Истанбулдики уйғурлар опчә һейитлашти


2007.01.02

Истанбул уйғурлар әң көп олтурақлашқан шәһәрләрдин бири болуп, 15 милйон нопусқа игә болған истанбул шәһириниң явропа вә асия яқилирида 7 миң әтрапида уйғурниң яшайдиғанлиқи тәхмин қилинмақта. Бу уйғурлар һейитта бир- бири билән дидар көрүшүш, һейит пәтиси қилиш вә балилириға уйғурларниң әнәнисини өгитиш үчүн һәр һейтта опчә һейтлишип келиватқан иди.

Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәхпиниң орунлаштуруши вә ярдәм сөйәр уйғурларниң ярдими билән өткүзүлүватқан опчә һейтлишишниң бу қурбан һейитта 5-қетимлиқи елип берилған. Бу паалийәт истанбулниң ақсарай районидики юлтуз той залида өткүзүлгән болуп, паалийәткә истанбулда яшаватқан 700 әтрапида уйғур қатнашқан.

Паалийәт қурани кәрим оқуш вә шеһитләрниң роһиға дуа қилиш билән башланған болуп, генирал мәмәт риза бекин байрам мунасивити билән тәбрик сөзи қилғандин кейин, көңүл ечиш паалийити башланған. Биз бу паалийәт һәққидә силәргә тәпсили мәлумат бериш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип әһвал игилидуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.