Уйғур елидики биринчи түркүм һәҗ өмики йолға чиқиштин бурун сиясий тәрбийә елип берилди


2004.12.30

Биз илгирики аңлитишимизда хитай һөкүмити тәрипидин тәшкилләнгән уйғур елидики 1500 кишилик һәҗ өмикиниң һәҗ қилиш үчүн мәккигә қарап йолға чиққанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ.

Германийидики шәрқий түркистан учур мәркизи тәминлигән бу хәвәрдә көрситилишичә, мәзкүр һәҗ өмики йолға чиқиштин бир һәптә бурун хитай һөкүмити авалқи йиллардикигә охшашла барлиқ әзаларни үрүмчи йәр шари меһманханисиға йиғип, уларға сиясий тәрбийә үгиниши елип барған. Шундақла һөкүмәт йәнә өмәк әзалириниң сәуди әрәбистандики мәзгилидә бөлгүнчи тәшкилатлар билән алақә қурмаслиқи вә уларға аит матириялларни хитайға елип кәлмәсликини әскәртиш билән биргә, рухсәт қилинмиған әһвал астида әзаларниң ялғуз паалийәт елип бармаслиқини һәмдә уларниң өз-ара бир бирини назарәт қилип, ғәйри һәрикәт сезилгән һаман дәрһал паш қилиши керәкликини тәләп қилған.

Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний сиясити һәққидә тохталди.

Мухбиримиз пәридәниң бу һәқтә тәйярлиған программисини юқиридики аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.