Уйғурлар һәҗ паалийити елип беришта қийинчилиққа дуч кәлмәктә


2005.12.23

Һәҗ қилиш үчүн пул хәҗләп паспорт ишлитип, нурғун җәвр – җапалар билән дубәйгә чиқип һәҗ визиси алалмай, бейҗиңгә қайтип пакистан визиси билән пакистанға чиққан вә шу йәрдә һәҗ визиси елишниң йолини қиливатқан бир һәҗдар зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу җапалиқ сәпири һәққидә тохталди.

Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликни қаттиқ контрол қилип, уларниң һәҗ паалийитини оңушлуқ елип бериши үчүн түрлүк қийинчилиқларни кәлтүрмәктә. Болупму иқтисадий кирими интайин төвән уйғур деһқанлири нурғун пул хәҗләп интайин тәсликтә қолиға паспорт елип, хитай һөкүмити тәсис қилған һәҗ өмәклиригә кирәлмигән. Әмма улар һәҗ қилиш истикини әмәлгә ашуруш үчүн пакистан , әрәп бирләшмә хәлипилики вә қирғизистан қатарлиқ дөләтләр арқилиқ һәҗгә бериш үчүн җапа тартип йүрмәктә .

Бу программимизда, мухбиримиз әқидәниң өзини ашкарилашни халимиған , икки айдин бери пакистан вә дубәйдә һәҗ визисини күтүп ятқан бир уйғур деһқан билән өткүзгән сөһбитимизни аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.