Уйғур һаҗи кандидатлириниң көпинчиси һәҗ визисиға еришип сәудиға йетип барди


2006.12.18

Биз өткән һәптә хитай һөкүмитиниң һәҗ санини қаттиқ контрол қилиши түпәйли һәҗ қилиш имканийитигә еришәлмәй, өз алдиға һәҗ қилиш үчүн пакистанға кәлгән 300 гә йеқин уйғур һаҗи кандидатлириниң икки айға йеқин вақиттин буян визиға еришәлмигәнлики, әмма охшаш салаһийәткә игә хитай пуқралиридин болған 57 нәпәр тунганниң хитай әлчиханисиниң ярдими билән сәуди әрәбистанға кәткәнликидин силәрни хәвәрләндүргән идуқ. Шу қетимлиқ зияритимизни қобул қилған һаҗи кандидатлири визиға еришиш үмидидин ваз кәчмигәнликини ейтип, виза һәл болғанға қәдәр күтүп туридиғанлиқини билдүрди.

Бүгүн биз һаҗи кандидатлириға йеқиндин ярдәмдә болуватқан пакистандики абдуқәйюм әпәндидин һәҗ визисиниң һәл болуш әһвали һәққидә игилигән йеңи учурларни аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.