Уйғурларда роза һейт байрими өткүзүш әнәниси
2007.10.11
Роза һейт байрими әслидә диний байрам сүпитидә шәкилләнгән болсиму, уйғурларда миллий байрам түсини елип узун йиллардин бири давам қилип кәлмәктә. Уйғурлардики роза һейт байримини күтүвелиш вә өткүзүш паалийәтлири алаһидә пәрқлиқ болуп, уйғур хәлқи бу байрамға зор әһмийәт бериду. Чоң - кичик һәммиси бу байрамни қизғин тәнтәнә қилиду.
Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт
Сәуди әрәбистанниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд нияз һаҗим уйғурларниң роза һейт байримини өткүзүш әнәниси һәққидә тохтилип мундақ деди:" дуня мусулманлири, җүмлидин түркистан аһалиси болған уйғурлар миң йилдин көпрәк вақиттин бери роза һейтни ислам пәрһизлиридин болған рамизан розисини мувәппәқийәтлик тутуп тамамлиғанлиқиниң хошаллиқини намаян қилған һалда алаһидә қутлуқлап, дағдуғилиқ билән тәнтәнилик һалда өткүзүп кәлмәктә."
Уйғурларниң роза һейтни қарши елиш адити
Муһәммәд нияз һаҗим йәнә мундақ деди:" уйғурлар аввал аилиси һәр бир нопусқа шәриәттә тегишлик болған фитир сәдиқисини пеқир - мискинләргә тарқитип бәргәндин кейин, һейт үчүн тәйярлиған йеңи кийимлирини кийип, пәрзәнтлиригиму кийгүзүп, уларни әгәштүрүп пакиз, рәтлик һалда чоң мәсчитләргә берип роза һейт намизини оқуйду. Андин толуп ташқан хушаллиқ кәйпиятта бир - бириниң айимини тәбрикләп өз ара қол елишип көришиду вә мәсчитләр алдида нағра - сунайға тәңкәш қилип сама усули ойнайду. Мәсчиткә қәбристанлиқ йеқин болған шараитта өйгә қайтиштин бурун, йирақ болса аилисигә қайтқандин кейин, машина вә һарвилар билән чоңқур сеғиниш ичидә ата - анисиниң тупрақ бешини зиярәт қилип уларға аллаһтин мәғпирәт вә җәннәт тиләйду."
Уйғур елидә роза һейт байрими тәнтәниси
Муһәммәд нияз һаҗим йәнә мундақ деди:" уйғур елидә роза һейт 3 күндин 7 күнгичә давам қилидиған болуп, улар бу җәрянда һәр әтигини намаз бамдаттин кейин чүшкичә җамаәт болуп һейтлишиду. Чүштин кейин уруқ - туғқан, хулум - қошна, дост- яранлар өз ара бир - бириниң өйигә берип зиярәт қилип айимини тәбрикләйду. Арида адавәт яки рәнҗишләр болғанлар һейт мунасивити билән бир - биридин кәчүрүм сорайду вә аридики адавәтни ююп достлуқ риштисини чиңитиду. Уйғурлар өз пәрзәнтлиригә вә хошнилириниң, достлириниң, шундақла туғқанлириниң кичик балилириға һейтлиқ совғиси беришни яқтуриду. Уйғурлар һейт күнлиридә дастиханлирини гөш, тухум, яғ нан вә түрлүк мевә - чивә, қән - нават, татлиқ түрмә, печинә, пирәникләр билән безигәндин сирт, өй ичи, һойла - арам, мәһәллә кочиларниң тазилиқиға алаһидә әһмийәт бериду."
Демәк сиз бу күнләрдә бир тәрәптин чоң - кичик, яш - қери пүтүн уйғурларниң хушаллиқ ичидә тәбәссум билән өз ар "әссаламу әләйкум! айәмлиригә мубарәк болсун!" дейишиватқанлиқини аңлисиңиз, йәнә бир тәрәптин балиларниң кочиларда, шәһәр базарлирида дарвазларниң дар маһаритидин һозурланғач чақ пәләк вә иләңгүч учуп хушаллиқтин қин - қениға патмай "йилниң һәммиси һейт болсун, ойнайдиған пәйт болсун" дейишиватқандәк сүрән тартип чоқуришиватқанлиқини аңлайсиз." (Өмәрҗан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рамизандики фитир сәдиқиси
- Мусулманлар муқәддәс рамизан ейини күтүвалди
- Мубарәк рамизан ейи вә роза тутушниң хасийити
- Д у қ диний ишлар комитети 2007 - йиллиқ рамизан ейи мураҗити елан қилди
- Франкфорттики уйғурлар дала сәйлиси өткүзди
- Түркийидә 5-нөвәтлик хәлқаралиқ түркчә олимпик мусабиқиси өткүзүлди
- Балилар үчүн әң хошаллиқ бир күн
- Сөйүмлүк анилар, байримиңларға мубарәк болсун !!
- Май байрими, хитайда әмгәкчиләргә һәқиқий байрамму?
- Истанбулдики уйғурлар опчә һейитлашти
- Қирғизистандики уйғурлар роза һейтни күтүвалди
- Рози һейт мунасивити билән рабийә қадир ханим вә әркин алптекин әпәндини зиярәт