Хитай мәсилилирини назарәт қилиш комитети йәнә испат елиш вә бериш йиғини чақирди
2007.02.01
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай - америка иқтисади - бихәтәрлик көзитиш комитетиниң пәйшәнбә күни башланған хитай һәққидики икки күнлүк испат бериш йиғинида, америкиниң муавин ярдәмчи дөләт мудапиә министири ричард лавлес, муавин ярдәмчи енергийә министири дәйвид памфрейлар шундақла америка җон хопкенс университети, америка истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи, америка дөләт мудапиә университети вә калифорнийә университети қатарлиқ илмий тәтқиқат органлиридики мутәхәссисләр доклат бәрди.
Америка хитай даирлириниң аләм бошлуқидики һәрбий қорал синиқиға сәл қариди
Бәзи күзәткүчиләр, бу қетимқи испат бериш йиғиниға америка авам палата әзаси ранди форбес, кеңәш палата әзалири бен кардин, карл ләвин, линдсей граһам вә шерод бровенларниң қатнашқанлиқини, дөләт мәҗлисидики демократлар вә җумһурийәтчиләрниң хитай - америка содисидики қизил рәқәм вә хитайниң аләм бошлуқи һәрбий қораллар синиқи елип барғанлиқиға җиддий қараватқанлиқи вә биарам болуватқанлиқиниң бишарити, дәп көрсәтмәктә.
Бу қетимқи испат бериш йиғини америка дөләт мәҗлисидики демократлар буш һөкүмитини хитай - америка содисидики қизил рәқәмни азайтишқа қиставатқан шундақла җумһурийәтчиләр буш һөкүмити хитайларниң сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқиға йетәрлик инкас қайтурмиди, дәп нарази болуватқан бир чағда чақирилди.
Хитай һәрбий даирилириниң 11 - январ күни елип барған сүний һәмраһқа қарши башқурулидиған бомба синиқи вә буниң америка бихәтәрлик мәнпәәтигә көрситидиған тәсири, пәйшәнбә күнки йиғинда оттуриға қоюлған негизлик пикирләрниң бири, болуп һесаблиниду. Америка - хитай иқтисади - бихәтәрлик комитетиниң рәиси бартоломюв йиғинниң ечилиш мурасимидики нутқида, хитайниң бу қетимқи һәрбий синиқи һәққидә тохталди. У, "йеқинда елип берилған сүний һәмраһқа қарши башқурулидиған бомба синиқи, хитай һөкүмитиниң әң қизғин қоллиғучилиридиму, биз хитай һөкүмитиниң нийити, уларниң һәрбий иқтидари вә буниң америка бихәтәрлики үчүн немидин дерәк беридиғанлиқини қанчилик чүшинимиз, дәйдиған суаллар пәйда қилди", дәйду.
Хитай иқтисадиниң үзлүксиз тәрәққияти америка сияситигә җиддий тәсир көрсәтмәктә
Бартоломюв, пикир әркинлики үстидә тохталғанда "болупму ху җинтавниң интернетни тазилаш һәққидики чақириқи пикир әркинликигә зит шундақла бу америка үчүн немидин дерәк бериши мумкин ?" дәп көрсәтти. У йәнә хитай - америка содисидики қизил рәқәмләр вә хитай иқтисади тәрәққиятиниң америка дөләт бихәтәрлики билән болған алақисини тилға алди шундақла "хитай иқтисадиниң үзлүксиз тәрәққияти вә тәрәққият сүритиниң изчиллиқи америка сияситигә җиддий тәсир көрсәтмәктә " дәп әскәртти.
Бортоломювниң әскәртишичә, америка дөләт мәҗлиси 2000 - йили хитайға содида алаһидә етибар бериш қануни мақуллиғанда америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқими 83 милярд доллар болған болса, 2006 йилдики сода қизил рәқими 213 милярд долларға барған. У, бу әһваллар америкиниң хизмәт, ишләпчқириш, әқлий мүлүк һоқуқи вә риқабәт күчини күнсери аҗизлаштуриватқанлиқини агаһландурди.
Йиғинда америка кеңәш палата әзаси, кеңәш палата һәрбий ишлар комитетиниң рәиси карл ләвин, америка - хитай содисида америка сода қизил рәқиминиң бу қәдәр зор болушиға хитайниң дуня сода тәшкилатиға бәргән вәдисини биҗа кәлтүрмигәнлики сәвәбчи болғанлиқини билдүрди. У, "биз хитайниң пулни контрол қиливатқанлиқини, әқлий мүлүк һоқуқиға хилаплиқ қиливатқанлиқини шундақла товар сиясити импортини чәткә қеқиватқанлиқини дава қилишимиз керәк " дәйду. Униң әскәртишичә, сахта машина запчаслирини ясап сатқучилар америка ширкәтлиригә йилда 12 милярд доллар зиян салмақта шундақла сахта машина запчасларниң 75 % хитайда ишләпчиқирилмақта.
Карл ләвин йәнә хитай - америка истратегийилик мунасивити һәққидә тохтилип, хитайниң шималий корийә ядро мәсилисидә америка билән һәмкарлишиш арзусини ипадилигән болсиму, лекин суданниң дарфур районидики ирқий тазилашни тохтитиш тоғрисида судан һөкүмитигә бесим ишләтмигәнлики вә хәлқара җәмийәт билән һәмкарлашмиғанлиқини билдүрди. У, "хитай қорал ярақларниң тарқилишини чәкләш һәққидә көп сөзлисиму, лекин ядро қораллар, химийилик вә биологийилик қоралларниң тарқилишини чәкләйдиған бир сестима қурушини хели узун вақит сақлишимизға тоғра келидиған охшайду " дәп көрсәтти. Америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик комитетиниң бу қетимқи испат бериш йиғини икки күн давамлишиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәйин җелилниң аяли америкида гуваһлиқ йиғиниға қатнашти
- Хитайниң суний һәмраһқа қарши башқурулидиған бомбиси дуняға тәһдит елип келиду
- Канада мәтбуатлири хитайниң һәрбий күчи һәққидә тохталмақта
- Аләм бошлуқидиму хитайниң әхләтлири ләйләйду
- Хитай немә үчүн террорчи күчләрни қоллаватиду ?
- Хитайда һазир қанунсиз қорал-ярақ, оқ -дора ямрап кәткән
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: җуңго дунядики әң мәсулийәтсиз қорал- ярақ експорт қилғучи
- Дарфур вәзийити вә җоңго
- Рабийә қадир: уйғурлар хитай һөкүмитиниң етник тазилишиға дуч кәлмәктә
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә йәнә гуваһлиқтин өтти
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашти
- Хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғурларға тәһдит ишлитип, җасуслуқ қилишқа зорлимақта(3)
- Хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғурларға тәһдит ишлитип, җасуслуқ қилишқа зорлимақта(2)
- Хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғурларға тәһдит ишлитип, җасуслуқ қилишқа зорлимақта(1)