Америка дөләт мәҗлиси хитай һәрбий тәрәққияти һәққидә испат бериш йиғини өткүзди


2005.07.28

Чаршәнбә күнидики бу испат бериш йиғинини америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң һәрбий ишлар комитети оюштурған болуп, буниңға йәнә америка мирас фонди җәмийитиниң мутәхәссислириму қатнашти.

Тасик: хитайниң һәрбий заманивелишиши асияниң һәрбий тәңпуңлиқини өзгәртти

Йиғинда сөз қилған мәзкур җәмийәтниң хитай ишлири мутәхәссиси җон тасик дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған бу доклатниң, америкидики сиясий тәдбир түзгүчиләрниң хитайниң һәрбий тәһдитини чүшинишигә ярдәм болидиған муһим һөҗҗәт һесаблинидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң, хитай һәрбий тәрәққияти тоғрисидики 2005 - йиллиқ доклати, америкиниң мәмурий даирилири вә дөләт мәҗлисигә, шундақла тәйвән һөкүмити вә америкиниң асия-тинч окян районидики иттипақдаш дөләтлиригә агаһландуруш бериду. Хитай һазир дәл мушу асия тинч- окян райониға баш болмақчи".

Лекин америка дөләт мәҗлиси, мудапиә министирлиқи чиқарған бу доклатниң мәзмуниға унчилик һәйран қалмиди. Һәрбий ишлар комитетиниң рәиси донкин хантер бу һәқтә тохтулуп мундақ деди:

"1990 - Йилларниң бешидин башлап, хитай һәрбий хираҗитиниң ешиш сүрити униң иқтисадий тәрәққият сүритидинму тез болди. Хитайниң һәрбий тәрәққияти һазир асияниң һәрбий тәңпуңлуқини өзгәртиватиду. Өткәнки йерим әсирдин буян, бу йәрдики һәрбий тәңпуңлуқ асия тинч-окян райониниң муқимлиқини сақлашқа пайдилиқ болуп кәлгән иди. Шуңа нөвәттики вәзийәт бизниң деққитимизни тартиши керәк".

Йиғинда хантер әпәнди йәнә мутәхәссисләрниң америка дөләт мәҗлисигә бу һәқтә тәләп вә пикирлирини сунушини үмид қилидиғанлиқини шундақла буниң сиясий тәдбир түзүп чиққучиларниң мунасивәтлик чарә тепишиға пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.

Креймер: америка хитайниң кәлгүсидики йолиға тәсир көрситәләйду

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң хәлқара бихәтәрлик ишлиридики сабиқ ярдәмчи министири фрәнклин креймир йиғинда, гәрчә хитай һәрбий күчиниң зор дәриҗидә ешиши америкиға риқабәт болсиму, әмма америка-хитай икки дөләтниң һәрбий тиркишишиниң алдини алғили болмайдиған мәсилә әмәслигини билдүрди. У мундақ деди:

"Дөләт мудапиә министирлиқиниң доклати, хитайниң һазир истратегийә төт кочисида турғанлиқини очуқ көрситип бәрди. Бу дегәнлик, америка вә дөләт мәҗлисидики бу комитет хитайниң кәлгүсидә йәнә қайси йолни меңишиға тәсир көрситәләйду дегәнлик. Шундақла биз йәнә бундақ қилиш үчүн дөлитимизниң дипломатик йол, учур тарқитиш , иқтисадий күч вә һәрбий күч қатарлиқларға охшаш фонкитсийилирини ишқа селишни капаләткә игә қилишимиз керәк".

Креймер әпәнди йәнә, тәйвән мәсилисиниң америка билән хитай оттурисида һәрбий тоқунуш келип чиқишидики муһим нуқта икәнликини, шуңа бу мәсилини җанлиқ бир тәрәп қилишниң, тоқунушниң алдини елиштики һалқилиқ мәсилә болидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Бу йәрдә охшашла муһим болғини, тәйвән мәсилиси америкиниңла мәсилиси әмәс. Әгәр икки қирғақта тоқунуш йүз бәрсә, бу тәйвән билән америкиғила әмәс бәлки пүтүн районға һәтта пүтүн дуняға тәсир көрситиду. Шундақла хитайни ейтсақ, бу районниң бихәтәрлики вә муқимлиқи америкила әмәс бәлки хитай өзиму әндишә қилишқа тегишлик иш".

Фишер: америка, асиядики иттипақдашлири билән болған мунасивәтни күчәйтиши керәк

Мәзкур испат бериш йиғинида йәнә, вашингтондики хәлқара вәзийәтни баһалаш вә истратегийә тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси ричард фишерму сөз қилип, хитайниң асия тинч-окян районидики һәрбий тәһдитигә тақабил турушниң муһим йолини көрситип, буниң, америкиниң бу райондики башқа иттипақдаш дөләтлири билән болған мунасивәтни күчәйтиш икәнликини билдүрди. У мундақ деди:

"Америка бу демократик дөләтләр билән болған иттипақдашлиқ мунасивитини техиму күчәйтиши керәк һәмдә хитайниң кәлгүсидики таҗавузчилиқ һәрикитиниң алдини елиш үчүн дәрһал бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшни ойлишиши керәк".

Мудапиә министирлиқиниң сабиқ әмәлдари фрәнклин креймир йәнә, америкиниң хитай билән һәрбий алақә бағлишиниңму муһимлиғини әскәртип, хитайниң рәһбәрлик қатлимидики һәммә кишиләрниңла америкини дүшмән дәп қаримайдиғанлиқини, шуңа икки тәрәп оттурисида қәрәллик алақә елип беришниң бәзи уқушмаслиқларниң алдини алидиғанлиқини әскәртти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.