Хитай бу йил һәрбий хираҗитини ٪ 12.6 Ашурмақчи
2005.03.04
Хитай хәлқ қурултийиниң баянатчиси җяң енҗу җүмә күни бу йил омумий һәрбий хираҗәтниң 248 милярд юән йәни 30 милярд америка доллириға йәткәнликини мәлум қилди. У йәнә буниң башқа дөләтләргә селиштурғанда йәнила көп һесабланмайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай йәнә, бу йилидики ашурған хираҗәтни асаслиқи хитай армийисиниң заманивелишишини илгири сүрүшкә һәмдә күнсайин ешиватқан хитай әскәрлириниң параванлиқ ишлириға ишлитил &# xFBE9;диғанлиқини әскәртти.
12.6٪ Ешиш көп һесаблинамду?
Америкидики монтерей хәлқара ишлар тәтқиқат мәркизиниң доктури юән җиңдоң хитайниң һәрбий хираҗитини ашурушини тоғра чүшинишкә болидиғанлиқини билдүрүп, хитайда әскәрләр саниниң көпликини, буниңға қошулуп хитай азатлиқ армийиси өткән йили қисқартилған 200 миң әскәрләрниң параванлиқ вә пенсийә пуллирини һәл қилишқа мәҗбур болидиғанлиқини, йәнә бир тәрәптин болса хитайдики һәрбий әслиһәләр йәнила конирақ болғанлиқи үчүн уни заманивилаштурушқа тоғра кәлгәнликини сәвәп қилди. У йәнә, хитайниң иқтисадий тәрәққиятиға асасланғанда, һәрбий хираҗәтниң 12.6٪ Ешишиниң йәнила көп һесабланмайдиғанлиқини ейтти.
"Хитайниң һазирқи иқтисадий иқтидари вә ташқи оборот записиға қариғанда, улар армийигә буниңдин көп пул аҗриталайду. Әмма улар бундақ қилмиди. Хитайдики йиллиқ омумий ишләшчиқириш қиммити билән һөкүмәтниң һәрбий хираҗити асасий җәһәттин чоң пәрқләндүрүлмиди".
Хитайниң һәрбий хираҗити немигә ишлитилиду?
Америка вейк форест университетиниң доктури ли вейчин, әгәр хитай һөкүмити һәрбий хираҗәтни дегәндәк әскәрләрниң параванлиқиға ишләтсә, буни тоғра чүшинишкә болидиғанлиқини, әмма хитай әзәлдин башқа һәрбий хираҗәтләрниң қәйәргә ишлитилидиғанлиқини йошуридиғанлиқи үчүн, буниң кишиләрдә гуман пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.
"Бәлким һәрбий хираҗәтниң 12.6٪ Ешиши әмәлийәткә уйғун келидиғанду. Әмма биз уларниң бу хираҗәтни немигә ишлитидиғанлиқини билмәймиз. Ундақ болғандин кейин бу әлбәттә биздә һәр хил қияс вә гуманларни пәйда қилиду-дә".
Ли вейчин сөзидә йәнә, хитайниң бәзи һәрбий тәрәққиятларни мәхпий тутса болидиғанлиқини, бундақ әһвалда буни тәпсилий демисиму, болмиди дегәндә уни ‘юқири техника яки ‘дөләт мудапиә дегәнгә охшаш катигорийиләргә айрип, униңға қанчилик хираҗәт аҗратқанлиқини ейтса болидиғанлиқини әскәртти. Шундақла у йәнә, америка вә японийә қатарлиқ дөләтләрниң һәрбий хираҗитидики очуқлуқ дәриҗисиниң хитайдин көп юқири икәнликини ми &# xFEB4;ал қилди.
Хитай һәрбий хираҗитиниң очуқлуқ дәриҗиси юқири әмәс
"Очуқлуқ дәриҗиси хитайдин яхши болупла қалмай, техи америка вә японийидики қанун турғузуш орунлириниң буни тәкшүрүп бекитиши җәрянида, техиму көп учурлар оттуриға чиқиду. Әлбәттә бәзи йиғинлар мәхпий ечилиду. Әмма болмиди дегәндә буни назарәт қилип туридиған органлар бар. Хитайда болса бундақ әмәс. Чүнки хитайда һөкүмәт билән партийә бир аилә әмәсму".
Ли вейчин йәнә, хитай һөкүмитиниң әсли һәрбий хираҗитиниң һәқиқий сани вә униң немиләргә ишлитилишини очуқ елан қилиши керәкликини, шундақ болғандила андин һәр хил қияслардин сақланғанлиқи болидиғанлиқини ейтти. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, нурғун күзәтчиләр хитай һөкүмити әмәлийәттә аҗратқан һәрбий хираҗәт улар елан қилғандин 2 һәссә һәтта 3 һәссә юқири болуши мумкин дәп қарайдикән. Шундақла хитайниң өткәнки бәш йилдин буянқи һәрбий хираҗитиниң ешиши 10٪ тин юқири болған.
Хитайниң һәрбигә аҗратқан хираҗити, маарип вә сәһийә хираҗитидинму көп
Лондондики җейнс мудапиә һәптилик жорнилиниң анализчиси киристан лемер, хитай һәрбий хираҗитиниң ешиши омумийүзлүк қилип ейтқанда, тәйвән, һиндистан, японийә вә америка қатарлиқларниң диққитини тартидиғанлиқини, болупму буниң тәйвәнгә мәлум дәриҗидә тәһдит елип келидиғанлиқини билдүрди. У, гәрчә хитайниң бу қетимлиқ һәрбий хираҗитиниң ешиши районниң бихәтәрликигә вақтинчә чоң тәсир көрсәтмисиму, әмма узун мәзгилгичә мушу сүрәттә ешип меңивәрсә, буниң районниң бихәтәрликигә тәһдит болидиғанлиқини көрсәтти.
Бу арида тәйвән президенти чен шүйбйән хитайниң бу доклатиға дәрһал инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң һәрбий хираҗитини асаслиқи тәйвәнгә қорал күчи ишлитиш тәйярлиқиға ишлитиватқанлиқини шундақла хитайниң һазирғичә тәйвәнгә 700 данә башқурулидиған бомба тоғрилап қойғанлиқини билдүрди. У йәнә, һәр қайси дөләтләрниң иқтисадий һәмкарлиқни дәп, хитайниң районниң бихәтәрликигә тәһдит боливатқанлиқини нәзәрдин сақит қилмаслиқини тәләп қилди.
Әнглийәдики һөкүмәтсиз тәшкилат болған оксфәм тәтқиқат оргининиң статистикисиға қариғанда, хитай һөкүмитиниң һәрбийгә аҗратқан хираҗити, маарип вә сәһийә хираҗитидинму юқири икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
Хитай тәһдити вә инкаслар
- Америка билән японийә, тәйвәнни икки дөләт хәвпсизлик рамкисиниң ичигә алиду
- Америкиниң хитай һәрбий тәһдиди тоғрисидики қариши бейҗиң даирилирини ғәзәпләндүрди
- Гос: хитайниң һәрбий тәрәққияти америкиниң асиядики мәнпәәтигә тәһдит
- Америка мәркизи ахбарат идариси хитайниң һәрбий қурулушини күчәйтишини тәһдид һесаблайдикән
- Мутәхәссисләр америка дөләт мәҗлисидә хитайни йошурун тәһдит дәп көрсәтти
- Америка билән японийиниң бихәтәрлик баянати хитайни нишанлиған