Хитайда өз алдиға елип берилған " һәҗ " ибадити қанунсиз диний һәрикәт һесаблиниду
2007.04.25
Мәтбуатларда уйғурларниң диний әркинлики, хитай даирилири тәрипидин контрол қилиниватқанлиқи әкс әттүрүлүватқан бир пәйттә, қәшқәрдә "тарқақ һәҗ - қанунсиз диний һәрикәт", " тарқақ һәҗни тосуп тәшкиллик һәҗ қилиш йолиға маңайли " дегәнгә охшаш шуарлар мәйданға кәлди.
Гезитләрниң инкаси
25 - Април күни " бошун електронлуқ гезити" дә қәшқәр деһқанчилиқ идарисиниң темиға " тарқақ һәҗ қанунсиз диний һәрикәт" вә " тарқақ һәҗни тосуп, тәшкиллик һәҗ қилиш йолиға маңайли" дәп йезилған лозункиларниң есилғанлиқи хәвәр қилинди.
Буниң билән биргә йәнә, хитай орган мәтбуатлирида, һөкүмәтниң һәрқайси милләтләрникәң диний әркинликтин бәһриман қилип келиватқанлиқи, болупму ислам диниға етиқад қиливатқан уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә мәсчт селип бериш, диний мәдрисләрни тәсис қилишқа йол қоюш шуниңдәк йилиға өмәк тәшкилләп, мусулманларниң әң муһим пәрзлиридин һесабланған һәҗ паалийитигә қолай шараитларни яритип бериватқанлиқи изчил түрдә тәкитлинип кәлмәктә.
"Бошун електиронлуқ гезити" тәрипидин елан қилинған мақалидә, қәшқәрдә "тарқақ һәҗни тосуп, тәшкиллик һәҗ қилиш йолиға маңайли " дегән шуарниң тәшәббүс қилиниватқанлиқи, һөкүмәтниң уйғур елидики уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң, тарқақ һәҗ қилишини тосуп, пәқәт һөкүмәт тәшкиллигән гуруппиларға қатнишиш арқилиқ өзлириниң һәҗ арзусини әмәлгә ашурушиға йол қойидиғанлиқи, өз алдиға шуниңдәк ихтияри елип барған һәҗ паалийитини қанунсиз диний һәрикәт дәп һесаблайдиғанлиқи испатланған.
Шәхисләрниң инкаси
Биз қәшқәр шәһиридики мәлум аилигә телефун уруп, бир уйғур ханимниң, һөкүмәтниң диний сиясити вә униң һәҗ қилиш арзусиниң бар -йоқлуқи һәмдә һөкүмәт тәрипидин тәшкиллик елип берилған һәҗ паалийити вә тарқақ һәҗ паалийити тоғрисидики қарашлирини соридуқ. Бу ханим, алди билән бизниң кимликимизни, қәйәрдин телефун урғанлиқимизни ениқлиғандин кейин, җиддий вә наһайити тез сүрәттә суалимизға җаваб бәрди.
Зияритимизни қобул қилған қәшқәрдики бу ханимниң, һөкүмәтниң бесимлиридин әндишә қилип, бизгә пүтүнләй сахта учур бәргәнликини, гәрчә һөкүмәт һәр йили һәҗ гуруппилирини тәшкилләп келиватқан болсиму, әмма бу санниң интайин аз икәнликини, уйғурдин башқа тунган қатарлиқ милләтләргә берилгән сан билән, йәнила санақсиз уйғурларниң һәҗ нийитигә йетәлмәй, өз алдиға һәҗ қилиш йолиға меңип, нәтиҗидә һөкүмәтниң "қанунсиз диний һәрикәт елип барған" дегән қалпиқи билән җазалиниватқанлиқини билдүргән.
Өзини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур, ата - аниси дуч кәлгән кәчүрмишләрни баян қилип өтти.
Шундақла, хитай һөкүмитиниң, уйғурларға қаратқан диний сияситини қаттиқ тәнқид қилған гуаңдуңдики бир христан хитай, нөвәттә коммунист хитай һөкүмитиниң мәнпәәтигә уйғун кәлмәйдиған һәр қандақ диний һәрикәтни қаттиқ бастуруватқанлиқини билдүрди.
Мәзкүр хитай христиан мурити сөзидә йәнә, нөвәттә коммунист партийә - һөкүмитиниң уйғурларға хитайниң башқа өлкилиридә йоқ фашистик усулларни қоллинип, уларниң диний өлималирини, сиясий өктичилирини бастуруп, мүддәтсиз қамақ җазаси вә өлүм җазалири билән җазалап, хәлқара қанунларға хилап һәрикәтләрни мәйданға кәлтүрүватқанлиқини ейтти. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур диний затлирини компартийә сияситигә бойсундурушқа урунмақта
- 30 - Өктәбир вәқәсигә 25 йил
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң һәҗ тавап қилиш мәсилиси һәққидә тохталди
- Қәшқәрниң қәдимий шәһәр қурулуши түрлүк сәвәбләр билән өзгәртилмәктә
- Қәшқәрниң образи өзгәртилмәктә
- Үрүмчи билән қәшқәр хәлқаралиқ чоң шәһәр болаламду?
- Уйғурлар һәҗ паалийити елип беришта қийинчилиққа дуч кәлмәктә
- Қәшқәр дияри "ғәрбий райондики шинҗин" гә айландурулмақчи
- Уйғур йеза, кәнт кадирлири муқимлиқни сақлашқа чениқтурулмақта