Һайванларни қоғдаш тәшкилати хитай әлчиханиси вә консулханиси алдида намайиш өткүзди


2006.02.13
haywanat-namayish.jpg
Намайишчилар хитай әлчиханиси алдида

2-Айниң 13-күни түркийә һайванларни қоғдаш җәмийитиниң орунлаштуруши билән хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси вә истанбулдики консулханиси алдида намайиш өткүзүлди.

Бу намайиш хитайларниң һайванларни халиғанчә вә вәһшийләрчә өлтүрүп, уларниң терисидин һәр хил боюмларни ишләпчиқирип сатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн елип берилған.

Түркийә һайванларни қоғдаш җәмийити башлиқи ахмәт шәнполатниң билдүрүшичә, бүгүн австралийидин америкиғичә болған һәр қайси дөләтләрдики хитай әлчиханисиниң алдида бирдәк намайиш өткүзүлгән. Бу намайиш билән бирликтә түркийидә хитай маллириға қарши туруш долқуни йәнә бир қетим башланди.

Түркийә һайванларни қоғдаш җәмийити башлиқи ахмәт шәнполатниң билдүрүшичә, бу паалийәтни әнқәрә сода бирликигә охшаш чоң аммивий тәшкилатларму қоллап қуввәтләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.