Хитай һөкүмити2004 - йилиниң ахирида деһқанларниң йүкини йениклитиш тоғрисида мәхсус сиясәт чүшүргән иди. Униңда деһқанларниң деһқанчилиқ беҗи, йәр беҗи қатарлиқ баҗ селиқлирини 29. 76%Кичә кемәйтиш бекитилгәндин сирт, муһими уйғур елидә узақ йиллардин буян давамлишип келиватқан һашарни -2005 йилиниң ахириғичә пүтүнләй бикар қилидиғанлиқини елан қилған.
Әпсус, радиомизда аңлитип келиватқандәк уйғур деһқанлири һазирғичә бизгә һашардин қутулалмайватқанлиқини шундақла деһқанларниң үстидики түрлүк селиқ һәм зулумларниң барғанчә күчийиватқанлиқини инкас қилмақта.
Техи йеқиндила қәшқәрниң мәлум йезисидин бир деһқан бизгә уйғур йезилирида һашар вә башқа наһәқ ишларниң деһқанларни қақшитип келиватқанлиқи әмма деһқанларниң дәрдини аңлитидиған, уларниң мәнпәәтини қоғдайдиған һечқандақ йәр йоқлуқини инкас қилди.
Хитай һөкүмити 2000 - йилидин башлап уйғур йеза -наһийә кадирлирини хитай өлкилиридә тәрбийиләш һәмдә уларни хитай өлкилириниң йеза - кәнт кадирлири билән өз - ара алмаштуруп ишлитиш арқилиқ, асасий қатлам кадирлирини муқимлиқни қоғдашта актип ролчиларға айландуруш истратегийисини йолға қоюшқа башлиған иди. Мана бу хил сиясәт нәтиҗисидә һазир уйғур елиниң җәнуби районида уйғурлар зич олтурақлашқан йеза - кәнтләрниң кадирлириму асасән хитайлишип болған болуп, бизгә деһқанларниң дәрдини аңлатқан деһқан йәнә, нөвәттә уйғур деһқанлириниң "юқириға "пикрини аңлитидиғанға техиму имкансиз қеливатқанлиқини ейтип бәрди.
Дуняда баравәрлик, кишилик һоқуқ, әмгәк һоқуқи тәкитлиниватқан бүгүнки күндә, һашарниң һазирға қәдәр уйғур елидә мәвҗут болуп туруши һәмдә буниң билән уйғур деһқанларниң тартиватқан зулумлири қатарлиқ мәсилиләр хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму диққитини тартиватқан мәсилигә айланди. Бу һәқтә хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниңла әмәс һәтта хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап келиватқан болсиму, әмма давамлиқ буни инкар қилип кәлмәктә. Әмәлийәттә болса һашар һазирму уйғур йезилирида еғир һалда давамлишип кәлмәктә. Шундақла бу хил мәҗбурий шәкилдики һәқсиз әмгәк нөвәттә пәқәт вә пәқәт уйғур елидила мәвҗут. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики оқуғучилар пахта териш әмгикидин тохтимиди
- Башланғуч мәктәп балилиридин башқа оқуғучилар йәнила пахта териштин қутулмиди
- Бир деһқанниң деһқанларниң нөвәттики әһвали һәққидә ейтқанлири (2)
- Бир деһқанниң деһқанларниң нөвәттики әһвали һәққидә ейтқанлири (1)
- Уйғур елидә һашар түгимәмду?
- Уйғур елидә " һашар" әмгики давамлашмақта
- Деһқанлар немә койда, әмәлдарлар немә койда?
- Уйғур елидә бу йил 100 миң оқуғучи пахта теришкә чиқмақчи
- Уйғур оқуғучилар дәрс башлинипла пахта теришкә һәйдәлди