Мәрһум һаҗи яқуп анат әпәндиниң "шәрқий түркистанда милләтчилик һәрикәтлири" нәшр қилинди
2005.01.07

Уйғурлар арисида тонулған тарихчи, мәрһум һаҗи яқуп анатниң "шәрқий түркистанда милләтчилик һәрикәтлири" намлиқ китаби әнқәрәдә нәшрдин чиқип, оқурмәнлири билән йүз көрүшти. Бу китаб рабийә қадир ханимға беғишлап чиқирилған.
"Шәрқий түркистанда милләтчилик" исимлик бу китаб, һаҗи яқуп әпәндиниң түркийигә кәлгәндин кейинки, йәни 1996-йилидин 2001-йилиғичә түркийидики һәрқайси гезит- журналларда нәшр қилинған илми мақалилириниң топлимидур
Китабни түркийә мәдәнийәт министирлики мутәхәссиси сөнәр ялчин әпәнди нәшргә тәйярлиған болуп китабниң биринчи бетигә йоған хәтләр билән "йеңилмәс ирадигә игә уйғур аниси рабийә қадирға беғишланған" дәп йезилған.
Биз бу китаб һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн китабни нәшргә тәйярлиған сонәр ялчин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- японийидә өткүзүлгән "шинҗаңдики тарихий мәнбәләр" муһакимә йиғини мунасивити билән доктор абләт камалофни зиярәт
- Түркийиниң сабиқ җумһур рәиси сулайман дәмирәл түркий милләтләр һәққидә сөз қилди
- Түркийиниң әнқәрә шәһиридә явро- асия илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
- Әнқәрәдә "түркий хәлқләрниң еғиз әдәбияти" темисида йиғин өткүзүлмәктә
- Шималий сипрус түрк җумһурийитидә явро-асия радио вә телевизийиси қурулуп рәсми тарқитишқа башлиди