Шаңхәйдики әдилийә органлири кишилик һоқуқ адвокати го готиңға тәһдид салди


2005.03.02

Шаңхәй тйәнйи адвокатлар ишханисиниң мудири го готиң, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән қолға елинған мухбир шитав вә интернеттә өз пикрини баян қилған өктичиләрниң ақлиғучиси болған. У хитайдики сиясий өктичиләр вә фалүнгуң муритлириға ақлиғучи боливатқан аз сандики йүрәклик адвокатларниң бири.

Адвокат гоготиңниң радиойимиз мухбириға билдүрүшичә, шаңхәй әдилийә тармақлири 23 - фиврал күни униң ишханисини ахтуруп, компютери вә адвокатлиқ кенишкисини елип кәткән. Әдилийә хадимлири йәнә униң хизмитини бир йил тохтитидиғанлиқи һәққидә тәһдид салған.

Гунаһи немә?

Ундақта, шаңхәй әдилийә тармақлири немә үчүн униңға хизмитини бир йил тохтитиштәк мәмурий җаза бәрмәкчи болди? адвокат гоготиң бу һәқтә мундақ деди:

"Уларниң маңа көрсәткән сәвәби, мән мақалә йезип, хитай компартийисини тәнқид қилиптимән. Улар мени хитай компартийисигә бәднам чаплиди, сотсиялистик түзүмигә қарши чиқти, дөләтниң абройини төкүп, дөләт ичи вә сиртида начар тәсирләрни пәйда қилди дәп әйибләватиду".

Адвокат гоготиңниң билдүрүшичә, әдилийә тармақлириниң уни җазалашта оттуриға қойған бу сәвәблири интайин бимәна икән. Го готиңниң ашкарилишичә, униң тәләп қилиши билән шаңхәй сот даирилири җүмә күни испат бериш йиғини өткүзидикән.

Уйғур елидики йәрлик һөкүмәт мухбирларниң паалийәтлирини интайин қаттиқ контрол қиливатиду.... Уйғур елидә әркин һалда мухбирлиқ қилмақ мумкин әмәс.

У мундақ деди: "испат бериш йиғини өткүзүшни мән тәләп қилған. Улар мени немә сәвәб билән җазалайду, қануний асасий барму дегәндәкләр һәққидә мән өзәмни ақлаймән. Улар мениң ақлишимни аңлиғандин кийин, андин маңа қаритилған җазани сақлап қелиш яки бикар қилишни бекитиду. Улар адвокатлиқ салаһийитимни бир йил тохтитиш җазасини сақлап қелишиму мумкин вә яки бу җазани бәк еғир болуп кәтти дәп үч айға қисқартишиму мумкин. Әгәр испат бериш йиғинидин кийин, улар бундақ җаза беришниң қануний асасий йоқ дәп қариса, у һалда маңа қаритилған җазани бикар қилишиму мумкин. Бундақ иһтималлиқларниң һәммиси бар."

Адвокат го готиң өзиниң гәрчә түрлүк бесимларға дүч кәлсиму, бирақ қануний тәртипләр бойичә қаршилиқ көрситишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

Кишилик һоқуқ ақлиғучиси

Хунән чаңша шәһәрлик сот тармақлири киләр дүшәнбә күни го готиң адвокатлиқини қиливатқан мухбир ши тавниң дилоси үстидин йепиқ сот ачиду. Хитай қәләмкәшләр җәмийитиниң әзаси, шаир вә мухбир ши тав өткән йили 11 - айда, хитай һөкүмитиниң " 4 - июн тйәнәнмин вәқәси" гә аит бир парчә һөҗҗитини интәрнәттә елан қилғанлиқи үчүн қолға елинған. Хитай һөкүмити уни "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" җинайити билән әйиблигән иди. Адвокат го готиңниң билдүрүшичә, у әслидики пилан бойичә 7 - март күни ечилидиған йепиқ сотқа чиқип, ши тавни ақлайдикән.

Баш штаби париждики " чегрисиз мухбирлар тәшкилати" сәйшәнбә күни, го готиңниң хитайдики бир қисим мухбир вә өктичиләргә ақлиғучи болғанлиқи үчүн, һөкүмәтниң тәһдидигә вә аварә қилишиға учраватқанлиқини билдүргән. Улар бу қилмишниң хитай һөкүмитиниң қанун- түзүмни һөрмәт қилиш сәмимийитиниң йоқлиқидин дерәк беридиғанлиқини көрсәткән иди.

Йүрәклик вә дадил адвокат

"Чегрисиз мухбирлар тәшкилати"ниң асия ишлириға мәсул хадими винсин биросел (Winchent Brossel) , адвокат гоготиңниң зор бесимға учраватқанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Гоготиң хитайдики өктичиләр, фалунгоңчилар вә мухбирларға ақлиғучи боливатқан йүрәклик адвокатларниң бири. Хитай һөкүмити униңға тәһдид селиш арқилиқ униң хизмитини чәклимәкчи. Йәнә бир тәрәптин, у интайин дадил. Мәсилән, у ақлиғучилири қийин- қистаққа елинған вә яки адаләтсиз сотланғанлиқини билгән һаман, бир нәччә қетим хәлқара мәтбуатларға вә һөкүмәткә қаримайдиған тәшкилатларға әһвалларни ашкарилиған.

Уйғур елидә әһвал техиму еғир

Гоготиң хитайдики өктичиләр, фалунгоңчилар вә мухбирларға ақлиғучи боливатқан йүрәклик адвокатларниң бири.

Винсин биросил йәнә, гәрчә хитайда һәр хил телевизор, гезит- жорнал, мәтбуатлар тез тәрәққий қилған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң учурларни йәнә қаттиқ контрол қиливатқанлиқини, болупму хитай һөкүмитини тәнқидләйдиған мәзмунлар вә чириклик, әйдиз қатарлиқ темиларда әркин учур беришниң чәкләнгәнликини көрсәтти. У уйғур елидә учурниң техиму қаттиқ контрол қилинғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Уйғур елидики йәрлик һөкүмәт мухбирларниң паалийәтлирини интайин қаттиқ контрол қиливатиду. Уйғур вә хитай мухбирлири охшашла бесимға учрайду. Хитайда мухбир болмақ тәс дийилсә, уйғур елидә мухбир болмақ техиму тәс. Рабийә қадирни мисалға алсақ, у мухбир әмәс туруп, пәқәт гезитни чәтәлгә әвәтмәкчи болғанлиқи үчүн тутулди. Америкилиқ мухбирларға учур йәткүзмәкчи болған дилкәш тиливалди дегән кишиму тутулуп кәтти. Бу хил әһвалда мухбирларниң күни қандақ болмақчи? уйғур елидә әркин һалда мухбирлиқ қилмақ мумкин әмәс".

Қануний асаси барму?

Шаңхәй әдилийә даирилириниң гоготиңниң адвокатлиқ кинишкисини тохтитишта, қануний асаси барму? нивада университетидики хитай қанун ишлири мутәхәссиси лу хоң , хитайниң йеңи җинайи ишлар қануни вә әрзийәт қанунида мунасивәтлик бәлгилимә барлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, хитайдики кәспий адвокатларниң херидарлирини ақлаш җәрянида қанунсиз вә мувапиқ болмиған қилмишлири, мәсилән, испатни ойдуруп чиқиш, башқа гуваһчиларға тәһдид селиш қатарлиқ қилмишлири болса, у һалда адвокатлар қолға елинса вә яки әйипләнсә болидикән.

У мундақ деди: " ғәрб әһли нөвәттә хитайдики адвокатларниң өктичиләрни ақлиғанда, һәр хил тосалғуларға дүч келиватқанлиқидин әндишә қиливатиду. Болупму йеқинқи йилларда бәзи мәшһур адвокатлар һәр хил җинайәтләр билән әйибләнди. Омумән қилип ейтқанда, хитайниң нөвәттики қанун сестимиси бойичә ақлиғучи адвокатлар қанун бойичә әйибләнсә болиду."

Башқичә көзқараш

Уйғур елидә илгири қанун саһәсидә ишлигән, нөвәттә америкида қанун илмидә оқуватқан аблаҗан ләйли наман әпәнди, лу хуңниң пикригә қошулмайдиғанлиқини билдүрди. У хитайниң қанун бәлгилимилиридә уқумлар ениқ болмиғанлиқи, һөкүмәт сотқа арилишалайдиғанлиқи үчүн, һөкүмәтниң һоқуқини қалаймиқан ишлитишигә йол ечип беридиғанлиқини көрсәтти.

Аблаҗан ләйли наман әпәнди, хитай даирилириниң шаңхәйдә адвокат го готиңға тәһдид ишлитиши, уйғур елидә һәқиқәттә турушқа тиришиватқан адвокатларғиму сәлби тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.