Уйғурлар пакистандики сәуди әрәбистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзди
2006.10.02
Сәуди әрәбистан визисини күтүп ятқан пакистандики бир қанчә йүз уйғур һәҗичи, дүшәнбә күни сәуди әрәбистанниң исламабадтики әлчиханиси алдида җим олтурувелип, сәуди даирилириниң уйғур һәҗичиләргә виза беришни рәт қилғанлиқиға қуран айәтлирини оқуп наразилиқ билдүрди.
Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр, сәуди әрәбистан әлчиханиси алдида олтурувалған уйғур һәҗичиләрниң 2000 ға йетидиғанлиқини билдүрмәктә. Уйғур һәҗичиләр бир қанчә айдин бери пакистанниң равалпинди шәһиридә бу йилқи һәҗ паалийитигә үлгүрүш үчүн сәуди әрәбистан визисини күтүп ятқан болсиму, лекин сәуди һөкүмити һазирғичә һәҗичиләргә иҗабий җавап бәрмигән иди. Бу вәқә дүшәнбә күни хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди.
"Биз пәқәт һәҗгә бармақчи"
Ройтерс ахбарат агентлиқи бу сәуди әрәбистан әлчиханисиниң алдидики намайишни "бешиға доппа кийгән, узун йәктәклик көп қисими яшанған кишиләр исламабадтики сәуди әрәбистан әлчиханисиға киридиған дәрәхлик кочиниң еғизидса олтурувалди. Бәзиләр кочида бәдәшқан қуруп үнлүк авазда қуран оқумақта иди," дәп хәвәр қилған.
Пакистанда яшайдиған вәқәдин хәвәрдар бир уйғур муһаҗир, һәҗичиләрниң 2- 3 күндин бери сәуди әрәбистан әлчиханиси алдида йетиватқанлиқини билдүрди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, әрәбистан әлчиханиси алдида аяллар әркәкләрниң арқа сепидин орун алған вә бәзи аяллар чим вә семонт йолға йотқан - кәрпә селип олтурған. 80 яшлардики мәмәт давут исимлик бир һәҗичи ройтерс ахбарат агентлиқиға "бизниң сияси муддиаримиз йоқ, биз пәқәт һәҗгә бармақчи, "дәйду.
Сәуди әрәбистан әлчиханиси бир қанчә айдин бери уларға виза беришни рәт қилип кәлмәктә. Мәмәт давут, "виза тәләп қиливатқинимизға бир айдин ашқан болсиму, лекин улар бизгә виза бәрмиди, " дәп тәкитлигән.
Сәудиниң америкидики әлчиханиси: һөкүмитимиз бу вәқәгә көңүл боливатиду
Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийитиниң рәиси, уйғур кишилик һоқуқи йитәкчиси рабийә қадир ханим, бу вәқә мунасивти билән сәуди әрәбистанниң америкидики баш әлчиханиси, мунасивәтлик дөләтләр вә хәлқара органларға хәт йезип, сәуди даирилирини уйғур мусапирлириға һәҗ қилиш пурсити яритип беришкә үндигән. У, сәуди әрәбистан әлчиханисиниң "һөкүмитимиз бу вәқәгә көңүл бөлливатиду" дәп җавап қайтурғанлиқини билдүрди.
Пакистандики хитай әлчиханиси йеқинда мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийитигә туюқсиз факс йоллап, хитай һөкүмитиниң бу мәсилидики сиясити вә җоңго - сәуди әрәбистан арисидики келишим бойичә җоңго пуқралириниң һәҗ визисини бейҗиңдики сәуди әрәбистан әлчиханисидин елишиға тоғра келидиғанлиқини тәкитлигән. Хитай әлчиханисиниң хетидә "қайтип кәткүчиләрниң аптобус пулини көтүримиз, айрупилан белити барларниң йерим пулини төләймиз, " дейилгән болсиму, лекин һәҗичиләрниң һәрикитини "пакистан қанунлириға хилап, җуңгониң обройини чүшүргәнлик, " дәп әйиблигән. Уйғур кишилик һоқуқи һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим болса хитай даирилириниң бу сияситини диний әркинликкә хилап, дәп көрсәтти.
Хитай даирилири һәҗичиләрни қайтуруп кетишкә тиришмақта
Сәуди әрәбистанниң пакистандики әлчиханиси уйғур һәҗичиләргә хитай һөкүмити мақул болса, виза беридиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин хитай әлчиханиси буниң икки дөләт арисидики келишимгә уйғун кәлмәйдиғанлиқини әскәртип, һәҗичиләрни юртиға қайтип кетишкә үндимәктә.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистандики хитай әлчиханисиниң бир баянатчиси хитай һөкүмитиниң сәуди әрәбистан билән бу йил 5 - айда 3 - дөләттин һәҗгә бармақчи болған хитай пуқралириға виза бәрмәслик тоғрисида келишим имзалиғанлиқини билдүргән. Әлчихана баянатчиси, " биз уларға қайтип кетип бейҗиңдин виза елишни ейттуқ. Уларниң йерими қайтип кәтти, "дәйду.
Пакистанда яшайдиған юқириқи уйғур муһаҗирниң әскәртишичә, пакистандики уйғур һәҗичиләрниң 25% һәҗ қилалмай юртиға қайтишқа мәҗбур болған. У, хитай һөкүмәт хадимлириниң уйғур аптоном районидин келип қелип қалған һәҗичиләрни қайтуруп кетишкә тиришиватқанлиқини билдүрди.
Сәуди әрәбистан даирилири 1980 - йилларниң оттурилиридин бери пакистан арқилиқ һәҗгә маңған уйғурларға виза беришни рәт қилмай кәлмәктә иди. 11 - Синтәбир вәқәсидин кейин сәуди әрәбистан хитай билән болған мунасвитини күчәйтишкә башлиди. Сәуди әрәбистан падишаһи абдулла, буниңдин бир қанчә ай илгири хитайни зиярәт қилип, бейҗиң һөкүмити билән бир қатар сода - иқтисади вә бихәтәрлик келишимләр имзалиған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур һаҗи намзатлири қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә
- Уйғурлар рамизан ейини қандақ өткүзүватиду?
- Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ тилға елинди
- Уйғур һаҗиларниң сәпири пакистанда хитай даирилириниң тосалғусиға учриди
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң һәҗ тавап қилиш мәсилиси һәққидә тохталди
- 1000 Әтрапида уйғур сәуди әрәбистан әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди
- Һәҗигә бәриш учун пакистанға кәлгән 2000 уйғурниң виза тәлипи рәт қилинған
- Сақчилар пакистанда уйғур бовайниң пулини булиған кишини давамлиқ издимәктә