Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәрбий һәмкарлиқлар
2006.04.26
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири 25-26-април күнлири хитайниң пайтәхти бейҗиңға җәм болди. Бу қетимқи учришишта бир қатар һәрбий һәмкарлиқ пиланлири мақулланған болуп, буниңға хитай вә русийә рәһбәрлири алаһидә етибар бәргән , улар шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бир һәрбий тәшкилат әмәсликини йәнә бир қетим җакарлиди.
Һәр йили бир қетим өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң мудапиә министирлириниң йиғини бу йил бейҗиңда ечилиш нөвитигә еришти. Бу йиғинға русийә дөләт мудапиә министири сергей иваноп, хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән һәмдә қазақистан, қирғизистан ,өзбекистан вә таҗикистанларниң дөләт мудапиә министирлири баш қошти. Бу йиғинда оттура асия райониниң һәрбий сиясий вәзийити, хәлқаралиқ һәрбий-сиясий мәсилиләр шуниңдәк йәнә районниң бихәтәрлик мәсилилири һәмдә террорчилиқ, қанунсиз қорал-ярақ вә зәһәрлик чекимлик содиси қатарлиқларға қарши ортақ күрәшни күчәйтиш қатарлиқ һәрикәт пиланлири музакирә қилинди. 4-Айниң 26-күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр мудапиә министирлириниң ортақ баяннамисиға имза қоюлди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асасий һәрбий мәқсити "үч хил күч" кә қарши туруш
Хитайниң шинхуа агентлиқи тәрипидин елан қилинған мәзкур ортақ баяннамида асаслиқи он нәччә нуқта тәкитләнгән болуп, баяннаминиң бешидила йиғинға қатнашқан дөләт мудапиә " министирлири һазир, терроризм, бөлгүнчилик, әсәбийлик, кәң көләмдә йоқитиш характерлиқ қоралларниң кеңийиши, дөләт һалқиған җинайәтчилик, муһитниң начарлишиши, юқумлуқ кесәлләрниң тарқилиши қатарлиқ йеңи тәһдид вә йеңи һәл қилишқа тегишлик мәсилиләр барғансири көрүнәрлик болмақта, шуңа пәқәт район характерлиқ вә кәң даирилик хәлқаралиқ һәмкарлиқлар арқилиқла буниңға тақабил турғили болиду дәп һесаблайду" дәп көрситилгән.
Баяннамида йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң мудапиә министирлиқлириниң коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар бирликтә террорчилиқ, бөлгүнчилик һәм әсәбийлик шуниңдәк зәһәрлик чекимлик , қорал -ярақ әткәсчилики, қанунсиз көчмән йөткәш қатарлиқ дөләт һалқиған җинайәтләргә қарши ортақ күрәш қилишни үмид қилидиғанлиқи билдүрүлгән.
Хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә дөләт мудапиә министири сергей иваноп вә өзбекистан дөләт мудапиә министири мирзайев қатарлиқлар билән айрим көрүшүп сөһбәтләшкән.
Шинхуа агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, хитай дөләт һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси го бошуң министирларни қобул қилған. У, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң дөләт мудапиә саһәсидики һәмкарлиқлириниң башқа үчинчи дөләткә қаритилмайдиғанлиқини, буниң пәқәт дуняниң тинчлиқи вә тәрәққиятини қоғдашқа пайдилиқ икәнликини көрсәткән. Лекин, шаңхәй тәшкилатиниң үчинчи дөләткә қарши әмәсликини тәкитлигән мәзкур хитай һәрбий рәһбири җуңгониң һәр қайси әза дөләтләрниң мудапиә саһәси билән һәмкарлишиш вә алмаштурушни күчәйтип, " үч хил күч"кә қарши ортақ күрәш қилишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Бу қетимқи йиғинниң йеңилиқлири
Бу қетимқи йиғин бир қанчә йеңилиқларға дуч кәлди. Министирлар ахирида бирдәк һалда 2007-йили русийә тәвәсидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида террорчилиққа қарши һәрбий маневир өткүзүшни қарар қилди. Бундақ бирләшмә һәрбий маневир 2002-йили 10-айда хитай билән қирғизистанниң һәмкарлиқи астида, 2003-йили шаңхәй тәшкилатиға әза бәш дөләтниң 1000 дин артуқ әскири күчиниң қатнишиши астида қазақистан вә уйғур ели тәвәсидә өткүзүлгән иди. Демәк, бу қетим русийә территорийисидә өткүзүлүш қарар қилинған болсиму, конкрет қәйәрдә болидиғанлиқи ейтилмиған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати кеңәймәкчи
Русийиниң страна.Ру агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, русийә дөләт мудапиә министири сергей иваноп шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға бу қетим беларусийиниң қатнишидиғанлиқини билдүргән. Беларусийә гәрчә оттура асия дөлити болмисиму, әмма президент александир лукашенко шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң беларусийиниң униңға қатнишишиға қарши әмәсликикә ишинидиғанлиқини билдүргән .Иран мәсилисидә буниңдин бир қанчә күн илгири москвада зиярәттә болған иран ташқи ишлар әмәлдари иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға рәсми кириш арзусини ипадә қилған болуп, нөвәттә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчилик салаһийити иран, пакистан, һиндистан вә моңғулийигә берилгән иди.
Русийиниң старан.Ру агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийә мудапиә министири сергей иваноп шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң иранниң ядро пилани мәсилисигә болған мәйдани һәққидә тохтилип, "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати иран һуҗумға учриған әһвал астида уни қоғдимайду, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати иранниң мудапиә вә бихәтәрликигә нисбәтән һечқандақ мәҗбурийәтни зиммисигә алмиған, чүнки иран пәқәтла бу тәшкилатниң көзәткүчиси " дәп билдүрүш арқилиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати иранни қоғдайду дегән қарашларни инкар қилған. Әмма, у русийә билән хитайниң иран мәсилисини сөһбәт йоли арқилиқ һәл қилиш мәйданини қайта тәкитлигән.
Америка һәрбий базиси мәсилиси
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өткән йили астанда ечилған йиғинида оттура асиядики америка һәрбий базисини чекиндүрүш мәсилиси оттуриға қоюлғандин кейин, өзбекистандики америка һәрбий базиси тақалған иди. Йеқинда қирғизистан тәрәп америкиға бишәктики база үчүн 200 милйон доллар кира һәққи төләш тәлипини оттуриға қойди. Арқидинла қирғизистан президенти қурманбек бақийев москвани зиярәт қилип, қирғизистандики русийә һәрбий базисиниң давамлиқ турушини қоллайдиғанлиқини билдүрди һәмдә русийә билән болған һәрбий-иқтисадий һәмкарлиқларни күчәйтишкә қошулди.
Бейҗиңда ечилған бу қетимқи йиғинға қатнашқан қирғизистан мудапиә министири исмаил иссақоп, қирғизистандики америка һәрбий базиси мәсилиси һәққидә тохтилип, һазир бир мутәхәссисләр гурупписиниң мәзкур мәсилиси һәққидә ишләватқанлиқи, уларниң хуласилиридин кейин базиға мунасивәтлик қарар чиқиридиғанлиқини билдүрди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати зади кимгә қарши?
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин тартип, үч хил күчкә қарши туруш шуари астида оттура асия дөләтлириниң хитай билән бирлишип, уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә зәрбә берип келиватқанлиқи мәлум. 2001-Йилидики сентәбир вәқәсидин кейин, хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинлирида вә мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләрниң һәрбий, бихәтәрлик вә сиясәт саһәсидики рәһбәрлири билән болған учришишлирида шуниңдәк бирләшмә һәрбий маневирлирида ашкара һалда " шәрқий түркистан күчлири"гә қарши ортақ күрәш қилиш, "шәрқий түркистан күчлирини хәлқара террорчилиқниң бир қисими дәп қараш" дегән шуарни көтүрүп чиққан болуп, мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ уйғурларниң сиясий, инсан һоқуқлирини муддиа қилған һәрикәтлиригә зәрбә беришни муһим мәқсәт қилған.
Көпинчә ғәрб көзәткүчилири йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң русийә билән хитайниң башламчилиқидики , һәрбий -сиясий җәһәттин америкиниң оттура асиядики тәсирини сиқип чиқириш, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң шәрққә кеңийишиниң алдини елишни муддиа қилған һәрбий -сиясий тәшкилат икәнликини оттуриға қоюшмақта. Лекин , хитай вә русийә рәһбәрлири бу баһани изчил инкар қилсиму, әмма улар шәрқий түркистан мустәқиллиқини мәқсәт қилған уйғур сиясий һәрикитигә бөлгүнчилик, диний әсәбийлик вә террорчилиқ дегән шоар астида қарши туридиғанлиқини һеч қачан инкар қилған әмәс.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америкиға қарши
- Хитай билән русийә асияға һөкүмранлиқ қилмақчиму?
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Русийә-хитай мунасивәтлири һәққидики қарашлар
- Әҗдиһа йоли
- Оттура асияниң кәлгүси зор
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта
- Шаңхәй һәмкарлиқи кимгә керәк?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- "Оттура асия бирликигә зәрбә" мавзулуқ мақалиниң аптори билән сөһбәт