җәңчиси әмәс дәп әрз сунди

Нөвәттә гуәнтанамодики 9 нәпәр уйғур тутқунниң дилоси америка федерал сот мәһкимиси вә һәрбий сот коллигийисиниң қайта көрүп чиқишини күтүп турмақта.

Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәлниң ашкарилишичә, юқириқи 9 нәпәр тутқунниң адвокати һәрбий сот коллигийисиниң уйғур тутқунларни "дөшмән җәңчиси" дәп бекиткәнликигә нарази болуп, федерал сот мәһкимиси вә һәрбий сот коллигийисигә әрз сунған.

Америка қошунлири 2001 - йили 10 - айда афғанистанға һәрбий һуҗум қозғиғанда, һазир гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң көп қисими афғанистанниң тора бора районидики уйғур һәрбий тәлим - тәрбийә лагиридин айрилип пакистанға барған вә шу җайда пакистан даиририлири тәрипидин қолға елинип америкиға тапшуруп берилгән. Шу қетим америкиға тутуп берилгән 18 нәпәр уйғур җәңчиниң 5 нәпири албанийигә орунлаштурулған уйғурлар иди.

Нури түркәл, америка һәрбий сот коллигийиси тәрипидин "дүшмән җәңчиси әмәс" дәп ақланғандин кейин йеқинда албанийигә берип орунлашқан уйғурлар билән, "дүшмән җәңчиси" дәп бекитилгән гуәнтанамодики уйғурларниң арқа көриниши пүтүнләй охшайдиғанлиқини билдүрди.

Әсли америка федерал оттура сот мәһкимиси 5 - айниң 8 - күни албанийигә орунлаштурулған 5 нәпәр уйғурниң ичидики адил абликим вә абабәкри қасимларниң дилосини көрүп чиқмақчи иди. Лекин улар албанийигә елип кетилгәнлики үчүн соти бикар қилинди.

Йеқинда йәнә бир түркүм уйғурлар қоюп берилиши мумкин

Нури түркәлниң әскәртишичә, нөвәттә гуәнтанамодики уйғурларниң дилоси осама бин ладинға шопурлуқ қилған салим әхмәд һамданниң дилосиға америка алий сот мәһкимисиниң қандақ қарар беришини күтүп турмақта.

Нури түркәлниң әскәртишичә, гуәнтанамода қепқалған 17 нәпәр уйғурниң "дүшмән җәңчиси" дәп бекитилишидә уларниң лагирдики ипадиси вә тәрҗимә хаталиқи қатарлиқ амиллар рол ойниған болуши мумкин. Лекин у, америка даирилириниң йеқинда 141 нәпәр тутқунни қоюп беридиғанлиқини вә буниң ичидә бәзи уйғурларниң болуш еһтимали барлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.