Инсанларниң тунҗи аниси- һава аниниң қәбриси сәуди әрәбистанда
2007.08.16
Йәһудий, християн вә ислам динлириниң муқәддәс китаблирида, адәм әләйһиссалам билән аяли һаваниң шәйтанға әгишип аллаһқа асийлиқ қилғанлиқи сәвәблик җәннәттин чиқирилғанлиқи бирдәк сөзлиниду. Бәзи самави китабларниң ривайәт қилишичә, инсанларниң атиси адәм әләйһиссалам җәннәттин чиқирилип, йәр йүзигә әвәтилгәндә, һиндистанға чүшкән, аяли һава билән әрәфат теғида учрашқан икән. Бәзи ривайәтләр һавани һазирқи сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиригә чүшкән вә шу җайда дәпнә қилинған дәп қарайду. Шу сәвәбтин бу шәһәр җиддә (әсли нами җәддә) йәни(чоң ана)дәп аталған икән. Җиддә шәһири қизил деңизниң шәрқий қирғиқиға җайлашқан шәһәр болуп, 3000 йиллиқ тарихқа игә . Бу шәһәр сәуди әрәбистанниң пайтәхти рияд шәһиридин қалса иккинчи чоң шәһәр һесаблинидикән. Җиддә шәһири узун йиллиқ тарихтин бери порт шәһири болуп кәлмәктә .
Миладийә 647- йили үчинчи хәлипә осман ибни аффанниң заманидин башлап җиддә шәһири һәҗ қилиш үчүн мәккигә келидиған һаҗиларни күтүвалидиған портқа айланған болуп, шундин бери шу хусусийитини сақлап кәлмәктә. Һазирда һәҗ яки өмрә һәҗ үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридин парахот вә айропилан билән кәлгүчиләрниң һәммиси, қуруқлуқ билән кәлгүчиләрниң көпинчиси җиддә шәһиридә күтүвелинип, андин мәккигә елип келиниду. Қайтқанда йәнә җиддә шәһиридин қайтиду.
Абдулһемит һаҗимниң ейтқанлири
Җиддә шәһиридики уйғурларниң пешқәдәмлиридин абдулһемит һаҗим инсанларниң тунҗи аниси һаваниң қәбриси тоғрулуқ мундақ деди:" җиддә шәһириниң бәйәт мәйдани дегән җайда қәдимқи заманлардин бери " һава анимизниң қәбриси" дәйдиған мәшһур бир қәбристанлиқ болуп, кишиләр үзүлмәстин бу җайни зиярәт қилип кәлмәктә. Бир йили қәшқәрдин сәлим ахун хәлпитим дегән кишиниң оғли абдул мәҗидхан мәхсум дегән киши һәҗ қилғили келип бизниң өйгә чүшкән иди.
У киши һава анимизниң қәбрисигә елип беришимни тәләп қилғанлиқи үчүн, биз қәбристанлиққа бардуқ вә шу қәбристанлиққа қарайдиғанлардин, қәбристанлиқ әтрапида олтурақлашқан пешқәдәмләрдин һава анимизниң қәбриси һәққидә сориған идуқ. Улар бизгә җаваб берип: " һава анимизниң қәбриси мушу қәбристанлиқниң ичидә бар. Әмма униң нәччә миң йиллар болғанлиқи үчүн биз шу қәбриниң қайси қәбрә икәнликини ениқ билмәймиз", дегән иди. Мән әқлимгә кәлгәндин бери һәр йили дуняниң һәрқайси җайлиридин һәҗ яки өмрә һәҗ үчүн кәлгәнләр бу қәбристанлиқни зиярәт қилиду. Болупму малайшия, филиппин вә һиндонизийиләрдин кәлгәнләр мәхсус аптобуслар билән бу қәбристанлиққа келип , зиярәт қилип кетиду."
Һава аниниң қәбрисини зиярәт қилғучилар көп
Һава аниниң қәбриси бар җай җиддә шәһиридики әң мәшһур қәбристанлиқ болуп, һәмишә адәм көп, бесиқ болидикән. Җиддә шәһириниң бәзи чоң йоллирида " һава аниниң қәбристанлиқиға баридиған йол" дәп қәбристанлиққа ишарәт қилип қоюлған ишарәт тахтилири көзгә челиқип туриду. Қәбристанлиқниң алдиға чоң хәтлик қилип " һава анимизниң қәбриси" дегән йешил рәң билән йезилған әрәбчә хәт бу қәбристанлиққа кәлгүчиләрниң әң аввал көзигә челиқиду. Қәбристанлиқниң кишиләргә әрәбчә вә инглизчә чүшәндүрүш беридиған мәхсус хадимлири болуп, улар һәмишә зиярәтчиләрниң хизмитидә болиду. (Тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хотән һөкүмитиниң малийә вәзири - муһәммәд қасим дамоллам
- Йүсүп мухлиси вапатиниң 3 йиллиқи хатирләнди
- Мәрһум абдурәуп мәхсум ибраһимини хатирләймиз
- Русийиниң терекөл бойидики қәдимқи уйғур қәләси әслигә кәлтүрүлмәктә
- Хотәндә өткән абдулхәмит дамоллам һәққидә
- Уйғур телевизийиси түркийидә
- Дуня уйғур қурултийи уйғур елипбәси нәшир қилди
- Пиронниң җәсити тоғрилиқ қарашлар
- Һейтгаһ мәсчити һарақ ботулкилирида
- Рус алиминиң нәзиридики уйғур йеқинқи заман тарихи
- Уйғур тарихидин кәлгән қәһриман персонаж - қара оғлан
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати