Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң али сотчилар йиғини "үч хил күчләр" ни музакирә қилиду


2006.08.30
shht-shanghai-200.jpg
Солдин аңға: өзбекистан президенти ислам кәримоп, қирғизистан президенти қурманбәк бақийеф, русийә президенти виладимир путин, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, хитай рәиси ху җинтав вә таҗикистан президенти имамәли рәхманоп 14 – июл күни шаңхәйдә. AFP

Җоңго даирилири алдинқи күни келәр айниң 20 - күнидин 22 - күнигичә шаңхәйдә шаңхәйдә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң али сотчилар йиғинида терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши күрәш қилиш музакирә қилинидиған мәркизи тема болидиғанлиқини елан қилди.

Җоңго али сот мәһкимисиниң муавин башлиқи вән ешяңниң ашкарилишичә, русийә, җоңго, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистанларни асас қилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр али сотчилири " үч хил күчләр", чегра һалқиған җинайәтләр вә тутқунларни өткүзүп бериш мәсилилири үстидә музакирә елип баридикән. Әгәр бу йиғин вақтида тосалғусиз елип берилса, бу шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр али сотчилириниң тунҗи қетим өткүзгән йиғини болуп қалғуси.

Бу йиғин уйғурларға қаритилған

Көзәткүчиләр, али сотчиларниң шаңхәйдә өткүзүлмәкчи болған йиғинниң алма-ата вә ғулҗида өткүзүлгән бирләшмә манивер вә пакистан билән имзаланған терроризмға қарши келишимгә охшашла рошән дәриҗидә уйғурларға қаратмилиқи бар, дәп анализ қилишмақта. Америкидики бир қанун мулазимәт орниниң адвокати нури түкәлниң қаришичә, бу йиғин әң көп хитайниң мәнпәәтини чиқиш қилған.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр аталмиш "үч хил күчләр" ни райондики дөләтләр дуч келиватқан ортақ тәһдит, дәп қаримақта вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң түп вәзиписиниң бири бу хил күчләргә қарши күрәш қилиш, дәп әскәртмәктә.

Вән ешяң сәйшәнбә күни мухбирларға бәргән баянатида "биз әнәниви вә ғәйри әнәниви түстики җидди риқабәт вә тәһдитләргә дуч кәлмәктимиз. Әдлийә һәмкарлиқи бу тәһдитләрни бир тәрәп қилишниң муһим йоллиридин бири," дәйду. Униң әскәртишичә, ‏- 20 сентәбирдин 22 - сентәбиргичә шаңхәйдә өткүзүлидиған бу йиғин "әдлийә баравәрлики вә һәмкарлиқи," дегән тема астида елип берилидикән.

Уйғур сиясий паалийәтчилири хитайға қайтурулуп кәлмәктә

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин тартип һазирғичә хитайлар бу органдики дөләтләр билән җинайәт гумндарлирини өткүзүп бериш мәсилиси бойичә бир қатар келишимләрни имзалиған. Бу келишимләр бойичә қазақистан, өзбекистан вә қирғизистанлар хитай һөкүмити тәрипидин террорчи яки бөлгүнчи, дәп әйибләнгән нурғун уйғурларни хитайға қайтуруп бәргән болсиму, лекин мунасивәтлик тәрәпләр һазирға қәдәр хитайға өткүзүп берилгән уйғурларниң һәқиқи санини елан қилип бақмиди.

Али сотниң муавин башлиқи вән ешяң," мениңчә бу йиғин аримизда имзаланған бу һәқтики келишимләрни қандақ қилғанда техиму күчәйткили болиду, дегән мәсилә үстидә көп музакириләр елип бериши мумкин," дәйду.

Ахирқи 3 ай ичидә өзбекистан канада пуқраси һөсейин җелилни, қазақистан йүсүп қадир билән абдуқадир сидиқни хитайға өткүзүп бәргән. Нури түркәлниң әскәртишичә, хитай даирилириниң бу йиғинни уюштуруштики мәқсити җоңго қанунида "җинайәт" һесаблинидиған уйғур сияси дәвасини, русийә вә оттура асия әллириниң ички қанунида "җинайәт амили" ға айландуруш үчүн йол һазирлаштур.

Хитайниң ш һ т дики дөләтләрдә йәтмәкчи болған нишаниға йетиши қийин әмәс

Шаңхәй келишимидики дөләтләр тәшкилати 1996 - йили қурулғандин тартип, 2001 - йили шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәрәққи қилған йеқинқи 10 йилдин бери бу органниң вәзиписи вә тәсири үзлүксиз күчийип, чегра мәсилисини һәл қилиштин милитант исламға қарши туруш, енергийә вә иқтисади һәмкарлиқтин һәрбий манивер вә " үч хил күчләр" гә зәрбә беришкичә болған мәсилиләргә кеңәйди.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрни хитайниң уйғурларни бастуруш тәлипигә һәддидин зиядә әһмийәт бәрмәктә вә хитай оттура асия әллиридин өткүзүвалған уйғур сияси мусапирларни шиддәтлик вә шәпқәтсизлик билән җазалимақта, дәп әйибләп кәлди.

Вән ешяң мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу тәнқидләрни васитилиқ һалда қобул қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики "пүтүн әза дөләтләр бу күрәштә әдлийиниң адил болуш мәсилисигә дуч кәлмәктә," дәйду. Нури түркәлниң әскәртишичә, җуңгониң али сотчилар йиғинида йәтмәкчи болған нишанини бу дөләтләрдә әмәлгә ашуруш қийин, дәп кәткили болмайдикән. У, "әгәр шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләргә мәлум имтиязлар берилсә, хитайниң бу дөләтләрдә йәтмәкчи болған нишаниға йетиши қийин әмәс," дәйду.

Бу йиғинниң темиси "үч хил күчләр" мәсилисини музакирә қилиш билән чәкләнмәслики мумкин. Вән ешяңниң әскәртишичә, йиғинда тәрәпләр терроризм вә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики қатарлиқ чегра һалқиған җинайи һәрикәтләрни музакирә қилиш билән бир қатарда, бу дөләтләрдики қанун сестимисиниң сода вә мәбләғ селиш муһитини яхшилаш йоллири үстидә музакирә елип бармақчи икән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.