Америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар һәққидә гуваһлиқтин өтүш йеғини өткүзүлди
2005.12.15

12 - Айниң 14 - күни америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилисидә гуваһлиқтин өтүш йеғини өткүзүлди. Йиғинда уйғурларниң мәнивий аниси, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия бөлүминиң рәиси т кумар, америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң асия ишлири мәсули лувйса ханим вә хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вашингтондики вәкили қатнашти.
Рабийә ханим уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә тохталди
Рабийә қадир ханим йиғинда қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқиғә қаратқан бастуруш сияситини давамлаштуриватқанлиқини тәкитләп, америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисидин, уйғурларниң кишилик һоқуқиға һөрмәт көрситиши үчүн, бейҗиң һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилди.
Америка дөләт мәҗлисиниң нопузлуқ әзалиридин там ләнтос вә франк вулфниң йетәкчиликидики дөләт мәҗлиси кишлик һоқуқ гуруппси тәрипидин тәшкилләнгән гуваһлиқтин өтүш йиғинида, тунҗи болуп сөз қилған уйғурларниң мәнивий аниси, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, коммунист хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини давамлаштуриватқанлиқини тәкитлиди.
Йиғиндики сөзидә у, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң алдини тосуш вә уларни елип бериватқан паалийәтлирини тохтитишқа зорлаш үчүн түрлүк һели - нәйрәң һәмдә тәһдит усуллирини ишлитиватқанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим сөзиниң ахирида, америка һөкүмити, америка дөләт мәҗлиси вә америка хәлқидин, уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сияситини өзгәртип, уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқиға һөрмәт көрситиши үчүн бейҗиң һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилди.
Һечқандақ йәрдә болмиған қийнаш усуллири уйғур елидә ишлитиливатиду
Биз хитай һөкүмитиниң уйғур сиясий вә диний мәһбуслириға қарши дуняниң һечқандақ дөлитидә көрүлмигән икки хил қийнаш усулини ишләткәнликини ениқлидуқ...... Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң бала-чақилириға тутқан позитсийиси буниң типик мисали һесаблиниду.
Уйғурларниң мәнивий аниси вә атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимдин кейин сөзгә чиққан хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон шөбиси асия бөлүминиң башлиқи т кумар әпәндим, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита һәтта хитайниңму һечқандақ районида көргили болмайдиған бир қаттиқ қол сиясәт елип бериватқанлиқини тәкитлиди.
Сөзидә, хитайниң пәқәт уйғур сиясий мәһбуслириға өлүм җазаси бериватқанлиқини әскәрткән т кумар әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур сиясий мәһбуслириға қарши дуняниң һечқандақ дөлитидә ишлитилмигән қийнаш усуллирини ишлитиватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Биз хитай һөкүмитиниң уйғур сиясий вә диний мәһбуслириға қарши дуняниң һечқандақ дөлитидә көрүлмигән икки хил қийнаш усулини ишләткәнликини ениқлидуқ. Биринчиси, уйғур сиясий вә диний мәһбуслирини иқрар қилдуруш үчүн уларниң җинсий органлириға ат қилини киргүзүп қийнаш усули, йәнә бири, уйғур сиясий мәһбуслириға уларниң әқли тәңпуңлиқини йоқитишни кәлтүрүп чиқиридиған бир хил химийиви мадда бериш. Үчинчиси, хитай һөкүмити уйғур сиясий мәһбусларниң вә сиясий паалийәтчилириниң аилә тавабиатлириға һәр түрлүк йоллар билән бесим ишләтмәктә. Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң бала-чақилириға тутқан позитсийиси буниң типик мисали һесаблиниду".
Америка һөкүмити хитай һөкүмитигә бесим ишлитиши керәк
Америка һөкүмити вә америка дөләт мәҗлисиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп, болупму уйғур сиясий мәһбусларни етишни тохтитиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитиши керәкликини тәкитлигән т кумар әпәнди йәнә мундақ деди,
"Келәр йилиниң бешида, хитай дөләт рә иси хуҗинтав америкини зиярәт қилмақчи. Америка дөләт мәҗлиси бу пурсәттин пайдилинип икки ишни қилалайду. Биринчиси америка дөләт мәҗлиси америка президенти бушни, хитай дөләт рә иси хуҗинтавдин өлүм җазасини бикар қилиш тоғрисида ениқ бир вақит бәлгилишини җиддий тәләп қилишқа чақириши керәк."
"Иккинчиси америка дөләт мәҗлиси, президент буштин ху җинтавниң америка зияритидин бурун, рабийә қадир ханимни ақсарайға тәклип қилип униң билән көрүшүшни тәләп қилиши керәк. Бу америка һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә уйғурлар мәсилисидә бәргән наһайити муһим бир сигнали болиду. Бу һәрикәт америкиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә қанчилиқ көңүл бөлүватқанлиқини һәмдә бу ишта җиддий икәнликини көрситиду "
Хитай һөкүмити чәтәлдики уйғурларниң паалийәтлирини бастурушқа тиришиватиду
Йиғинда, т кумар әпәндидин кейин сөзгә чиққан америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң асия ишлири мәсули лувис ханим, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң чәтәлләрдики паалийәтлириниму бастурушқа тиришиватқанлиқини тәкитләп, бу мәсилидә хитай һөкүмитиниң болупму шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин пайдилиниватқанлиқини билдүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Америка ташқий ишлар министирлиқиниң диний әркинлик доклати елан қилинди
- Америка хитайниң латин америкисидики һәрикитигә диққәт қилишта толуқ сәвәпләргә игә
- Рабийә қадир америка дөләт мәҗлиси әзаси там лантос билән учрашти
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети хадими минди лаймур билән сөһбәт
- Америка дөләт мәҗлиси хитай һәрбий тәрәққияти һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өтти
- Рабийә қадир, америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси бойичә гуваһлиқ бәрди