Уйғур елидә " һашар" әмгики давамлашмақта
2005.12.12
Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң ички өлкилиридә аллиқачан әмәлдин қалдурулған "һашар" әмгики һазирму уйғур елидики деһқанларниң зиммисидики бир чоң йүк болуп турмақта.
Уйғур елиниң җәнубий районидики йезилардин әркин асия радиоси һәқсиз линийисигә телефон қилған деһқанлар " һашар" әмгикиниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқини билдүрмәктә.
Хәлқара әмгәкчиләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири, қуллуқ түзүминиң қалдуқи дәп көрситилгән " һашар" әмгикиниң уйғур елидә һазирму, мәҗбурий әмгәк яки " халисанә әмгәк " дегәнгә охшаш аталғулар билән давамлишиватқанлиқини қаттиқ тәнқит қилған.
Хитай һөкүмити хәлқара тәшкилатларниң тәнқити нәтиҗисидә, һашар әмгикиниң -2005 -йилиниң ахириғичә, уйғур елидә пүтүнләй әмәлдин қалдурилидиғанлиқини җакарлиған иди. Әмма уйғур елидин кәлгән хәвәрләргә қариғанда, уйғур деһқанлири һелиму бу мәҗбурий әмгәкниң бесими астида яшамақта. (Қанат)