Һәҗ паалийәтлири давамлашмақта


2007.12.19

Һәҗ, ислам дининиң бәш асаслиқ шәртиниң бири болуп, мусулманларға өмридә бир қетим һәҗ қилиш пәрз қилинған. Һәр йилдикигә охшаш, бу йилму милйонлиған мусулман, аллаһниң бу әмрини орундаш үчүн сәпәрвәр болди вә 12‏- айниң 18‏- күни һәҗ ибадитиниң әң юқири пәллиси һесабланған мәккә йенидики әрәфат теғидики ибадитини ахирлаштуруп, һаҗи болуш шәрипигә еришти.

Бу йил йәнә, дуняниң һәр қайси дөләтлиридин, сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиригә йиғилған милйонлиған мусулман, ислам дининиң асаслиқ бәш шәртиниң бири болған һәҗ ибадитини биҗа кәлтүрүп, һаҗи болуш шәрипигә еришти.

Һәҗниң һекмити немә? һәҗ қилишниң шәртлири немиләрдин ибарәт? һәҗ ибадити қандақ елип берилиду? бу һәқтә сәуди әрәбистандики уйғур зиялийси сираҗидин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанатниң һәҗниң ислам динидики орни вә әһмийити һәққидә тәйярлиған программисини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.