Уйғурларниң пакистан арқилиқ һәҗгә меңиши қийинлашмақта
2004.12.16
Рози айлири ахирлишип, мусулманларниң әң муқәддәс байрими болған қурбан һейтиниң йетип келиш һарписида, уйғур мусулманлириниң һәҗгә бериши гәрчә хитайниң сан вә сиясий җәһәттики чәклимилиригә учраватқан болсиму, йәнила башқа амаллар арқилиқ һәҗгә бериш йоллирини издимәктә.
Хитайниң күчлүк чәклимиси астида уйғурларниң һәрәмгә бериш арзуси пәқәт пакистан вә оттура асия дөләтлири қатарлиқ 3 - дөләт әллири арқилиқ меңишқа бағланди. Гәрчә илгири уйғурларниң пакистан арқилиқ һәҗгә меңиши бир қәдәр асан болған болсиму, әмма йеқинда пакистандики бир нәпәр уйғурниң әркин асия радиомизға йәткүзгән мәлуматиға асасланғанда, пакистандики сәудий әрәбистан әлчиханиси бу йил уйғурларға виза беришни тохтитип, уларниң бейҗиңдики әлчиханиға беришини тәләп қилған.
Мухбиримиз пәридәниң бу һәқтики программисини аңлаң үчүн юқиридики аваз улинишини чекиң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәҗгә бериш йолидики уйғурларниң әндишилири вә наразилиқлири
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗгә беришини чәклимәктә
- Хитай диний затларға еғир дәриҗидә зиянкәшлик қиливатиду
- Хитай һөкүмити алий мәктәпләр муқимлиқидин әндишә қилмақта
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ паалийитини чәклимәктә
- Канададики уйғурлар рамизан ейи мунасивити билән йиғилиш өткүзди
- Түркийидики уйғурлар рамзан ейида бир – биригә меһри муһәббәт көрсәтмәктә
- Ғалҗап йезисидики уйғурларниң өтмүши вә һазири