Японийә билән хитай һәрбий тәйярлиқлирини күчәйтмәктә
2005.10.19

Йеқинқи йиллардин буян японийә билән хитай арисидики дипломатийилик мунасивәтләрдә даим ихтилаплар пәйда болуп, бу икки мәмликәт мунасивәтлири соғуқлишишқа қарап йүзләнмәктә. Бу йилниң бешида хитайниң бир қанчә шәһәрлиридә йүз бәргән кәң көләмлик японға қарши намайишлар хитайларниң милләтчилик идийилириниң күчийиватқанлиқи, хитай милләтчиликидә японға қарши шоарларниңму муһим салмақни игилигәнликини көрсәтти.
японийә билән хитай арисидики әң чоң дипломатийилик ихтилаплар асаслиқи японийә дөләт рәһбәрлириниң 2-дуня урушида өлгән японийә җәңчи-офитсерлири үчүн қурулған уруш қурбанлири бузрукгаһини тавап қилиш вә иккинчи җаһан урушиға аит тарих дәрсликигә өзгәртиш киргүзүш һәм башқа бир қатар мәсилиләр болуп һесаблиниду.
Ихтилапләр күнсайин күчәймәктә
Техи бир қанчә күнниң алдидила японийә баш министири койзуми вә 100 дин артуқ японийә дөләт мәҗлис әзалири мәзкур уруш қурбанлири бузрукгаһини тавап қилғанлиқи үчүн хитай һөкүмити қаттиқ наразилиқ билдүрди шуниңдәк баш вәзир койзуминиң хитай зияритини тохтитип қойди. Хитай тәрәп йәнә шималий корийә ядро мәсилиси һәққидә токйода өткүзмәкчи болған хитай-японийә сөһбитини бикар қилди.
Хитай тилидики интернет торлиридики бәс муназириләрдин қариғанда, хитайниң иқтисадий тәрәққиятиниң күчийишигә әгишип, японларниң техника вә иқтисадий ярдәмлиригә зор дәриҗидә еришкәнликини нәзиридин сақит қилған хитай пуқралирида японға қарши кәйпиятларму күчийишкә башлиди.
япон –хитай мунасивәтлиригә зиддийәт елип келидиған вәқәләр һәр даим садир болуш билән хитай тәшвиқат васитилириму иккинчи җаһан уруши мәзгилидә японларниң хитай хәлқини вәһшийлик билән қирғанлиқи һәққидики кино вә әдәбий әсәрләрни көпләп мәйданға чиқарди. Гәрчә бу нәрсиләр қаримаққа тарихни әсләш түсини алған болсиму, әмма у бивастә хитай миллитиниң номусини ақлаш вә миллий ғорурини күчәйтиш һәм интиқам психикисини пәйда қилиштәк сәлбий ролларниму ойниғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Һәрбий тәйярлиқлар мусабиқиси
Омумән, 19-вә 20-әсирдә бир қанчә қетим уруш қилған хитай билән японийиниң бүгүнки күндиму йәнила бир-биридин һушяр болуш вә бир-бирини тәһдид һес қилиш кәйпияти күнсайин күчәймәктә, йеқинда елан қилинған японийә гезитиниң хәвиригә қариғанда японийидә елип берилған бир қетимлиқ хәлқниң райини синашта тәхминән 60 нәччә прәсәнт японлуқ хитайни яхши көрмәйдиғанлиқини билдүргән икән.

Хитай тилидики тор бәтлиридиму японлар билән хитайниң һаман бир-бири билән уруш қилиш еһтималлиқиниң барлиқи шуңа һәр иккила тәрәпниң һәрбий һазирлиқлирини күчәйтиватқанлиқи һәққидики түрлүк инкаслар йезилмақта. Хитайчә һәрбий ишлар интернет сәһиписидики японийә вә хитай деңиз армийисиниң күч селиштурмисиға аит бир парчә мақалидә системилиқ мәлумат берилгән болуп, мақалидин ашкарилинишичә, японийә һәрбий техника җәһәттин хитайдин үстүн туридиған көп тәрәпләргә игә икән.
Мақалидә көрситилишичә, японийә мунтизим дөләт армийисигә игә әмәс болуп, у өз қошунини өзини қоғдаш әтрити дәп атайдикән. Әмәлийәттә бу деңиз, һава вә қуруқлуқ қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алған болуп, дунядики илғар қораллиқ күчләрниң бири болуп һесаблинидикән.
японийә қоғдиниш әтритиниң күчи йетәрлик
Хитайчә һәрбий ишларға аит интернет тор бетидики бу мақалидә оттуриға қоюлушичә, японийиниң деңиз қоғдиниш әтритиниң 43 данә қоғлиғучи парахоти бар болса, хитай деңиз армийисиниң аран 25 и бар икән. японийә бундақ парахотниң сани вә еғирлиқи җәһәтләрдин хитайдин көп үстүн туридикән.
Қорал –ярақ вә һәрбий әслиһә җәһәттин японийә деңиз қоғдиниш әтритиниң су асти парахотларниң һуҗумидин мудапиә көрүш иқтидари хитай деңиз армийисидин юқири болуп, бу асаслиқи ракетадин мудапиәлиниш, деңиз минаси тазилаш вә минадин мудапиә көрүш қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Қоғлиғучи парахотларниң ракета вә су асти парахотлириниң һуҗумлириға қарши вәзипә беҗиридиған тик учар айропиланларни елип йүрүш иқтидари бар болуп, бу җәһәттиму хитай деңиз армийиси японийидин кейин туридикән.
японийә қоғлиғучи парахотлириниң көпинчиси йеңи әвлат болуп, 43 қоғилиғучи парахотниң 16 си 90-йилларда ясалған. Әмма, хитай деңиз армийисиниң 90-йилларда ясалғини аран 8 икән.
Мәзкур мақалидә хуласә чиқирилишичә, японийә деңиз күчлириниң мундақ хитайдин илғар болушидики сәвәб, алди билән японийиниң иқтисадий күчи, ясаш иқтидари, адәмлириниң сапаси вә чәт әлләрдин илғар техника қобул қилишқа маһирлиқи қатарлиқ тәрәпләр билән мунасивәтлик болуп, бу җәһәтләрдә японийә хитайдин хели зор дәриҗидә ешип кәткән.
Хитай һәрбий тәсир күчини намайиш қилишқа тиришмақта
Хитай һөкүмити японийә билән өзлири арисидики бу пәрқләрни җүмлидин өзлириниң әтрапидики һиндистан, русийә қатарлиқ мәмликәтләр билән болған һәрбий пәрқлирини шуниңдәк йәнә америка билән болған пәрқлирини азайтиш үчүн һәрбий хамчотни йилдин-йилға ашуруп, хитай армийисини һәр җәһәттин заманивилаштурушқа, әң илғар қораллар билән қоралландурушқа тиришмақта.
Хитай һөкүмити русийә қатарлиқ мәмликәтләрдин илғар күрәшчи айропиланларни вә парахотларни сетивелипла қалмастин һәтта униң билән бирләшмә һәрбий манивәрларни өткүзүп, өз күчини намайиш қилишқа тиришмақта. Хитай һөкүмити йәнә тәйвән боғузи райони, уйғур ели, ички моңғул вә башқа җайлардиму һәрбий маневирларни көпләп өткүзүш арқилиқ ички вә ташқи тәсир күчини ашурушқа интилмәктә.
Бу җәһәттә тохталған бир хитай мулаһизичиши хитай тилида чиқидиған һәрбий ишлар тор бетидә мақалә йезип, ички моңғулда өткүзүлгән һәрбий маневир һәққидә тохтилип, бу маневирниң японийигә қаритилғанлиқи, хитайниң һазирқи дипломатийә сиясий йөлүниши вә һәрбий йөлүнүшидин қариғанда униң японийини асаслиқ "дүшмән" дәп бекиткәнликини көрсәткән. Бу мақалидә хитайниң японийини асаслиқ дүшмән дәп көрүшиниң әмәлийәттә һәргизму америкини ундақ дәп қаримиғанлиқини көрсәтмәйдиғанлиқини, бейҗиңниң әмәлийәттә өзиниң районда җиддийлик пәйда қиливатқанлиқини билидиғанлиқини тәкитлигән.
Хитайниң һәрбий хамчотини ашуруши, һәрбий тәрәққиятқа алаһидә көңүл бөлүши шуниңдәк йеқинда хитай генерали җуниң хитайниң ядро қорали ишлитиш һәққидики нутуқлири америка һөкүмити вә хәлқара җәмийәтниң нәзиридин қалғини йоқ, шу бир қатар сәвәбләр түпәйлидин америка дөләт мудапиә министири хитайни зиярәт қилип, хитай тәрәп билән сөһбәт өткүзүп, хитайниң һәрбий хамчоти вә башқа мәсилиләрдә пикир алмаштуруп, хитайни агаһландурди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рамисфелд хитайдики ниқапларни ечивәтмәкчи
- Хитай билән японниң шәрқий деңиздики нәфитлик талаш - тартишидин уруш келип чиқамду яки һәмкарлиқму?
- Хитайниң һәрбий парахотлири шәрқий деңизда японийә билән талишиватқан тәбиий газ райониға киргән
- Хитайниң һәрбий ақ ташлиқ китаби тоғрисида мулаһизиләр
- Хитай - қирғинчилиқ характерлик қоралларни қисқартиш вә контрол қилиш мәсилиси бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилди
Хитайда японийигә қарши намайишлар
- японийидә һазир хитайға қарита күчлүк тәдбир қоллиниш тәшәббус қилинмақта
- Хитай, японийигә қарши намайишқа четилған 16 кишини қолға алди
- японийә хитай билән болған мунасивәтни яхшилаш үчүн басқан йәнә бир йеңи қәдәм
- Хитайда йүз бәргән японға қарши намайишниң сәвәби һәққидә мутәхәссисләрниң қарашлири
- японға қарши намайишлар давам қилмақта