Уйғурларниң һәҗ паалийитини чәкләйдиған йеңи бәлгилимиләр


2005.09.12
CHINa-XINJIANG_MOSQUE_200.jpg
2003-Йили сентәбирдә, уйғур мусулманлар һейтгаһ мәсчитидә ибадәт қилмақта. Хәлқара тәшкилатлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әркинликини боғиватқанлиқини әйибләп кәлмәктә. AFP

Мусулманларниң муқәддәс һейт айлири йеқинлишиватқан мәзгилдә, хитай һөкүмити уйғур елидики мусулманларниң һәҗ паалийтигә болған контроллуқни күчәйтмәктә.

Германийидики дуня уйғур қурултийиниң мәлум қилишичә, уйғур аптоном районлуқ миллий, диний ишлар комитети йеқинда, уйғур елидики һәр дәриҗилик диний ишлар идарилириға уқтуруш чүшүрүп, мусулманларниң өз алдиға һәҗ қилишини чәкләйдиған 4 түрлүк бәлгилимини тарқатқан.

Бу бәлгилимиләрниң биринчиси, диний ишлар орунлири мусулман аммини тәрбийләш хизмитини яхши елип берип, һөкүмәтниң сиясәтлирини уларға обдан тонуштуруш. Буниңда һәтта хәлқләрниң һәҗ паалийәтлиригә даир филимләрни көрүшини тосашму бәлгиләнгән. Иккинчиси, аптоном райондики һәр қайси вилайәт, наһийә вә йеза дәриҗилик диний ишлар идарилири мәсулийәт түзүмини чиңайтиш. Вәзиписини толуқ орунлиялмиған, өз алдиға һәҗ қилиш әһвали еғир болған районлардики идариләрни еғир җазалаш. Үчинчиси, шәхсиләрниң өз алдиға һәҗ қилиш паалийитигә болған контроллуқни техиму күчәйтиш. Бу хизмәтни җамаәт хәвпсизлик идарилири йетәкчилик қилип, диний ишлар орунлириниң һәмкарлиқида елип бериш. Бу түрдә йәнә, дөләт ичи вә сиртидики күчләрниң һәҗ паалийитигә қол тиқишидин һушяр туруш вә 3 хил күчләрниң буниңдин пайдилинип қалаймиқанчилиқ пәйда қилишиниң алдини елиш керәклики көрситилгән. Ахирқи төтинчи түр болса, һәр қайси дәриҗилик диний ишлар идарилири һәҗгә маңидиған кишиләргә, чоқум дөлитигә қайтип келиш тоғрисида капаләтнамә яздуруш.

Бу бәлгилимә бойичә, өз алдиға һәҗгә барғанларниң арисида диний әрбаплар болса, уларниң вәзиписини елип ташлайдикән, әгәр адәттики пуқра болса, уларни бәлгилимә бойичә қаттиқ бир тәрәп қилидикән.

Хотәндики вәзийәт техиму чиң

Хитай һөкүмити уйғур елидә хели бурундин тартипла өз алдиға һәҗ қилиш паалийитини чәкләп кәлгән болсиму, лекин һөкүмәт йолида һәҗ қилиш барғансери тәслишип кәткәчкә, өзлириниң диний пәризини ада қилғуси кәлгән мусулманлар йәнила башқа йоллар арқилиқ һәҗ қилиш йолини издәп кәлди. Һәтта бир қисим кишиләр радиомизғиму бу һәқтә телефонларни қилип, шәхсиләрниң өз алдиға һәҗ қилиш қизғинлиқиниң юқири икәнликини, лекин хитай һөкүмитиниң буни наһайити қаттиқ контрол қилип, һәтта үчинчи дөләт арқилиқ һәҗгә чиқмақчи болған нурғун кишиләрни йерим йолдин қайтуруп кәлгәнликини мәлум қилған иди.

Зияритимизни қобул қилған хотән вилайитиниң қарақаш наһийисидики исмини ашкарилашни халимиған бир ханим бу һәқтә бизгә азрақ мәлумат бәрди. Бу ханимниң ейтип беришичә, униң аписи һөкүмәт бәргән санға кирәлмигәнлики үчүн, ахири өзи алдиға тайланд вә пакистанлар арқилиқ нурғун чиқим вә җапалар билән һәҗгә берип кәлгән. У бизгә йәнә, хотәндики бу хил контроллуқниң башқа районларға қариғанда техиму чиң боливатқанлиқини ейтти.

Һөкүмәттин мааш алғанлики кишиниң һәҗгә чиқиши чәклиниду

Бу ханимдин игилишимизчә, хитай һөкүмити һөкүмәт орунлирида мааш елип ишлигәнлики һәр қандақ кишиниң һәҗ қилишиға йол қоймайдикән , һәтта шу киши пинсийигә чиққан тәқдирдиму йәнила рухсәт қилинмайдикән. Шундақла бу хәвәрни, керийә наһийилик һөкүмәттә ишләйдиған бир хадимму етирап қилди. У бизгә, һөкүмәтниң һәҗгә чиққучиларға яш чәклимиси қоюдиғанлиқини, башқа җәһәттики өлчәмгә тошуп, йеши тошмиғанларни йәнила чиққузмайдиғанлиқини ейтти.

Бу хадим бизгә йәнә, хотәндә йеқинқи йиллардин буян йәр асти диний мәктәпләрни қурушқа охшаш бир қатар мәсилиләр көпрәк көрүлгәчкә, һөкүмәтниң бу райондики контроллуқиниң йеқиндин буян бир аз чиңип қалғанлиқини ейтти. Униң ейтишичә, бу йәрдики кишиләр пәқәт һөкүмәт бәлгиләп бәргән орунлардила дуа- тилавәт қилалайдикән, өз- ара топлишип өз алдиға диний паалийәтләр билән шоғуллиниши қәтий чәклинидикән.

Дуня уйғур қурултийиниң инкаси

Бу хадим сөзидә йәнә, бу йәрдики хәлқләрниң һөкүмәтниң һәҗ паалийитигә тутқан сияситигә нарази икәнликини етирап қилди. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит , хитай һөкүмитиниң бу сияситини әйибләп, хитайниң бундақ қилиш арқилиқ уйғур мусулманлириниң етиқадини йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини, һәмдә буниң хәлқара инсан һәқлири әһдинамисиға хилап һәрикәт икәнликини билдүрди.

Хитайниң мусулманларға тутқан диний сияситини уйғур тәшкилатлирила әмәс, бәлки хәлқарадики һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлириму изчил әйибләп кәлмәктә. Шундақла америкидики хәлқара диний әркинлик комитетиму һәр йиллиқ доклатида хитайниң уйғур мусулманлириниң диний паалийитигә тутқан қаттиқ қоллуқ сияситини әйиблиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.