Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өтти


2005.07.25
US-CHINA-RIGHTS-CHEN-TES-15.jpg
Хитай дипломати чен йоңлин 21-июл күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән испат бериш йиғинида. AFP

Америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитети өткән пәйшәнбә күни хитай һөкүмитиниң фалунгоңни өз ичигә алған динларни бастуруш әһвали бойичә испат бериш йиғини өткүзди. Бу йиғинға илгири хитайниң австралийидики консолханисида хизмәт қилған вә һазир австралийидә сиясий панаһлиқ тилигән хитай дипломати чен йоңлин қатнишип гуваһлиқтин өтти.

Смис: фалунгоңчилар хитай компартийә әзалиридинму көп

Мәзкур испат бериш йиғиниға риясәтчилик қилған америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси кристофер смис әпәнди хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қилишини әйибләп, өзлириниң диний етиқадини қоғдашқа җүрәт қилалиған вә өзлириниң әнәнивий мәдәнийитини қоғдимақчи болған кишиләрниң хитай һөкүмити тәрипидин зиянкәшликкә учрап, түрмигә ташлиниватқанлиқини һәтта, етип ташлиниватқанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә мундақ дәп көрсәтти:

"Хиристиан динидикиләр, тибәт будда муритлири вә уйғур мусулманлири өзлириниң диний етиқади сәвәбидин зиянкәшликкә учраватиду. Болупму тинч йолдики фалунгоң муритлириға қилинған зиянкәшлик әң еғир болуватиду. Бу йил 7 - айниң 20 - күни хитай һөкүмитиниң фалунгоңчиларға қаратқан вәһши бастуруш һәрикитиниң 6 йиллиқи, хитайниң фалунгоңчиларни йоқутуш үчүн қолланмиған вастиси қалмиди. Лекин, һазир фалунгоңни мәшқ қилғучиларниң сани компартийә әзалириниң санидинму ешип кәтти. Хитай һөкүмити башқа һәр қайси истибдат һөкүмранларға охшашла, өзлири контрол қилалмайдиған һәр қандақ нәрсидин қорқиду һәмдә униңға дүшмәнлик қилиду. Шуңа хитай фалунгоңни пүтүнләй йоқутушни қарар қилған".

Йиғинда йәнә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк бюросидики гречен биркел ханим испат берип, хитайда һазирғичә 100 миңдин ошуқ фалунгоң муритлириниң қолға елинғанлиқини һәмдә буларниң арисидики бир қисим кишиләрниң хитай һөкүмити тәрипидин еғир қийин-қистаққа учриғанлиқини билдүрүп, "хитайниң бу кишиләргә қилғанлири һәқиқәтән қорқунчлуқ" деди.

Чен: америкидики хитай җасуслири австралийидикидинму көп

Испат бериш йиғинда сөз қилған австралийидә сиясий панаһлиқ тилигән хитай дипломати чен йоңлин, хитай һөкүмитиниң австралийидики һәр қайси консолханилирида сестимилиқ һалда фалонгоңчиларға қарши көрәш қилиш гуруппилирини тәсис қилғанлиқини, шундақла өзиниң сиднийдики хитай консолханисида ишлигән мәзгилидә мәхсус шу райондики фалонгоңчиларни бастуруш ишлириға мәсул болғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

" Мениң билишичә, хитай һөкүмити америкини өз ичигә алған башқа һәр қайси фалонгоңчиларниң паалийити бар дөләтләрдиму мушундақ гуруппиларни қурди. Хитай дипломатлиридин сирт йәнә, башқа хадимларму сестимилиқ һалда фалонгоңға аит учурларни топлайду. Мән билимән, австралийидә һазир фалонгоңчиларға тақабил туридиған җасус вә ишпиюнлардин 1000 и бар. Америкида болса буниңдин көп болса көп лекин аз әмәс".

Чен: хитай компартийиси, хитай һөкүмитиниң 'террорлуқ' оргини

Чен йоңлин йиғинда йәнә, чәтәлләрдики фалонгоңчиларниң хитай һөкүмити тәрипидин күчлүк назарәт қилинидиғанлиқини һәтта уларниң телефонларда тәһдиткә учрайдиғанлиқини ейтти. Шундақла у сөзидә, хитай коммунистик партийисини хитай һөкүмитиниң "террорлуқ" оргини дәп тәсвирлиди. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити йәнә австралийидики хитай җамаити, оқуғучи вә хитай ширкәтлирини ишқа селип фалонгоңчиларниң яшаш бошлуқиға бесим ишлитидикән. Чен йоңлин сөзидә йәнә мундақ дәйду:

" Хитай һөкүмити америка билән австралийини, фалонгоңниң чәтәлдики базиси дәп қарайду. Шуңа хитайниң чәтәлдики хадимлири хитай компартийә тәшвиқатиниң муһим нишани дәп қарилиду шундақла хитай дипломатлири йәнә чоқум фалонгоңға қарши туруш тоғрисида вәдә бериду һәмдә пүтүн күчиниң беричә фалонгоңға қарши тәшвиқат матирияллирини тарқитиду. Хитай һөкүмити йәнә һөкүмәтсиз тәшкилат, күтүпхана, мәктәп вә ахбарат вастилириға қарита тәшвиқат елип бариду. Австралийидики хитай җамаитиниң хитайчә чиқидиған көп қисим ахбарат вастилирини хитай һөкүмити контрол қилип туриду. Чүнки бу ахбарат вастилири асаслиқи хитай һөкүмитиниң контроллуқидики карханиларниң иқтисадий ярдими билән мәвҗут болуп туриватқан орунлардур. Америкидики хитай җамаитиниң әһвалиму австралийидики билән асасий җәһәттин охшаш".

Америкидики фалонгоң арқа көринишигә игә болған "шинтаңрен" телевизийә истансисиниң муавин баш дерикториму мәзкур испат бериш йиғинида сөз қилип, хитай бихәтәрлик органлири хадимлириниң америка вә башқа дөләтләрдики хитай җамаитиниң арисиға сиңип кирип болғанлиқини, шундақла елан-сәнәт вә пул ианә қилиш йоллири билән хитай тилидики йәрлик ахбарат вастилирини асасий җәһәттин контрол қилип болғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.