Уйғур деһқанлири йәнила һашар әмгикигә тутулмақта
2005.07.05
Истансимизниң һәқсиз линийиси йолға қоюлғандин буян, вәтәндин телефон урған уйғурлар, хитай һөкүмитиниң деһқанларни һәқсиз һашар әмгикигә һәйдәватқанлиқи, бериш имканийити болмиғанларға җәриманә қоюп, деһқанларниң нормал турмуш кәчурушигә дәхли қиливатқанлиқини инкас қилмақта.
Йеқинда истансимизниң һәқсиз линийисигә телефон урған бир деһқан нөвәттә хитай даирилириниң деһқанларни һашарға һәйдәватқанлиқини, деһқанларниң териқчилиқниң җидди мәзгилигә өз етиз – ериқ ишлирини ташлап һашаға беришқа мәҗбур болуватқанлиқини инкас қ илди.
Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә вәтәнгә телефон уруп, һашарға һәйдиливатқан деһқанлардин әһвал игилиди.
©
2005 Radio Free Asia