Америка хитайниң латин америкисидики һәрикитигә диққәт қилишта толуқ сәвәпләргә игә
2005.09.21
Йеқинқи йиллардин бери хитай латин америкисидики әлләр билән иқтисади, сода вә сияси җәһәттики һәмкарлиқини тез кеңәйтиватқан болуп, хитайниң бу райондики паалийити америкиниң диққитини қозғашқа башлиди.
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитети сәйшәнбә күни чақирған " тосалғулар вә пурсәтләр - хитайниң латин америкисидики роли" дегән темидики испат бериш йиғинида, америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин ярдәмчи ташқи ишлар министири чарлиз шапиро, хитайниң латин америкисидики сияси, иқтисади тәсири йеқинқи йиллардин бери тез ешип бериватқанлиқини билдүрди.
Шапирониң тәкитлишичә, хитайниң латин америкиси вә карайиб дөләтлири билән мунасивитини күчәйтишидә нурғун сәвәбләр бар икән. Шапиро "хитайниң бу райондики һәрикити икки хил йүзлинишкә игә. Бири сода вә мәбләғ селиш, йәнә бири сияси тәсирини күчәйтиш," дәп көрсәтти. Әмма шапиро, хитайниң бу райондики һәрикити америкиниң мәзкур қитәдики әнәниви тәсир күчигә тәһдит селиш дәриҗисигә бармиғанлиқини илгири сүрди. У, "бизниң ғәрбий йерим шардики дөләтләр билән мустәһкәм вә муқим мунасивитимиз бар. Бу мунасивәтләр қиммәт қарши җәһәттики ортақлиқимиз шундақла иқтисади вә мудапиә җәһәттики мунасвитимизгә таянған," дәйду.
Хитайниң латин америкисидики пиланиға диққәт қилиш керәк
Хитайниң латин америкиси вә карайиб районидики дөләтләрдә салған мәблиғи 8 милярд доллар болуп, буни америкиниң бу қитәдики дөләтләр билән болған 445 милярд долларлиқ сода һәҗими вә бу райондики 300 милярд долларлиқ мәблиқиға селиштурғанда көп аз.
Әмма испат бериш йиғинида америка дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири роҗир пардо моврер, хитай қисқа арида америкиниң латин америка қитәси билән болған иқтисади вә һәрбий мунасивәтлиригә тәһдит салалмайду. Әмма америка хитайниң бу райондики узун муддәтлик пилани вә һәрикитидин һәзәр әйләш керәк, деди. Пардо маврер йәнә " һазирқи әһвалда биз хитайни бу районда америкиға тәһдит салиду, дәп қаримаймиз, дәйду.
Һәрбий күчиниң тәсир қилишиға диққәт қилиш керәк
Маврерниң тәкитлишичә, америка хитайниң бу районда узун - муддәтлик һәрбий база қуруш яки һәрбий һәрикәт елип бериш нийити барлиқини байқимиған. Әмма у хитай һәрбий күчиниң тиз күчийиватқанлиқини агаһландуруп, " биз хитайниң һәрбий күчи тез сүрәт билән ешип бериватқанлиқиға, болупму хитайниң һәрбий ахбарат, алақилишиш техникиси вә интернет уруши қатарлиқ саһәләрдики күчигә пәвқуладдә диққәт қилишимиз зөрүр," деди.
Испат бериш йиғинда буш һөкүмити вә дөләт мәҗлисидики әрбапларниң әскәртишичә, хитайниң латин америка қитәси вә карайиб деңизи районидики иқтисади вә сода паалийити, мәзкур районниң иқтисади тәрәққияти вә хәлқ турмушиниң яхшилинишида иҗабий рол ойнап, америкиниң райондики мәнпәәтигә уйғун кәлсиму, әмма хитайниң куба, венизулаға охшаш дөләтләргә яр - йөләк болуш һәрикити, латин америкисида димократийә түзүмини аҗизлаштуруш ролини ойнайду, дәп көрсәтти. Йиғинда гувалиқ бәргүчиләр, америка хитайни латин америкиси вә карайиб районида иҗабий рол ойнашқа қайил қилишни тәләп қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка, хитайниң ғәрбий йерим шардики тәсиригә диққәт қилмақта
- Рабийә қадир америка дөләт мәҗлиси әзаси там лантос билән учрашти
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети хадими минди лаймур билән сөһбәт
- Америка дөләт мәҗлиси хитай һәрбий тәрәққияти һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өтти