Сәуди әрәбистанға һәҗ үчүн топланған мусулманлар һәҗ паалийитини башлиди
2006.12.28
Һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн дуняниң һәр қайси җайлиридин сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиригә кәлгән мусулманлар пәйшәнбә күни, 1400 йил бурун пәйғәмбәр һәзрити муһәммәт әләйһиссалам басқан йолни бесип, мәккә шәһириниң бәш километр шәрқий райониға җайлашқан минада топланди. Хәвәрләргә қариғанда, бу йил дуняниң һәрқайси дөләтлиридин һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн сәуди әрәбистанға кәлгән мусулманларниң сани 1 милйон 600 миңдин кишидин көп икән. Һәҗ қилидиған сәуди әрәбистан пуқралири вә сәуди әрәбистанға башқа дөләтләрдин келип ишләватқан ишчилар билән бу сан үч милйонға йетип баридикән.
Мина топланған мусулманлар, минадда бир күн ибадәт қилип, җүмә күни әрәпатқа қарап йолға чиқидикән. Һәҗ ибадити нимиләрни үз ичигә алиду? һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн мусулманлар қайси ибадәт басқучлиридин өтүши керәк. Бу һәқтә сәуди әрәистандики түркистан радиосиниң мухбири сираҗидин әпәндим билән сөһбәт өткүздуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири сәуди әрәбистанға һәҗ қилиш үчүн барған уйғурларни һәҗдин бурун қайтишқа мәҗбурлимақта
- Уйғур һаҗи кандидатлириниң көпинчиси һәҗ визисиға еришип сәудиға йетип барди
- Һәҗ қилиш үчүн пакистанға чиққан һәҗ кандидатлири ечинишлиқ әһвалларға дуч кәлмәктә
- Пакистандики уйғурлар һәҗ қилиш үчүн тәйярланмақта
- Уйғурлар пакистандики сәуди әрәбистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзди
- Уйғур һаҗи намзатлири қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә