Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ паалийитини чәклимәктә


2004.10.29

Рози айлириниң йетип келиши билән, дунядики мусулманлар арисида һәҗгә меңиш тәйярлиқлири җиддий башлинип кәтти. Буларниң қатарида уйғур елидики мусулманларму авалқи йилларға охшаш һөкүмәт тәшкиллигән гуруппиларға әгишип яки шәхсий йоллар билән һәҗгә беришқа тәйярланди.

Гәрчә хитай һөкүмитиниң уйғур елидики мусулманларға һәр йили бәлгилик сан бериш арқилиқ уларниң һәҗ қилишини чәкләп келиватқанлиқи кишини һәйран қалдурғудәк иш болсиму, әмма йеқинда франсийә ахбарат агентлиқида елан қилинған, шәхсий йосунда 3- дөләт арқилиқ һәрәмгә беришқа тәйярланған бир түркүм уйғурларниң чегридин қайтуруп әкирилгәнлики тоғрисидики хәвәр җамаәтчиликиниң диққитини тартти.

Чегридин қайтурулған

Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң мәзкур агентлиққа вә радиомизға билдүрүшичә, хитай сақчилири йеқинда уйғур елиниң қизилсу қирғиз аптоном областидики атуш шәһири вә ақту наһийисидә шәхсий йосунда өз алдиға һәрәмгә беришқа тәйярланған 43 кишини чегридин қайтуруп әкәлгән һәмдә буни уюштурған кишини қолға алған икән.

Мәхпийәтлик

Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн ақту наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисиға телефон қилип, сақчи орунлириниң бизгә бу вәқә тоғрисида тәпсилий мәлумат беришини тәләп қилдуқ. Әмма бу йәрдики сақчи хадимлири бизниң әркин асия радиосидин икәнликимизни аңлап, бу учурларниң мәхпийәтлик һесаблинидиғанлиқини һәмдә бизгә бу һәқтә җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтип телефонни қойивәтти.

Андин биз телефонимизни йәнә атуш шәһиридики мәлум бир сақчиханиға улидуқ. Телефонимизни алған бир уйғур сақчи бу вәқәдин өзиниң хәвәрсиз икәнликини әмма уларниң һәқиқәтән шәхсий йосунда һәҗгә меңишқа йол қоймайдиғанлиқини ейтти.

Һөкүмәтниң қаидилири

Бу сақчи етирап қилғинидәк, әгәр кишиләрниң 3- дөләт арқилиқ һәҗгә меңишқа уруниши паш болупла қалса, һөкүмәт уларниң сәпирини шу заманла тохтитидикән һәмдә улар қарашлиқ һәр дәриҗилик орунлар арқилиқ идийиви хизмәт ишләткүзидикән. Биз бу һәқтә йәниму илгирлигән мәлумат елиш үчүн атуш шәһәрлик диний ишлар ишханисиғиму телефон қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.