Һүсәйин җелилниң аяли америкида гуваһлиқ йиғиниға қатнашти


2007.01.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Huseyin-Jilil.jpg
Һүсәйин җелил. У һазирғичә хитай түрмисидә тутуп турулмақта

Бүгүн америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқтин өтүш йеғини, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси фелис гер ханимниң йеғин ечиш сөзи билән башланди. Гер ханим сөзидә, америка хәлқара диний комитети қурулғандин бери хитай һөкүмитиниң хитайдики һәр қайси диний вә миллий гуруппиларға қаратқан сияситини йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Америка дөләт мәҗлиси тәрипидин 1998‏-йили қурулған әмма дөләт мәҗлисидин мустәқил паалийәт елип бериватқан хәлқара диний әркинлик комитетиниң икки муһим вәзиписи бар. Биринчи, диний әркинлик, сөзләш әркинлики, кишилик һоқуқниң асаслиқ елементлириниң һәр қайси дөләтләрдики вәзийитини көзитиш. Иккинчи, америка һөкүмитигә һәрқайси дөләтләргә қарита қандақ сиясәт йүргүзүш тоғрисида тәклип бериш. Хәлқара диний әркинлик комитети қурулғандин кейин хитайда кишилик һоқуқниң изчил дәпсәндә қилиниватқанлиқини көздә тутуп, америка һөкүмитидин хитайни дуняда диний вә миллий гуруппиларниң һоқуқини дәпсәндә қиливатқан дөләтләр тезимликигә киргүзүшини тәләп қилди. Диний әркинлик комитетиниң бу һәқтики тәклип вә тәвисийилиригә асасән америка ташқи ишлар министирлиқи 1999‏- йилидин бери хитайни диний әркинликни буғуватқан дөләт дәп атап кәлмәктә".

Хәлқара диний әркинлик комитетиниң үч йил давамлашқан сөһбәтләрдин кейин, бейҗиң һөкүмитини диний әркинликниң вәзийитини тәкшүрүш үчүн хитай, тибәт вә шинҗаңға диний әркинлик комитети вәкилләр өмики әвәтишкә мақул қилғанлиқини әскәрткән фелис гер ханим сөзини давамлаштуруп мундақ деди:

"Комитет ‏2005‏- йили 8‏- айда вәкилләр өмикимиз бейҗиң, шаңхәй, шинҗаң вә тибәтни зиярәт қилди. Бу зияритимиз җәрянида хитай һөкүмитиниң қаттиқ бесимиға қаримай хитайда ибадәт қилғучилар саниниң күнсери көпийиватқанлиқини көрдуқ һәмдә болупму уйғурлар, тибәтләр вә фалоңгоң тәриқити үстидики бесимниң еғир икәнликини байқидуқ. Бу зияритимиз җәрянида, гәрчә хитай һөкүмити кишиләрниң диний етиқадиға һөрмәт қиливатқанлиқини тәкитлигән болсиму, әмма хитай қанунлириниң, бөлгүнчи, қанунсиз диний паалийәт дәп аталған катогорийигә киргән кишиләрниң диний һоқуқини қоғдимайдиғанлиқини ениқлидуқ ".

Йеғинда гуваһлиқтин өткән, уйғур, тибәт вә фалоңгоң тәриқити вәкиллири, хитай һөкүмитиниң уларниң диний әркинлики вә сиясий һоқуқини қандақ дәпсәндә қиливатқанлиқини пакитлиқ мисаллар билән оттуриға қойди һәмдә хәлқара диний әркинлик комитети мәсуллириниң бу һәқтики суаллирини җавабландурди.

Йеғинға алаһидә тәклип билән қатнашқан һүсәйин җелилниң аяли камилә ханим, һүсәйин җелилниң 1990‏- йиллирида хитай һөкүмити тәрипидин йәнә башқа уйғурлар билән бирликтә диний паалийәтлири түпәйлидин қолға елинғанлиқини вә униң үстидин җинайәт дилоси турғузулғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

"Канада һөкүмитиниң миниң йолдишимниң мәсилисидә чиң туруватқанлиқидин көп минәтдармән һәмдә канада даирилириниң йолдишимни қутулдуруш үчүн елип бериватқан паалийәтлиригә рәһмәт етимән. Лекин йолдишимниң һелиму хитай түрмисидә тутуп турулуватқанлиқи мени қайғуландурмақта. Мениң йолдишимниң хитай һөкүмити тәрипидин өзбекистандин тутуп кетилиши вә гәрчә өзи канада пуқраси болған болсиму, һазирғичә канада һөкүмәт хадимлириниң униң билән көрүшүшигә рухсәт берилмигәнлики, пүтүн дунядики уйғур мусапирлирини әндишиләндүрмәктә. Әгәр хитай һөкүмити уни қоюп бәрмисә, чәтәлләрдики уйғурлар қайси дөләтниң пуқраси болушидин қәтийнәзәр, бихәтәр саяһәт қилалмайдиған әһвалға чүшүп қалиду һәмдә канадалиқ вә америкилиқ хитайларниң 2008‏- йилида бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қатнишиши, бихәтәр хитайға бериши мумкин болмайду. Шуниң үчүн мән канада вә америка һөкүмәтлиридин, йолдишим һүсеийин җелилниң пуқраси болған канадаға сақ-саламәт қайтип келиши үчүн барлиқ тиришчанлиқини көрситишини тәләп қилимән ".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.